84
84-күй •••• Исраилниң үзүл-кесил товва қилиши үчүн меһри-шәпқәт тәләп қилиш 
 1-2 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Кораһниң оғуллири үчүн йезилған күй: — 
Сән Өз зиминиңға илтипат көрситип, 
Яқупни сүргүнлүктин қайтурған едиң, и Пәрвәрдигар. 
 3 Хәлқиңниң қәбиһлигини кәчүрүм қилип, 
Барлиқ гуналирини япқан едиң. 
Селаһ. 
 4 Сән пүтүн қәһриңни ичиңгә қайтурувелип, 
Ғәзивиңниң әшәддийлигидин янған едиңсән. 
 5 Әнди бизни Өз йениңға қайтурғайсән, и ниҗатлиғимиз болған Худа! 
Бизгә болған аччиғиңға һай бәргәйсән!□  «Әнди бизни Өз йениңға қайтурғайсән, и ниҗатлиғимиз болған Худа! Бизгә болған аччиғиңға һай бәргәйсән!» — Худаниң Исраилға рәһимдиллиқ көрситиватқинини көрүп (3-айәтни көрүң), мошу күйниң муәллипи Худадин Исраилни үзүл-кесил товва қилдурғайсән, уларни Өз йениңға, шундақла Өз жутиға қайтурғайсән, дәп дуа қилишни башлайду. 
 6 Сән бизгә әбәдий ғәзәплинәмсән? 
Әвлаттин-әвлатқичә ғәзивиңни созамсән? 
 7 Хәлқиң Өзүңдин шатлиниши үчүн, 
Бизни қайтидин йеңилимамсән?■ Зәб. 70:20; 79:19; 137:7 
 8 Бизгә өзгәрмәс муһәббитиңни көрсәткәйсән, и Пәрвәрдигар, 
Бизгә ниҗатлиғиңни ата қилғайсән! 
 9 Тәңри Пәрвәрдигарниң немиләрни дәйдиғанлиғиға қулақ салай; 
Чүнки У Өз хәлқигә, Өз мөмин бәндилиригә аман-хатирҗәмликни сөзләйду; 
Улар йәнә һамақәтликкә қайтмисун! 
 10 Зиминимизда шан-шөһрәтниң туруши үчүн, 
Дәрһәқиқәт, Униңдин әйминидиғанларға Униң ниҗатлиғи йеқиндур; 
 11 Өзгәрмәс муһәббәт вә һәқиқәт өз ара көрүшти; 
Һәққанийәт вә аман-хатирҗәмлик бир-бирини сөйүшти;□  «Өзгәрмәс муһәббәт вә һәқиқәт өз ара көрүшти; һәққанийәт вә аман-хатирҗәмлик бир-бирини сөйүшти» — бу сирлиқ сөзләр шүбһисизки, Мәсиһниң өзини қурбанлиқ қилғинида, әмәлгә ашурулди.  ■ Ибр. 7:2 
 12 Һәқиқәт йәрдин үнүп чиқмақта, 
Һәққанийәт әршләрдин қарайду. 
 13 Пәрвәрдигар бәрикәт бериду, 
Зиминимиз һосулини бериду;■ Зәб. 66:7 
 14 Һәққанийәт Униң алдида маңиду, 
Униң қәдәмлиригә йол һазирлайду!□  «Һәққанийәт Униң алдида маңиду, униң қәдәмлиригә йол һазирлайду!» — йәнә бир хил тәрҗимиси: «Һәққанийәт Униң алдида маңиду, һәм өзини Униң қәдәмлиригә орнитиду». 
□84:5 «Әнди бизни Өз йениңға қайтурғайсән, и ниҗатлиғимиз болған Худа! Бизгә болған аччиғиңға һай бәргәйсән!» — Худаниң Исраилға рәһимдиллиқ көрситиватқинини көрүп (3-айәтни көрүң), мошу күйниң муәллипи Худадин Исраилни үзүл-кесил товва қилдурғайсән, уларни Өз йениңға, шундақла Өз жутиға қайтурғайсән, дәп дуа қилишни башлайду.
■84:7 Зәб. 70:20; 79:19; 137:7
□84:11 «Өзгәрмәс муһәббәт вә һәқиқәт өз ара көрүшти; һәққанийәт вә аман-хатирҗәмлик бир-бирини сөйүшти» — бу сирлиқ сөзләр шүбһисизки, Мәсиһниң өзини қурбанлиқ қилғинида, әмәлгә ашурулди.
□84:14 «Һәққанийәт Униң алдида маңиду, униң қәдәмлиригә йол һазирлайду!» — йәнә бир хил тәрҗимиси: «Һәққанийәт Униң алдида маңиду, һәм өзини Униң қәдәмлиригә орнитиду».