20
20-күй •••• Худа тиклигән падиша тоғрилиқ бир күй 
 1-2 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Давут язған күй: — 
Падиша қудритиңдин шатлиниду, и Пәрвәрдигар; 
Ғәлибә-ниҗатлиғиңдин у нәқәдәр хурсән болиду! 
 3 Сән униң көңүл тилигини униңға ата қилдиң, 
Ләвлириниң тәливини рәт қилған әмәссән. 
Селаһ! 
 4 Чүнки Сән есил бәрикәтләр билән уни қарши алдиң; 
Униң бешиға сап алтун таҗ кийдүрдүң. 
 5 У Сәндин өмүр тилисә, Сән униңға бәрдиң, 
Йәни узун күнләрни, таки әбәдил-әбәткичә бәрдиң. 
 6 У Сениң бәргән ғәлибә-ниҗатлиғиңдин зор шәрәп қучти; 
Сән униңға иззәт-һәйвәт һәм шану-шәвкәт қондурдуң. 
 7 Сән униң өзини мәңгүлүк бәрикәтләр қилдиң; 
 8 Чүнки падиша Пәрвәрдигарға тайиниду; 
Һәммидин Алий Болғучиниң өзгәрмәс муһәббити билән у һеч тәврәнмәйду. 
 9 Сениң қолуң барлиқ дүшмәнлириңни тепип, ашкарә қилиду; 
Оң қолуң Саңа өчмәнлик қилғанларни тепип ашкарә қилиду;□  «Сениң қолуң барлиқ дүшмәнлириңни тепип, ... Оң қолуң Саңа өчмәнлик қилғанларни тепип ашкарә қилиду...» — 8-айәттин башлап, бешарәтлик сөзләр беваситә падишаға ейтилған болса керәк. Рошәнки, бу айәтләр падиша Давутниң әвлади болған, кәлгүсидики Қутқузғучи-Мәсиһни көрситиду. 
 10 Сениң дидариң көрүнгән күндә, уларни ялқунлуқ хумданға салғандәк көйдүрисән; 
Пәрвәрдигар дәрғәзәп билән уларни жутуветиду; 
От уларни көйдүрүп түгитиду. 
 11 Уларниң тухумини җаһандин, 
Нәсиллирини кишилик дуниядин қуритисән; 
 12 Чүнки улар Саңа яманлиқ қилишқа урунди; 
Улар рәзил бир нәйрәңни ойлап чиққини билән, 
Амма ғәлибә қилалмиди. 
 13 Чүнки Сән уларни кәйнигә бурулушқа мәҗбур қилдиң; 
Сән уларниң йүзигә қарап оқяйиңни чәнләйсән. 
 14 И Пәрвәрдигар, Өз күчүң билән улуқлуғуңни намайән қилғайсән; 
Шуниң билән биз нахша ейтип қудритиңни мәдһийиләймиз. 
□20:7 «Сән униң өзини мәңгүлүк бәрикәтләр қилдиң» — бу сөз бәлким Давутниң әвлади болған, кәлгүсидики Қутқузғучи-Мәсиһниң Худаниң Ибраһимға бәргән әң улуқ вәдисини әмәлгә ашуридиғанлиғини көрситиши мүмкин. Шу вәдә: «Сән өзүң башқиларға бәхит-бәрикәт болисән ... Сән арқилиқ йәр йүзидики барлиқ аилә вә қәбилиләргә бәхит-бәрикәт ата қилиниду» дейилиду («Яр.» 12:1-3дә хатириләнгән). Башқа бир хил тәрҗимиси: «Сән униңға мәңгүлүк бәрикәтләрни бекиттиң».
□20:9 «Сениң қолуң барлиқ дүшмәнлириңни тепип, ... Оң қолуң Саңа өчмәнлик қилғанларни тепип ашкарә қилиду...» — 8-айәттин башлап, бешарәтлик сөзләр беваситә падишаға ейтилған болса керәк. Рошәнки, бу айәтләр падиша Давутниң әвлади болған, кәлгүсидики Қутқузғучи-Мәсиһни көрситиду.