61
61-күй •••• Худани тәлмүрүп күтүш 
 1-2 Нәғмичиләрниң беши Йәдутунға тапшурулған, Давут язған күй: — 
Җеним Худағила қарап сүкүттә күтиду; 
 3 Пәқәт Ула мениң қорам тешим вә мениң ниҗатлиғим, 
Мениң жуқури қорғинимдур; 
Мән унчилик тәвринип кәтмәймән.□  «Мән унчилик тәвринип кәтмәймән» — яки башқа бир хил тәрҗимиси «Зор еғирчилиқтиму тәврәнмәймән». 
 4 Силәр қачанғичә шу аҗиз бир инсанға һуҗум қилисиләр? 
Һәммиңлар қиңғийип қалған тамни, 
Ирғаңлап қалған қашани ғулатқандәк, уни ғулатмақчисиләр? 
 5 Уни шөһрәт-һәйвитидин чүшүрүветиштин башқа, уларниң һеч мәслиһәти йоқтур; 
Ялғанчилиқлардин хурсән улар; 
Ағзида бәхит тилигини билән, 
Улар ичидә ләнәт оқуйду. 
Селаһ. 
 6 И җеним, Худағила қарап сүкүттә күткин; 
Чүнки мениң үмүтүм Униңдиндур. 
 7 Пәқәт У мениң қорам тешим һәм мениң ниҗатлиғим, 
Мениң жуқури қорғинимдур; 
Мән тәвринип кәтмәймән. 
 8 Ниҗатлиғим һәм шан-шөһритим Худаға бағлиқтур; 
Мениң күчүм болған қорам таш, мениң панаһгаһим Худадидур. 
 9 И халайиқ, Униңға һәрдайим тайиниңлар! 
Униң алдида ич-бағриңларни төкүңлар; 
Худа бизниң панаһгаһимиздур! 
Селаһ. 
 10 Аддий бәндиләр пәқәт бир тиниқ, 
Есилзадиләрму бир алдам сөз халас; 
Таразиға селинса уларниң қилчә салмиқи йоқ, 
Бир тиниқтинму йениктур. 
 11 Зомигәрликкә таянмаңлар; 
Булаңчилиқтин хам хиял қилмаңлар, 
Байлиқлар көпәйсиму, буларға көңлүңларни қоймаңлар; 
 12 Худа бир қетим ейтқанки, 
Мундақ дегинини икки қетим аңлидимки: — 
«Күч-қудрәт Худаға мәнсуптур». 
 13 Һәм и Рәб, Саңа өзгәрмәс муһәббәтму мәнсуптур; 
Чүнки Сән һәр бир кишигә өз әмилигә яриша қайтурисән.■ Аюп 34:11; Пәнд. 24:12; Йәр. 32:19; Әз. 7:27; 33:20; Мат. 16:27; Рим. 2:6; 2Кор. 5:10; Әф. 6:8; Кол. 3:25; 1Пет. 1:17; Вәһ. 22:12 
□61:1-2 «Нәғмичиләрниң беши Йәдутунға тапшурулған, Давут язған күй» — «Йәдутун»: Давут пәйғәмбәр «мәдһийә хори»ниң йетәкчиси дәп бекиткән, Йәдутун исимлиқ бир кишини көрситиду («1Тар.» 16:41ни көрүң). Йәнә бир хил тәрҗимиси: «Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, «Йәдутун» (мәдһийиләш дегән мәнидә) аһаңида оқулсун дәп Давут язған күй: —....».
□61:3 «Мән унчилик тәвринип кәтмәймән» — яки башқа бир хил тәрҗимиси «Зор еғирчилиқтиму тәврәнмәймән».
■61:13 Аюп 34:11; Пәнд. 24:12; Йәр. 32:19; Әз. 7:27; 33:20; Мат. 16:27; Рим. 2:6; 2Кор. 5:10; Әф. 6:8; Кол. 3:25; 1Пет. 1:17; Вәһ. 22:12