97
97-күй •••• Пәрвәрдигар пүткүл дунияға һөкүмранлиқ қилишқа келиду! 
 1 Давут язған күй: — 
Пәрвәрдигарға атап йеңи нахша ейтиңлар; 
Чүнки У карамәт мөҗизиләрни яратти; 
Униң оң қоли һәм муқәддәс билиги 
Өзигә зәпәр-ниҗат кәлтүрди. 
 2 Пәрвәрдигар Өз ниҗатлиғини аян қилди; 
Һәққанийитини әлләрниң көз алдида ашкарә көрсәтти. 
 3 У Исраил җәмәтигә болған меһир-муһәббитини һәм һәқиқәт-садақитини есигә алди, 
Зиминниң чәт-яқилириму Худайимизниң ниҗатлиғини көрди. 
 4 Пәрвәрдигарға авазиңларни көтириңлар, пүткүл йәр йүзи; 
Тәнтәнә қилип авазиңларни көтириңлар, нахша ейтиңлар! 
 5 Пәрвәрдигарға чилтар челип нахша ейтиңлар, 
Чилтар билән, күйниң садаси билән! 
 6 Канай һәм сүнай авазлири билән, 
Падиша болған Пәрвәрдигар алдида тәнтәнә қилиңлар; 
 7 Деңиз-океан һәм униңға толған һәммә җуш уруп, 
Җаһан һәм униңда яшаватқанлар шавқунлисун! 
 8 Кәлкүн-ташқинлар чавак чалсун; 
Пәрвәрдигар алдида тағлар қошулуп тәнтәнә қилип нахша ейтсун; 
 9 Чүнки мана, У йәрни сорақ қилишқа келиду; 
У аләмни адиллиқ билән, 
Хәлиқләрни Өз һәқиқәт-садақитидә сорақ қилиду.