29
 1 Қайта-қайта әйиплинип туруп йәнә бойни қаттиқлиқ қилған киши, 
Туюқсиздин давалиғусиз янҗилар. 
 2 Һәққанийлар гүлләнсә, пухралири шатлинар, 
Қәбиһләр һоқуқ тутса пухра налә-пәряд көтирәр.
■  3 Даналиқни сөйгән оғул атисини хуш қилар; 
Бирақ паһишиләргә һәмраһ болған униң мал-мүлкини бузуп-чачар.
■  4 Падиша адаләт билән жутини тинич қилар; 
Бирақ баҗ-селиқ салған болса, уни вәйран қилар.
□  5 Өз йеқиниға хушамәт қилған киши, 
Униң путлириға тор тәйярлап қойғандур. 
 6 Рәзил адәмниң гунайи өзигә қапқан ясап қурар; 
Бирақ һәққаний киши нахшилар билән шатлинар. 
 7 Һәққаний киши мискинниң дәвасиға көңүл бөлүр; 
Бирақ яманлар болса бу ишни чүшәнмәс.
■  8 Һакавур кишиләр шәһәрни қутритип давалғутар; 
Бирақ ақиланиләр аччиқ ғәзәпләрни яндурар. 
 9 Дана киши ахмақ билән дәвалашса, 
Ахмақ һүрпийиду яки күлиду, нәтиҗиси һаман течлиқ болмас. 
 10 Қанхорлар пак-диянәтликләргә нәпрәтлинәр; 
Дурусларниң җенини болса, улар қәстләр.
□  11 Ахмақ һәрдайим ичидики һәммини ашкарә қилар; 
Бирақ дана өзини бесивалар.
■  12 Һөкүмдар ялған сөзләргә қулақ салса, 
Униң барлиқ хизмәткарлири яман үгәнмәй қалмас. 
 13 Гадай билән уни әзгүчи киши бир зиминда яшар; 
Һәр иккисиниң көзини нурландурғучи Пәрвәрдигардур.
□  ■  14 Йоқсулларни диянәт билән сориған падишаниң болса, 
Тәхти мәңгүгә мәһкәм турар.
■  15 Таяқ билән тәнбиһ-несиһәт балиларға даналиқ йәткүзәр; 
Бирақ өз мәйлигә қоюп берилгән бала анисини хиҗаләткә қалдурар.
■  16 Яманлар гүллинип кәтсә, наһәқлик көпийәр; 
Лекин һәққанийлар уларниң жиқилғинини көрәр.
■  17 Оғлуңни тәрбәлисәң, у сени арам тапқузар; 
 18  Пәрвәрдигарниң вәһийси болмиған әлниң пухралири йолдин чиқип башпанаһсиз қалар; 
Лекин Тәврат-қануниға әмәл қилидиған киши бәхитликтур.
□  19 Қулни сөз биләнла түзәткили болмас; 
У сөзүңни чүшәнгән болсиму, етивар қилмас. 
 20 Ағзини басалмайдиған кишини көргәнму? 
Униңдин үмүт күткәндин, ахмақтин үмүт күтүш әвзәлдур.
■  21 Кимки өз қулини кичигидин тартип өз мәйлигә қоюп бәрсә, 
Күнләрниң биридә униң бешиға чиқар.
□  22 Териккәк киши җедәл-маҗира қозғап турар; 
Асан аччиқлинидиған кишиниң гуналири көптур.
■  23 Мәғрурлуқ кишини пәс қилар, 
Бирақ кәмтәрлик кишини һөрмәткә ериштүрәр.
■  24 Оғри билән шерик болған киши өз җениға дүшмәндур; 
У сорақчиниң 
гува беришкә агаһландурушини аңлисиму, лекин раст гәп қилишқа петиналмас.
□  ■  25 Инсан балисидин қорқуш адәмни қапқанқа чүшүриду; 
Бирақ кимки Пәрвәрдигарға таянған болса, у бехәтәр көтириләр.
□  26 Көп кишиләр һөкүмдардин илтипат издәп жүрәр; 
Бирақ адәмниң һәқ-рисқи пәқәт Пәрвәрдигарниңла қолидидур.
■  27 Наһәқләр һәққанийларға жиркиничликтур; 
Дурус йолда маңған кишиләр яманларға жиркиничликтур.