23
23-күй •••• Пәрвәрдигарниң ғәлибиси 
 1 Давут язған күй: — 
Пәрвәрдигарға мәнсүптур, җаһан вә униңға толған һәммә мәвҗудатлар; 
Униңға тәәллуқтур йәр йүзи вә униңда туриватқанларму;■ Мис. 19:5; Қан. 10:14; Аюп 41:3; Зәб. 49:12; 1Кор. 10:26,28 
 2 Чүнки җаһанниң улини чоңқур деңизлар үстигә орунлаштуруп, 
Йәрни сулар үстигә орнатқан Удур. 
 3 Пәрвәрдигарниң теғиға ким чиқалайду? 
Униң муқәддәс җайиға ким кирип туралайду? ■ Зәб. 14:1; Йәш. 33:14,15 
 4 — Қоллири гунадин пакиз, дили сап, 
Қуруқ нәрсиләргә тәлмүрүп қаримиған, 
Ялған қәсәм қилмиған киши кирәләйду. □  «Қуруқ нәрсиләргә тәлмүрүп қаримиған» — «қуруқ нәрсиләр» бутларни көрситиду. 
 5 Бундақ киши болса Пәрвәрдигардин бәхитни, 
Өз ниҗатлиғи болғучи Худадин һәққанийлиқни тапшурувалиду вә уни көтирип жүриду;□  «... тапшурувалиду вә уни көтириду» — бу икки пеил ибраний тилида бирла пеил билән ипадилиниду. 
 6 Бу дәвир Уни издигүчи дәвирдур, 
Йәни Сениң дидариңни издигүчиләр, и Яқупниң Худаси! 
 7 И қовуқлар, бешиңларни көтириңлар! 
Кәң ечилиңлар! 
И мәңгүлүк ишикләр, көтирилиңлар! 
Шуниң билән шан-шәрәп егиси Падиша кириду!□  «И қовуқлар, бешиңларни көтириңлар! Кәң ечилиңлар! И мәңгүлүк ишикләр, көтирилиңлар!» — қедимки заманларда қовуқлар ечилғанда жуқуридин көтириләтти. 
 8 Шан-шәрәп егиси Падиша дегән ким? 
У Пәрвәрдигардур, у күчлүк вә қудрәтликтур! 
Пәрвәрдигар, җәң мәйданида қудрәтликтур! 
 9 И қовуқлар, бешиңларни көтириңлар! 
Кәң ечилиңлар! 
И мәңгүлүк ишикләр, бешиңларни көтириңлар! 
Шуниң билән шан-шәрәп егиси Падиша кириду! 
 10 Шан-шәрәп егиси Падиша дегән ким? 
Самавий қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар болса, шан-шәрәп егиси Падишаһтур! 
Селаһ! 
■23:1 Мис. 19:5; Қан. 10:14; Аюп 41:3; Зәб. 49:12; 1Кор. 10:26,28
■23:3 Зәб. 14:1; Йәш. 33:14,15
□23:4 «Қуруқ нәрсиләргә тәлмүрүп қаримиған» — «қуруқ нәрсиләр» бутларни көрситиду.
□23:5 «... тапшурувалиду вә уни көтириду» — бу икки пеил ибраний тилида бирла пеил билән ипадилиниду.
□23:6 «...Йәни Сениң дидариңни издигүчиләр, и Яқупниң Худаси!» — йәнә бир хил тәрҗимиси «Йәни Сениң дидариңни издигүчиләр болған Яқуптин ибарәттур».
□23:7 «И қовуқлар, бешиңларни көтириңлар! Кәң ечилиңлар! И мәңгүлүк ишикләр, көтирилиңлар!» — қедимки заманларда қовуқлар ечилғанда жуқуридин көтириләтти.