98
98-күй •••• Муқәддәс Худаға мәдһийә 
 1 Пәрвәрдигар һөкүм сүриду! 
Хәлиқләр титрисун! 
У керублар оттурисида олтириду; 
Йәр-җаһан зил-зилигә кәлсун! 
 2 Пәрвәрдигар Зионда бүйүктур, 
У барлиқ хәлиқләр үстидә туридиған алийдур. 
 3 Улар улуқ вә сүрлүк намиңни мәдһийиләйду; 
У пак-муқәддәстур! 
 4 Падишаһниң қудрити адаләткә беғишланғандур; 
Өзүң дуруслуқни мәһкәм орнатқансән; 
Сән Яқуп арисида адаләт вә һәққанийәт жүргүзгән. 
 5 Пәрвәрдигар Худайимизни улуқлаңлар! 
Тәхтипәри алдида егилип сәҗдә қилиңлар — 
У муқәддәстур! 
 6 Униң каһинлири арисида Муса вә Һарун бар еди, 
Намини чақирғанлар ичидә Самуилму һазир еди; 
Улар Пәрвәрдигарға илтиҗа қилип, чақирди, 
У уларға җавап бәрди. 
 7 Худа булут түврүгидә уларға сөзлиди; 
Улар У тапшурған агаһ-гувалиқларға һәм низам-бәлгүлимигә әмәл қилишатти. 
 8 И Пәрвәрдигар Худайимиз, Сән уларға җавап бәрдиң; 
Яман қилмишлириға яриша җаза бәргән болсаңму, 
Сән уларни кәчүргүчи Илаһ едиң. 
 9 Пәрвәрдигар Худайимизни улуқлаңлар! 
Униң муқәддәс теғида егилип сәҗдә қилиңлар! 
Чүнки Пәрвәрдигар Худайимиз муқәддәстур!