10
Әқил беридиған бәзи һекмәтләр 
 1 Худди өлүк чивинләр әттарниң әтирини сеситиветидиғандәк, азраққинә ахмақлиқ таразида даналиқ вә иззәт-һөрмәттинму еғир тохтайду. 
 2 Даналиқниң көңли оңға майил, ахмақниңки солға.
□   3 Ахмақ киши һәтта йолда меңиватқандиму, униң әқли кам болғачқа, у ахмақ екәнлигини һәммигә аян қилиду. 
   
 4 Һөкүмдарниң саңа аччиғи кәлсә, орнуңдин истепа бәрмә; чүнки тинич-сәвричанлиқ хата-сәһвәнликтин болған зор хапилиқни тиничлитиду. 
 5 Қуяш астида яман бир ишни көрдумки, у һөкүмдардин чиққан бир хата иштур —  
6 ахмақлар жуқури мәнсәптә, шуниң билән тәң байлар пәс орунда олтириду; 
□  7 мән қулларниң атқа мингәнлигини, әмирләрниң қуллардәк пиядә маңғанлиғини көрдум.
□     
Турмушта учрайдиған хәтәрләргә даналиқ керәк 
 8 Орини колиған киши униңға жиқилиши мүмкин; тамни бузған кишини илан чеқиши мүмкин; 
□  ■  9 ташларни йөткигән киши таш тәрипидин ярилиниши мүмкин; отун яридиған киши хәвпкә учрайду. 
  10 Палта гал болса, бириси тиғини билимисә, палтини күчәп чепишқа тоғра келиду; бирақ даналиқ адәмни утуқ-мувәппәқийәткә ериштүриду. 
 11 Илан ойнитилмай туруп, иланчини чақса, иланчиға немә пайда?
□     
Данишмәнләр вә ахмақларниң иш-сөзлири 
 12 Дана кишиниң сөзлири шәпқәтликтур; бирақ ахмақниң ләвлири өзини жутиду.  13 Сөзлириниң беши ахмақлиқ, айиғи рәзил тәлвиликтур;  14 амма ахмақ йәнила гәпни көпәйтиду. Бирақ һеч ким кәлгүсини билмәйду; униңдин кейинки ишларни ким униңға ейталисун? 
 15 Ахмақлар җапаси билән өзлирини упритиду; чүнки улар һәтта шәһәргә баридиған йолниму билмәйду. 
   
Ахмақ һөкүмдарларниң чатақлири 
 16 И зимин, падишасиң бала болса, әмирлириң сәһәрдә зияпәт өткүзсә, һалиңға вай!
■   17 И зимин, падишасиң мөтивәрниң оғли болса вә әмирлириң кәйп үчүн әмәс, бәлки өзини қувәтләш үчүн мувапиқ вақтида зияпәт өткүзсә, бу сениң бәхитиң!
□     
Йәнә һекмәтләр 
 18 Һорунлуқтин өйниң торуси ғулай дәп қалиду; қолларниң бошлуғидин өйдин ямғур өтиду. 
 19 Зияпәт күлкә үчүн тәйярлинар, шарап һаятни хуш қилар; лекин пул һәммә ишни һәл қилар! 
 20 Падишаға ләнәт қилма, һәтта оюңдиму тиллима; һоҗраңдиму байларни тиллима; чүнки асмандики бир қуш авазиңни таритиду, бир қанат егиси бу ишни аян қилиду.
■