Зәбур  
 1
Биринчи Бөлүм •••• 1-күй •••• Итаәтмән адәмниң бәхити 
 1 Рәзилләрниң гепи бойичә маңмайдиған, 
Гунакарларниң йолида турмайдиған, 
Мәсқирә қилғучиниң орнида олтармайдиған адәм бәхит тапур!■ Зәб. 25:4-5; Пәнд. 1:10, 15; 4:14, 15; 1Кор. 15:33; Әф. 5:11 
 2 Униң хурсәнлиги пәқәт Пәрвәрдигарниң тәврат-қанунидилидур; 
У Пәрвәрдигарниң қанунини кечә-күндүз сеғинип ойлайду.■ Қан. 6:6-9; 17:19; Йә. 1:8; Зәб. 111:1; 118:1 
 3 У худди ериқ бойиға тикилгән, 
Өз пәслидә мевисини беридиған, 
Йопурмақлири солашмайдиған дәрәқтәктур; 
У немила қилса ронақ тапиду.□  «У немила қилса ронақ тапиду» — бу йәрдики «у», Худаниң йолида маңидиған адәмләрни көрситиду.  ■ Йәр. 17:8 
 4 Рәзил адәмләр болса ундақ болмас; 
Улар худди шамал учуривәткән тозандәктур.■ Аюп 21:18; Зәб. 34:5; Йәш. 17:13; 29:5; Һош. 13:3 
 5 Шуниң үчүн рәзилләр сорақ күнидә тик туралмайду, 
Гунакарлар һәққанийларниң җамаитидә һеч бешини көтирип туралмайду. 
 6 Чүнки Пәрвәрдигар һәққанийларниң йолини көңлигә пүккән; 
Рәзилләрниң йоли болса йоқилиду. 
■1:1 Зәб. 25:4-5; Пәнд. 1:10, 15; 4:14, 15; 1Кор. 15:33; Әф. 5:11
■1:2 Қан. 6:6-9; 17:19; Йә. 1:8; Зәб. 111:1; 118:1
□1:3 «У немила қилса ронақ тапиду» — бу йәрдики «у», Худаниң йолида маңидиған адәмләрни көрситиду.
■1:4 Аюп 21:18; Зәб. 34:5; Йәш. 17:13; 29:5; Һош. 13:3