3
Яшларға сәмимий агаһландуруш 
 1 И оғлум, тәлимимни унтума, 
Дегәнлиримни һемишә көңлүңдә чиң тут.
□  2 Чүнки у саңа бәрикәтлик күнләр, узун өмүр вә хатирҗәмлик қошуп бериду.
□  ■   3 Меһриван вә һәқ-сәмимий болуштин ваз кәчмә, 
Буларни бойнуңға есивал, 
 4 Шундақ қилғанда Худа вә бәндиләрниң нәзиридә илтипатқа лайиқ болисән, данишмән һесаплинисән.
□     
 5 Өз әқлиңгә таянмай, Пәрвәрдигарға чин қәлбиң билән таянғин; 
 6 Қандақла иш қилсаң, Пәрвәрдигарни тонушқа интил; 
У саңа тоғра йолларни көрситиду.
□  ■  7 Өзүңни әқиллиқ санима; 
Пәрвәрдигардин әйминип, яманлиқтин жирақ бол.
■  8 Шундақ қилғиниңда, бу ишлар дәрдиңгә дәрман, 
Устиханлириңға илик болиду.
□  9 Пәрвәрдигарниң һөрмитини қилип мал-дунияйиңдин һәдийәләрни сунғин, 
Етизиңдин тунҗа чиққан мәһсулатлириңдин Униңға атиғин;
■  10 Шундақ қилғиниңда, амбарлириң ашлиққа толуп ташиду, 
Шарап көлчәклириңдә йеңи шарап ешип-тешип туриду.
■  11 И оғлум, Пәрвәрдигарниң тәрбийисигә бепәрвалиқ қилма, 
 12 Чүнки, ата әзиз көргән оғлиға тәнбиһ-тәрбийә бәргәндәк, 
Пәрвәрдигар кимни сөйгән болса униңға тәнбиһ-тәрбийә бериду.
■  13 Даналиққа муйәссәр болған киши, 
Йоруқлуққа егә болған киши немидегән бәхитлик-һә! 
 14 Чүнки даналиқниң пайдиси күмүчниң пайдисидин көптур, 
Қиммити сап алтунниңкидинму зиядидур.
■  15 У ләәл-яқутлардин қиммәтликтур, 
Интизар болған һәр қандақ нәрсәңдин һеч бириму униңға тәң кәлмәстур.
■  16 Даналиқниң оң қолида узун өмүр, 
Сол қолида байлиқ вә шөһрәт бардур. 
 17 Униң йоллири саңа хуш пурақ туюлур, 
Униң барлиқ тәриқилири сени арам тапқузур. 
 18 У өзини тапқан адәмгә «һаятлиқ дәриғи»дур, 
Уни чиң тутқан киши немидегән бәхитлик!
□  19 Пәрвәрдигар даналиқ билән йәр-зиминни бәрпа қилди, 
Һекмәт билән асманни орнатти. 
 20 Униң билими билән йәрниң чоңқур қатламлири йерилди, 
Һәмдә булутлардин шәбнәм чүшти.
□  ■  21 И оғлум! Даналиқ билән билимни көзүңдин чиқарма, 
Пишқан һекмәт вә пәм-парасәтни чиң тут. 
 22 Шуниң билән улар җениңға җан қошиду, 
Бойнуңға есилған есил марҗандәк саңа гөзәллик қошиду. 
 23 Шу чағда йолуңда аман-есән маңалайсән, 
 24 Ятқанда һеч немидин қорқмайсән, 
Йетишиң биләнла татлиқ ухлайсән.
■  25 Бешиңға дәһшәтлик вәһимә чүшкәндә қорқмиғин, 
Рәзилләрниң вәйранчилиғидин ғәм қилмиғин!
□  ■  26 Чүнки Пәрвәрдигар сениң таянчиңдур, 
У путуңни қапқанлардин нери қилиду. 
   
 27 Пәқәт қолуңдин кәлсила, һаҗәтмәнләрдин яхшилиқни айимиғин. 
 28 Қолум-хошнилириң сениңдин өтнә сорап кирсә, «Қайтип кетип, әтә кәлгин, әтә берәй» — демигин. 
 29 Хошнаңға зиянкәшлик нийитидә болма, 
Чүнки у саңа ишинип йениңда хатирҗәм яшайду. 
 30 Бириси саңа зиян йәткүзмигән болса, 
Униң билән сәвәпсиз маҗиралашма.
□  31 Зулумхор кишигә һәсәт қилма, 
Униң йол-тәдбирлиридин һеч немини таллима.
■  32 Чүнки қиңғир йолларни маңидиғанлар Пәрвәрдигарниң нәзиридә жиркиничликтур, 
Лекин Униң сирдаш достлуғи дурус яшаватқан адәмгә тәәллуқтур.
■  33 Пәрвәрдигарниң ләнити рәзиллик қилғучиниң өйидидур, 
Лекин У һәққаний адәмниң өйигә бәхит ата қилур.
■  34 Бәрһәқ, мәсқирә қилғучиларни У мәсқирә қилиду, 
Лекин кичик пеил кишиләргә шәпқәт көрситиду.
■  35 Даналар шөһрәткә варислиқ қилиду, 
Лекин һамақәтләр рәсва қилиниду.
□