65
65-күй •••• Ибадәткә түрткә болидиған гувалиқ 
 1 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, тарлиқ сазлар билән оқулсун дәп, күй-нахша: — 
Пүткүл җаһан, хошаллиқ билән Худаға тәнтәнә қилиңлар! 
 2 Униң наминиң улуқлуғини нахша қилип җакалаңлар, 
Униң мәдһийилирини шәрәплик қилиңлар! 
 3 Худаға: «Сениң қилғанлириң нәқәдәр қорқунучлуқтур! 
Қудритиң зор болғач, 
Дүшмәнлириң алдиңда зәиплишип тәслим болиду; 
 4 Барлиқ йәр йүзидикиләр Саңа сәҗдә қилип, 
Сени күйләп, нахша ейтишиду; 
Улар намиңни күйләп нахша қилип ейтиду» — дәңлар! 
Селаһ! 
 5 Келиңлар, Худаниң қилғанлирини көрүңлар; 
Инсан балилири алдида қилған карамәтлири қорқунучлуқтур. 
 6 У деңизни қуруқлуққа айландурди; 
Әҗдатлиримиз дәриядинму пиядә өтти; 
Биз у йәрдә униңдин хурсән болдуқ. ■ Мис. 14:21-31; Йә. 3:14  
 7 У қудрити билән мәңгү һөкүм сүриду; 
Униң көзлири әлләрни күзитип туриду; 
Асийлиқ қилғучилар мәғрурланмисун! 
 8 И қовмлар, Худайимизға тәшәккүр-мәдһийә ейтиңлар; 
Униңға болған мәдһийә-һәмдусаналарни яңритиңлар! 
 9 У җенимизни һаятлиқ ичигә тиккән, 
Путлиримизни тейилдурушларға йол қоймайду. 
 10 Чүнки Сән, и Худа, бизни синидиң; 
Күмүчни отта тавлиғандәк бизни тавлидиң. 
 11 Сән бизни торға чүшүрдуң; 
Белимизгә еғир жүкни жүклидиң. 
 12 Хәқләрни бешимизға миндүрдүң; 
Биз от вә кәлкүнни бесип өттуқ; 
Сән ахир бизни кәңричиликкә чиқардиң. 
 13 Мән көйдүрмә қурбанлиқларни елип өйүңгә кирәй; 
Саңа қилған қәсәмлиримгә әмәл қилимән; 
 14 Бәрһәқ, бешимға күн чүшкәндә ләвлирим чиқарған, 
Еғизим ейтқан вәдилиримни әмәлгә ашуримән. 
 15 Мән Саңа бордақ малларни көйдүрмә қурбанлиқ қилип сунимән, 
Қочқарларниң йеғини хуш пуритип көйдүримән; 
Өкүз вә өшкиләрни әкилип сунимән. 
Селаһ! 
 16 Худадин әймингүчи һәммиңлар, келиңлар, қулақ селиңлар! 
Униң мән үчүн қилған карамәтлирини баян қилимән; 
 17 Ағзим ечип униңға пәряд көтәрдим, 
Униң улуқлуғини җакалиған мәдһийиләр тилимда болди. 
 18 Көңлүмдә гунани көзләп жүргән болсам, 
Рәб дуайимни аңлимиған болатти. 
 19 Бирақ Худа аңлиди; 
У дуайимға қулақ салди. 
 20 Худаға тәшәккүр-мәдһийә яғдурулсун! 
У мениң дуайимни яндурмиди, 
Һәм мәндин өзгәрмәс муһәббитини елип кәтмиди!