27
Зәлофиһадниң қизлири — Мирас тоғрисидики алаһидә бәлгүлимиләр 
 1 Йүсүпниң оғли Манассәһниң нәслидин болған җәмәтләр ичидә Манассәһниң чәвриси, Макирниң әвриси, Гилеадниң нәвриси, Һәфәрниң оғли Зәлофиһадниң қизлири болуп, уларниң исми Маһлаһ, Ноаһ, Һоглаһ, Милкаһ, вә Тирзаһ еди.
■  2 Улар җамаәт чедириниң дәрвазиси алдиға келип, Муса билән каһин Әлиазар вә әмирләр билән пүткүл җамаәтниң алдида туруп:  
3 — Бизниң атимиз чөлдә өлүп кәткән; у у йәрдә Пәрвәрдигарға һуҗум қилғили жиғилғанлардин әмәс, йәни Кораһ гуруһидикиләрдин әмәс; у бәлки өз гунайи ичидә өлгән, вә униң оғул пәрзәнти йоқ еди.
■  4 Немә үчүн атимизниң оғли йоқлуғи сәвәплик униң нами униң җәмәтидин өчүрүветилиду? Өзлириниң бизгә атимизниң қериндашлири қатарида мирас бөлүп беришлирини өтүнимиз, — деди. 
  5 Муса уларниң бу ишини Пәрвәрдигарниң алдиға қойди.  6 Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: — 
 7 Зәлофиһадниң қизлириниң ейтқини дурус, сән чоқум уларға атисиниң қериндашлири қатарида мирас бәр; уларниң атисиниң мирасини уларға өткүзүп бәргин.
■  8 Сән Исраилларға ейтқин: «Бир адәм өлүп кәткән чағда униң оғли болмиса, ундақта силәр униң мирасини қизиға өткүзүп бериңлар.  
9 Қизи болмиса, мирасини қериндашлириға бериңлар.  
10 Қериндашлири болмиса, мирасини ата җәмәт тағилириға бериңлар.  
11 Әгәр униң атисиниң қериндашлири болмиса, ундақта униң мирасини униң җәмәтидики әң йеқин бир туққиниға бериңлар; у адәм униң мирасиға егә болсун. Бу Пәрвәрдигар Мусаға буйруғандәк, Исраилларға чүшүрүлгән һөкүм, қанун-бәлгүлимә болуп қалсун». 
    
Йәшуаниң Мусаниң вәзиписигә варислиқ қилиши 
 12 Пәрвәрдигар Мусаға: — 
Сән маву Абарим теғиға чиқип, Мән Исраилларға тәқдим қилған зиминға қарап бақ.
□  ■  13 Көрүп болғандин кейин сәнму акаң Һарунға охшаш өз хәлиқлириңгә қошулисән.
□  ■  14 Чүнки Зин чөлидә, җамаәт җедәл чиқарған чағда, иккиңлар Мениң буйруғимға асийлиқ қилип, суниң ишида (Зин чөлидә, Қадәштики «Мәрибаһ сулири» дегән җайда) Мени җамаәтниң алдида муқәддәс дәп һөрмәтлимидиңлар, — деди.
■  15 Муса Пәрвәрдигарға сөз қилип:  
16-17 — И Пәрвәрдигар, барлиқ әт егилириниң роһлириниң Худаси, Өз җамаитиниң падичисиз падидәк болуп қелишиниң алдини елиш үчүн җамаәтни идарә қилидиған, уларниң алдиға кирип чиқалайдиған, уларни башлап маңалайдиған бир адәмни тикләп беришиңни тиләймән, — деди. 
□  ■   18 Сән Нунниң оғли Йәшуани таллиғин, — деди Пәрвәрдигар Мусаға, — Униңда Роһум бар, сән қолуңни униң бешиға қой,
□  ■  19 уни каһин Әлиазар вә барлиқ җамаәтниң алдида турғузуп вәзипигә қой.  
20 Сән пүткүл Исраил җамаити униң гепигә кириши үчүн өзүңниң иззәт-шөһритиңдин бир қисмини униңға бәргин.  
21 У каһин Әлиазарниң алдида турсун, 
Әлиазар уримниң һөкүмини васитә қилип туруп, Пәрвәрдигарниң һозурида униң үчүн йол сорисун; Исраил хәлқи, йәни пүткүл җамаәт униң буйруғи билән чиқиду, униң буйруғи билән кириши керәк.
□  ■   22 Шуниң билән Муса Пәрвәрдигарниң буйруғи бойичә иш көрүп, Йәшуани башлап келип, каһин Әлиазарниң вә барлиқ җамаәтниң алдида турғузди;  23  Әлиазар қолини униң бешиға қоюп, уни Пәрвәрдигарниң Мусаниң вастиси билән буйруғинидәк вәзипигә қойди.