148
148-күй •••• Пүткүл аләм, Пәрвәрдигарни улуқлаңлар! 
 1 Һәмдусана! 
Пәрвәрдигарни асманлардин мәдһийиләңлар; 
Жуқири җайларда Уни мәдһийиләңлар;■ Луқа 2:14; Вәһ. 5:13 
 2 Уни мәдһийиләңлар, барлиқ пәриштилири; 
Уни мәдһийиләңлар, барлиқ қошунлири! 
 3 Уни мәдһийиләңлар, и қуяш һәм ай, 
Уни мәдһийиләңлар, һәммә парлақ юлтузлар; 
 4 Уни мәдһийиләңлар, асманларниң асманлири, 
Асмандин жуқури җайлашқан сулар! 
 5 Булар Пәрвәрдигарниң намини мәдһийилисун; 
Чүнки У буйруған һаман, улар яратилғандур;■ Яр. 1:6-31; Зәб. 32:6, 9 
 6 У уларни әбәдил-әбәткичә турғузди; 
Улар үчүн вақти өтмәйдиған бәлгүлимини буйруған.■ Аюп 14:5,13; 26:10; 38:33; Зәб. 103:5; 118:91; Йәр. 31:35; 33:25 
 7 Пәрвәрдигарни зиминдин мәдһийиләңлар, 
Деңиздики барлиқ әҗдиһалар, деңизниң барлиқ тәглири; 
 8 От, мөлдүз, қар, туман, 
Униң сөзигә әмәл қилидиған җудунлуқ шамал; 
 9 Тағлар һәм барлиқ дөңләр, 
Мевилик дәрәқләр, барлиқ кедир дәрәқлири, 
 10 Явайи һайванлар, барлиқ мал-варанлар, 
Өмилигүчиләр һәм учар-қанатлар; 
 11 Җаһан падишалири вә барлиқ қовмлар, 
Әмирләр һәм йәр йүзидики барлиқ һаким-сотчилар; 
 12 Һәм жигитләр һәм қизлар, 
Бовайлар вә яшлар, — 
 13 Һәммиси Пәрвәрдигарниң намини мәдһийилисун; 
Чүнки пәқәтла Униң нами алийдур; 
Униң һәйвити йәр һәм асмандин үстүн туриду.■ Пәнд. 18:10; Йәш. 12:4 
 14 Һәм У Өз хәлқиниң мүңгүзини, 
Йәни барлиқ муқәддәс бәндилириниң мәдһийисини егиз көтәргүзгән; 
Улар Исраил балилири, 
Өзигә йеқин бир хәлиқтур! 
Һәмдусана!□  «Өз хәлқиниң мүңгүзини, йәни барлиқ муқәддәс бәндилириниң мәдһийиси...» — Тәвратта «мүңгүз» адәттә адәмниң нам-шөһрити яки һоқуқини билдүриду. Бу айәттә у Исраилниң Худаға болған мәдһийилирини билдүриду. Бу айәттики «көтириш» адәмниң қоли билән көтириш әмәс, бәлки Худа уларниң мәдһийә авазлирини көтиришини билдүриду.  ■ Зәб. 131:17 
■148:5 Яр. 1:6-31; Зәб. 32:6, 9
■148:6 Аюп 14:5,13; 26:10; 38:33; Зәб. 103:5; 118:91; Йәр. 31:35; 33:25
■148:13 Пәнд. 18:10; Йәш. 12:4
□148:14 «Өз хәлқиниң мүңгүзини, йәни барлиқ муқәддәс бәндилириниң мәдһийиси...» — Тәвратта «мүңгүз» адәттә адәмниң нам-шөһрити яки һоқуқини билдүриду. Бу айәттә у Исраилниң Худаға болған мәдһийилирини билдүриду. Бу айәттики «көтириш» адәмниң қоли билән көтириш әмәс, бәлки Худа уларниң мәдһийә авазлирини көтиришини билдүриду.