112
112-күй •••• Худа шәпқитини көрситиш үчүн Өзини төвән тутиду 
 1 Һәмдусана! 
Мәдһийиләңлар, и Пәрвәрдигарниң қуллири, 
Пәрвәрдигарниң намини мәдһийиләңлар! 
 2 Һазирдин башлап, әбәдил-әбәткичә, 
Пәрвәрдигарниң намиға тәшәккүр-мәдһийә қайтурулсун!■ Дан. 2:20 
 3 Күн чиқардин күн патарға, 
Пәрвәрдигарниң нами мәдһийилинишкә лайиқтур!■ Мал. 1:11 
 4 Пәрвәрдигар әлләрдин жуқури көтирилди; 
Шан-шәриви әршләрдин жуқуридур. 
 5 Кимму Пәрвәрдигар Худайимизға тәң болалисун — 
Өз макани жуқурида болсиму, 
 6 Асманларға һәм йәргә қараш үчүн, 
Өзини төвән қилғучиға? 
 7 Намрат кишини У топа-чаңдин көтириду; 
Қиғлиқтин йоқсулни жуқурилитиду;■ 1Сам. 2:8; Зәб. 106:41 
 8 Уни есилзадиләр қатариға, 
Йәни Өз хәлқиниң есилзадилири арисиға олтарғузиду; 
 9 У туғмас аялни өйгә орунлаштуруп, 
Уни оғулларниң хошал аниси қилиду. 
Һәмдусана!