5
Үзүмзар нахшиси 
 1 Мән өз сөйгән яримға, 
Мениң сөйүмлүгүм үчүн өз үзүмзари тоғрилиқ бир күй ейтип берәй; 
Сөйүмлүгүмниң мунбәт бир дөң үстидә үзүмзари бар еди; 
□  2 У һәммә йерини колап ташларни елип ташлиди, 
Әң есил үзүм тели тикти; 
У үзүмзар оттурисиға күзитиш мунари салди, 
Үзүмзар ичидиму шарап көлчиги қазди, 
Андин үзүмдин яхши һосул күтти; 
Бирақ буниң орниға, үзүмзар аччиқ үзүмләрнила бәрди.
□  3 Қени, и Йерусалимдикиләр вә Йәһуданиң адәмлири, 
Мән билән үзүмзаримниң оттурисидин һөкүм чиқириңлар! 
 4 Мениң үзүмзаримда қилғидәк йәнә немә ишим қалди? 
Яхши үзүмләрни күткинимдә, 
Немишкә пәқәт аччиқ үзүмнила чиқирип бәрди?
■  5 Әнди һазир Өз үзүмзаримни немә қилидиғинимни силәргә ейтип берәй: — 
Униң читлақлирини елип ташлаймән, у жутуветилиду; 
Униң тамлирини чеқип ғулитимән, у чәйлиниду.
□  ■  6 Мән уни чөллүккә айландуримән; 
Һеч ким уни чатап-путап, пәрвиш қилмайду; 
Җиғанлар вә тикәнләр униңда өсүп чиқиду; 
Булутларға униң үстигә һеч ямғур яғдурмаңлар дәп буйруймән. 
 7 Чүнки самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң үзүмзари — Исраил җәмәти, 
Униң хошаллиғи болған өсүмлүк болса — Йәһудадикиләрдур; 
У адаләт мевисини күткән, 
Бирақ мана әнди зулум көрди; 
Һәққанийлиқни күткән, 
Бирақ мана әнди налә-пәряд болди!
□  ■  8 Хәқләргә һеч орун қалдурмай өйни-өйгә, етизни-етизға улиғанларға вай! 
Өзүңларни ялғуз зиминда қалдурмақчимусиләр?
■  9 Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мениң қулиқимға мундақ деди: — 
«Көплигән өйләр, 
Дәрвәқә һәйвәтлик, һәшәмәтлик өйләр адәмзатсиз, харап болиду. 
 10 Бәрһәқ, қириқ молуқ үзүмзар пәқәт алтә күп шарап бериду, 
Оттуз күрә дан болса пәқәт үч күрә һосул бериду. 
□  11 Мәй ичишкә алдирап таң атқанда орнидин турғанларға, 
Қараңғу чүшишигә қаримай, шараптин кәйп болғичә бесип олтарғанларға вай!
■  12 Уларниң зияпәтлиридә чилтар вә лира, тәмбур вә нәй, шарапму бар; 
Бирақ улар Пәрвәрдигарниң қилғанлириға вә қол ишлириға һеч етивар қилмайду.
□  13 Шу сәвәптин өз хәлқим билимдин хәвәрсиз болғанлиғи түпәйлидин сүргүн болуп кетиду; 
Есилзадилири ечирқишип, 
Пухралири уссузлуқтин қуруп кетиду.
■  14 Шуңа тәһтисара нәпсини йоғинитип, 
Ағзини һаң ачиду; 
Уларниң шөһрәтлири, топ-топ адәмлири, қиқас-сүрән көтәргүчилири вә нәғмә ойниғучилири бирақла ичигә чүшүп кетиду.
□  15 Пухралар егилдүрүлиду, 
Мөтивәрләрму төвән қилиниду, 
Тәкәббурларниң көзлири йәргә қаритилиду; 
 16 Бирақ самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар адаләт жүргүзгинидә үстүн дәп мәдһийилиниду, 
Пак-муқәддәс болғучи Тәңри һәққанийлиғидин пак-муқәддәс дәп билиниду. 
 17 Шу чағда қозилар өз яйлақлирида турғандәк отлайду, 
Мусапирларму байларниң вәйранә өйлиридә озуқлиниду.
□  ■  18 Қәбиһликни алдамчилиқниң жиплири билән, 
Гунани һарву арғамчиси билән тартқанларға вай!
□  19 Йәни: «Худа алдирисун! 
Ишлирини Өзи иштикрәк ада қилсун, 
Шуниң билән биз уни көрәләймиз! 
«Исраилдики Муқәддәс Болғучи»ниң нийәт қилғини йеқинлишип ишқа ашурулғай, 
Биз уни биливалайли!» — дегәнләргә вай!
□  20 Яманни яхши, яхшини яман дегүчиләргә, 
Қараңғулуқни нурниң, нурни қараңғулуқниң орниға қойғучиларға, 
Аччиқни татлиқниң, татлиқни аччиқниң орниға қойғучиларға вай! 
 21 Өзлирини дана дәп чағлиғанларға, 
Өз нәзиридә өзлирини әқиллиқ дәп қариғанларға вай!
■  22 Шарап ичишкә батур болғанларға, 
Һарақни әбҗәш қилишта қәһриман болғанларға,
□  23 Йәни пара үчүн рәзилләрни ақлап, 
Шуниң билән һәққанийларниң адалитини рәт қилғучиларға вай!
■  24 Шуңа, от ялқунлири саманларни жутувәткәндәк, 
Ялқунларда мәңгәнләр солишип йоқалғандәк, 
Уларниң йилтизлири чирип кетиду, 
Гүл-чечәклири чаң-тозаңдәк тозуп кетиду; 
Чүнки улар самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң йолйоруқ-қанунини чәткә қаққан, 
Исраилдики Муқәддәс Болғучиниң сөз-каламини көзгә илмиған еди.
■  25 Шуңа Пәрвәрдигарниң ғәзиви Өз хәлқигә қарап қайнайду, 
У уларға қарап қолини көтирип, уларни уруп жиқитиду. 
Тағлар тәвринип кетиду; 
Өлүкләр әхләтләрдәк кочилар оттурисида дога-дога болиду. 
Мошундақ ишлар болсиму, 
Униң ғәзиви йәнила янмайду, 
Созған қоли йәнила қайтурулмай туриду.
■  26 У жирақтики әлләрни чақирип туғни көтириду, 
У йәр йүзиниң чәт яқисидин бир әлни үшқиритип чақириду; 
Мана улар тездин алдирап келиду! 
 27 Улардин һеч бири чарчап кәтмәйду, 
Путлишипму кәтмәйду. 
Һеч бири үгдимәйду, ухлимайду, 
Бағлиған бәлвағлиридин һеч бири бошимайду, 
Чоруқлириниң боқучлиридин һеч бири үзүлмәйду; 
 28 Уларниң оқлири иштик, 
Барлиқ оқялириниң киричлири тартилип тәйяр туриду, 
Атлириниң туяқлири чақмақ тешидәк болиду, 
Җәң һарвулириниң чақлири қоюнтаздәк айлиниду; 
 29 Уларниң һөкирәшлири ширниңкидәк болиду, 
Улар асланлардәк һөкиришиду, 
Дәрвәқә, улар овға еришкәндә ғаж-ғуж қилип һөрпийишиду; 
Овни қутқузғидәк һеч ким болмай, 
Улар уни елип кетиду. 
 30 Шу күни улар деңизлар һөркүригәндәк овға һөкиришиду; 
Әгәр бирәрси йәр-зиминға қариғидәк болса, 
Пәқәт қараңғулуқ, дәрд-әләмнила көриду! 
Һәр қандақ нур булут-туман тәрипидин ғувалишиду. 
□  ■