39
Йерусалимниң ишғал қилиниши вә кейинки вақиәләр 
 1 Йерусалим ишғал қилинғанда төвәндики ишлар йүз бәрди: — Йәһуда падишаси Зәдәкияниң тоққузинчи жили онинчи айда, Бабил падишаси Небоқаднәсар вә барлиқ қошуни Йерусалимға җәң қилишқа келип уни муһасиригә алди; 
■  2 Зәдәкияниң он биринчи жили, төртинчи айниң тоққузинчи күнидә, улар шәһәр сепилидин бөсүп кирди.  
3 Шуниң билән Бабил падишасиниң әмирлириниң һәммиси, йәни Самгарлиқ Нәргал-Шарәзәр, баш ғәзничи Небу-Сарсеқим, баш сеһиргәр Нәргал-шарәзәр вә Бабил падишалиғиниң башқа әмәлдарлири кирип «Оттура дәрваза»да олтарди.
□   4 Йәһуда падишаси Зәдәкия вә барлиқ җәңгивар ләшкәрләр уларни көрүп қачмақчи болуп, түн кечидә шәһәрдин бәдәр тикиветишти; у падишаниң бағчиси арқилиқ, «икки сепил» арилиғидики дәрвазидин чиқип Иордан җилғисидики «Арабаһ түзләңлиги»гә қарап қечишти.  5 Калдийләрниң қошуни уларни қоғлап Йерихо түзләңлигидә Зәдәкияға йетишип уни қолға елип Хамат зиминидики Риблаһ шәһиригә, Бабил падишаси Небоқаднәсарниң алдиға апарди; у шу йәрдә униң үстидин һөкүм чиқарди. 
 6 Бабил падишаси Риблаһ шәһиридә Зәдәкияниң оғуллирини көз алдида өлтүрүвәтти; Бабил падишаси Йәһудадики барлиқ мөтивәрләрниму өлтүрүвәтти.  7 У Зәдәкияниң көзлирини оюп, уни Бабилға апириш үчүн мис кишәнләр билән кишәнләп қойди.  8 Калдийләр падишаниң ордисини вә пухраларниң өйлирини от қоюп көйдүрүп Йерусалимниң сепиллирини көмүрүп ташлиди.  9 Шаһанә қаравул беги Небузар-Адан шәһәрдә қелип қалған башқа хәлиқни, өзигә тәслим болуп чиққанларни, йәни қалған хәлиқниң һәммисини қолға елип, Бабилға сүргүн қилди.  10 Һалбуки, қаравул беги Небузар-Адан Йәһуда зиминида һеч тәвәлиги болмиған бәзи намратларни қалдурди; шу чағда у уларға үзүмзарлар вә етизларни тәқсимләп бәрди. 
 11-12 Бабил падишаси Небоқаднәсар Йәрәмия тоғрилиқ қаравул беги Небузар-Адан арқилиқ: «Уни тепип униңдин хәвәр ал; униңға һеч зиян йәткүзмә; у немини халиса шуни униңға қилип бәр» — дәп пәрман чүшүргән еди. 
 13 Шуңа қаравул беги Небузар-Адан, шундақла баш ғәзничи Небушазбан, баш сеһиргәр Нәргал-Шарәзәр вә Бабил падишасиниң башқа баш әмәлдарлириниң һәммиси адәм әвәтип 
□  14 Йәрәмияни «Қаравулларниң һойлиси»дин елип Шафанниң нәвриси, Аһикамниң оғли Гәдалияниң өз өйигә апириши үчүн униң қолиға тапшурғузди. Лекин Йәрәмия пухралар арисида турди.
□     
Худаниң садиқ адими Әбәд-Мәләккә болған вәдиси 
 15 Йәрәмия «Қаравулларниң һойлиси»да қамап қоюлған вақтида, Пәрвәрдигарниң сөзи униңға келип мундақ дейилгән еди: — 
 16 Барғин, Ефиопийәлик Әбәд-Мәләккә мундақ дегин: «Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Мана, Мән өз сөзлиримни мошу шәһәр үстигә чүшүримән; ават-һалавәт әмәс, бәлки балаю-апәт чүшүримән; шу күни бу ишлар өз көзүң алдида йүз бериду.  17 Лекин шу күни Мән сени қутқузимән, — дәйду Пәрвәрдигар; — Сән қорқидиған адәмләрниң қолиға тапшурулмайсән;  18 чүнки Мән чоқум сени қутқузимән; сән қиличланмайсән, бәлки өз җениң өзүңгә олҗидәк қалиду; чүнки сән Маңа тайинип кәлгәнсән — дәйду Пәрвәрдигар».