75
75-күй •••• Пәрвәрдигар әлләрдин һесап алиду 
 1-2 Нәғмичиләрниң бешиға, тарлиқ сазларда челинсун дәп тапшурулған, Асафниң күй-нахшиси: — 
Йәһудада Худа тонулғандур; 
Униң нами Исраилда улуқдур. 
 3 Униң панаһий җайи Салемда, 
Зион теғида Униң макани бар. □  «Униң панаһий җайи Салемда» — ибраний тилида: «Униң угиси Салемда». Бу сөз бәлким Худани ширға ошитиду. Тәвраттики «Һошия» дегән қисимда Худа «Йәһуданиң шири» дәп атилиду. «Салем» — «Йерусалим»ниң қисқартип ейтилиши. 
 4 У йәрдә У отлуқ оқларни, 
Қалқан, қилич һәм җәң қураллирини чеқип ташлиди. 
Селаһ. 
 5 Өзүң ов-олҗа тағлиридин нәқәдәр шәрәплик, нәқәдәр әласән!□  «ов-олҗа тағлири» — бәлким топ-топ догилангән ов-олҗиларни көрситиду. 
 6 Батурлар буланди; 
Улар узун уйқиға кәтти; 
Палванларниң һеч қайсиси өз қолини көтирәлмиди. 
 7 Сениң әйиплишиң билән, и Яқупниң Худаси, 
Җәң һарвуси һәм атлар өлүктәк ухлитилди. 
 8 Сәндин, Сәндин қорқуш керәктур; 
Ғәзәпләнгиниңдә ким алдиңда туралисун? 
 9-10 Йәр йүзидики барлиқ мулайим мөминләрни қутқузуш үчүн, 
Сән Худа сорақ қилишқа орнуңдин турған вақтиңда, 
Асмандин һөкүмни чиқирип аңлатқуздуң; 
Йәр болса вәһимигә чүшүп, сүкүт қилди. 
Селаһ. 
 11 Чүнки инсанларниң қәһри Саңа шөһрәт кәлтүриду; 
Уларниң қалған қәһри Саңа бәлвағ болиду.□  «Инсанларниң қәһри Саңа шөһрәт кәлтүриду; уларниң қалған қәһри Саңа бәлвағ болиду» — бу сирлиқ сөз бәлким (1) Худа инсанниң барлиқ асийлиқ-қаршилишишлирини ахирида Өзиниң шөһритигә һәм муддиалириға айландуриду; (2) инсанларниң Өз қәһри өзигә кәлтүргән күлпәтләр йеник болуп қалған болса, «қалған қәһр»ни Худа Өзи толуқлап җазалирини еғирлаштуриду. 
 12 Пәрвәрдигар Худайиңларға қәсәм қилип, әмәл қилиңлар; 
Униң әтрапидики жуттикиләр қорқуши керәк болғучиға һәдийәләр сунсун; 
 13 У әмирләрниңму роһини сундуриду; 
У йәр йүзидики падишаларға дәһшәтликтур. 
□75:3 «Униң панаһий җайи Салемда» — ибраний тилида: «Униң угиси Салемда». Бу сөз бәлким Худани ширға ошитиду. Тәвраттики «Һошия» дегән қисимда Худа «Йәһуданиң шири» дәп атилиду. «Салем» — «Йерусалим»ниң қисқартип ейтилиши.
□75:5 «ов-олҗа тағлири» — бәлким топ-топ догилангән ов-олҗиларни көрситиду.
□75:11 «Инсанларниң қәһри Саңа шөһрәт кәлтүриду; уларниң қалған қәһри Саңа бәлвағ болиду» — бу сирлиқ сөз бәлким (1) Худа инсанниң барлиқ асийлиқ-қаршилишишлирини ахирида Өзиниң шөһритигә һәм муддиалириға айландуриду; (2) инсанларниң Өз қәһри өзигә кәлтүргән күлпәтләр йеник болуп қалған болса, «қалған қәһр»ни Худа Өзи толуқлап җазалирини еғирлаштуриду.