Йоел  
 1
Чекәткә апити Пәрвәрдигарниң күнигә бешарәт бериду 
 1 Пәрвәрдигарниң Петуелниң оғли Йоелға чүшкән сөзи: — 
 2 «И қерилар, аңлаңлар; 
Зиминда барлиқ туруватқан һәммәйлән, қулақ селиңлар; 
Өз күнлириңларда яки ата-бовилириңларниң күнлиридиму шундақ бир иш болуп баққанму? 
 3 Балилириңларға шуни ейтип бериңлар, 
Балилириңлар өз балилириға ейтсун, 
Уларму келәр дәвиргә ейтсун: — 
 4 «Чишлигүчи қурут» қалдурғанни чекәткә йәп болди, 
Чекәткә қалдурғанни чекәткә личинкилири йәп болди, 
Чекәткә личинкилири қалдурғанни «вәйранчи қурут»лар йәп болди.
□  5 Әй, һарақкәшләр, ойғинип қаттиқ жиғлаңлар, 
Һувлишиңлар, и шарап ичкүчиләр, 
Йеңи шарап түпәйлидин — 
Чүнки у ағзиңдин елип ташланди. 
 6 Чүнки бир хәлиқ, күчлүк, сансизлиған хәлиқ, 
Зиминим үстигә бесип кәлди; 
Униң чишлири болса ширниң чишлири, 
Униңда ширниң һиңгаң чишлири бардур; 
 7 У Мениң үзүм таллиримни вәйранә қиливәтти, 
Әнҗир дәриғимниң қовзақлирини сийривәтти, 
Уларни ялаңачлап, ташливәтти; 
Уларниң шахлири ақливетилди. 
 8 Яшлиғидики ери үчүн матәм тутуп бөз кийимләргә оранған нәвҗувандәк қаттиқ пиған чекиңлар; 
 9 Пәрвәрдигарниң өйи «ашлиқ һәдийә»дин һәм «шарап һәдийә»ләрдин мәһрум қилинди; 
Каһинлар, йәни Пәрвәрдигарниң хизмәтчилири матәм тутиду.
□  10 Етизлар чөлдәрәп кәтти, 
Зимин матәм тутиду; 
Чүнки зираәтләр ғазан болди, 
Йеңи шарап қуруп кәтти, 
Зәйтун мейи қағҗириди. 
 11 Һәй деханлар, уюлуңлар; 
Буғдайлар һәм арпилар үчүн ялвуруңлар, и үзүмчиләр, 
Чүнки етизларниң һосуллири қуруп кәтти. 
 12 Үзүм тели қағҗирап кәтти, 
Әнҗир дәриғи солишип қалди, 
Анар дәриғи, хорма палмиси һәм алма дәриғиму, 
Даладики барлиқ дәрәқләр солишип кәтти; 
Бәрһәқ, шатлиқму адәм балилирида солишип кәтти. 
 13 Белиңларни бағлаңлар, пәряд оқуңлар, и каһинлар; 
Һувлаңлар, и қурбангаһниң хизмәтчилири; 
Кечичә бөз кийимләрни кийип дүм йетиңлар, и Худаниң хизмәтчилири; 
Чүнки Худайиңларниң өйидин «ашлиқ һәдийә» һәм «шарап һәдийә» үзүлүп қалди.
□  14 «Роза тутайли» дәп Худаға мәхсус бир мәзгилни айриңлар, 
Җамаәткә мәхсус жиғилимиз, дәп җакалаңлар; 
Ақсақалларни, зиминда туруватқанларниң һәммисини Пәрвәрдигар Худайиңларниң өйигә жиғип, 
Пәрвәрдигарға налә көтириңлар!
■    
 15 «Аһ, шу күн! 
Чүнки Пәрвәрдигарниң күни йеқинлашти, 
У Һәммигә Қадир тәрипидин һалакәт болуп келиду.
□  ■  16 Мана, ғиза көз алдимиздин елип ташланди әмәсму? 
Шатлиқ, хошаллиқ Худайимизниң өйидин елип ташланди әмәсму?
□  17 Уруқлар топа-чалмилар астида чирип кәтти, 
Амбарлар харабиләшти, 
Боғузханилар ғулап чүшти; 
Чүнки зираәтләр ғазаң болди. 
 18 Чарпайлар шундақ һөкиришип кәтти! 
Кала падилири патипарақ болди, 
Отлақни тапалмиғач; 
Қой падилириму өзи «гунайимиз бар» дегәндәк мәйүсләнди;
□  19 Аһ, Пәрвәрдигар, нида қилимән Саңа; 
Чүнки от ялқунлири җаңгалдики от-чөпләрни йәвәтти, 
Ялқун даладики барлиқ дәрәқләрни көйдүрүвәтти. 
 20 Даладики һайванларму Саңа нида қилиду, 
Чүнки ериқ-өстәңләр қуруп кәтти, 
От-ялқун җаңгалдики от-чөпләрни йәвәтти.