Мисирдин чиқиш  
 1
Исраилларниң Мисирда тартқан азаплири 
 1 Вә төвәндикиләр Исраил 
билән биллә Мисирға барған оғуллириниң исимлири (улар һәр қайсиси өз бала-җақилирини елип, Яқуп билән биллә Мисирға барған еди): — 
□  ■  2 Рубән, Шимеон, Лавий, Йәһуда,  
3 Иссакар, Зәбулун, Бинямин,  
4 Дан, Нафтали, Гад вә Ашир.  
5 Әнди Яқупниң пуштидин болғанлар җәмий болуп йәтмиш адәм еди. Бу вақитта Йүсүп Мисирда еди.
■   6 Кейин Йүсүп, униң барлиқ қериндашлири һәмдә барлиқ замандашлири өлүп түгиди.  
7 Шундақтиму, Исраиллар көп туғулуп, тез көпийип, интайин күчәйди; улар зиминға бир кәлди.
■  8 У вақитларда Йүсүпни билмәйдиған йеңи бир падиша Мисирда тәхткә чиқти. 
□  ■  9 У хәлқигә: Мана, Исраилларниң хәлқи биздин зиядә көпийип һәмдә биздинму күчлинип кәтти.  
10 Әнди биз уларға нисбәтән ақиланә иш тутайли; болмиса, улар техиму көпийип кетиду, мабада уруш партлап қалса, шундақ болидуки, улар дүшмәнлиримиз тәрәпкә өтүп, бизгә һуҗум қилип, жуттин чиқип кетиши мүмкин, — деди.
■   11 Шуниң билән улар уларни қаттиқ әмгәкләр билән харлаш үчүн иш башлирини тайинлап назарәтчиликкә қойди. Шуниң билән Исраиллар Пирәвн үчүн Питом билән Раамсәс дегән маддий әшя сақлайдиған шәһәрләрни ясап бәрди. 
□  12 Лекин уларни 
қанчә әзгәнсери, булар шунчә көпийип һәммә йәрни қаплиди; буниң билән мисирлиқлар Исраилларға өч болуп кәтти. 
□  ■  13 Шуниң билән мисирлиқлар Исраилларға зулум қилип, уларни техиму қаттиқ ишлитип еғир ишларға салди.  
14 Мисирлиқлар уларни лайчилиқ, хиш-кесәк қуюш вә етизларниң һәр хил әмгәклиригә селип, ишниң қаттиқлиғи билән уларниң турмушиға қаттиқ еғирчилиқ салди; уларни немә әмгәккә салмисун, интайин җапалиқ еди. 
  15 Мисир падишаси икки ибраний туғут анисиға сөз қилип (уларниң бириниң исми Шифраһ, йәнә бириниң исми Пуаһ еди):
□   16 — силәр қачанлиги ибраний хотунларни туғдурсаңлар, туққанда убдан қараңлар; бовақ оғул болса, өлтүрүветиңлар; қиз болса, тирик қоюңлар, — деди.
□   17 Лекин туғут анилири Худадин қорқуп, Мисирниң падишаси уларға ейтқандәк қилмай, бәлки оғул бовақларни тирик қойди. 
 18 Шуңа Мисирниң падишаси туғут анилирини чақиртип улардин: — Бу немә қилғиниңлар?! Оғул балиларни немишкә тирик қойдуңлар? — дәп сориди. 
 19 Туғут анилири Пирәвнгә җавап берип: — Ибраний аяллар мисирлиқ аялларға охшимайду. Улар күчлүк, сағлам-тимән болғини үчүн туғут анилири уларниң қешиға йетип барғичә, өзлири туғуп болиду, — деди. 
 20 Нәтиҗидә, Худа туғут анилириға илтипат көрсәтти; Исраил хәлқи давамлиқ көпийип, техиму күчәйди.  21 Шундақ болдики, туғут анилири Худадин қорқидиған ихласмән болғанлиғи үчүн Худа уларни аилилик болушқа муйәссәр қилди. 
 22 Буниң билән Пирәвн барлиқ пухралириға: — Исраиллардин йеңи туғулған оғул балиларниң һәммисини дәрияға ташлаңлар, лекин қиз балиларниң һәммисини тирик қалдуруңлар, дәп әмир қилди.
□  ■