92
92-күй •••• Пәрвәрдигар қудрәтлик һөкүмрандур 
 1 Пәрвәрдигар һөкүм сүриду! 
У һәйвәтни кийим қилип кийгән; 
Пәрвәрдигар кийингән, 
У белини қудрәт билән бағлиған; 
Бәрһәқ, шуңа дуния мәзмут қилинған, 
У тәврәнмәс әсла. 
 2 Сениң тәхтиң қедимдила бәрпа қилинған; 
Сән әзәлдин бар болғучисән! 
 3 Кәлкүн-ташқинлар өз садасини көтәрди, и Пәрвәрдигар, 
Кәлкүн-ташқинлар өз садасини көтәрди! 
Кәлкүн-ташқинлар урғучи долқунлирини жуқури көтәрди! 
 4 Көп суларниң шавқунлиридин, 
Деңиз-океандики қудрәтлик долқунлардин, 
Үстүн турған Пәрвәрдигар қудрәтликтур!□  «Деңиз-океандики қудрәтлик долқунлар» — «долқунлар» ибраний тилида «чеқивәткүчиләр». 
 5 Сениң агаһ-гувалиқлириң немидегән ишәшликтур! 
Күнләр йоқ болғичә, и Пәрвәрдигар, 
Өйүңгә пак-муқәддәслик әбәдил-әбәт равадур.