11
11-күй •••• Рәзил дуниядин сақлаш 
 1-2 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, шеминит билән оқулсун дәп, Давут язған күй: — 
Қутқузғайсән, Пәрвәрдигар, чүнки ихласмән адәм түгәп кәтти; 
Адәмләр арисидин садиқ мөминләр ғайип болди.□  «шеминит билән оқулсун дәп...» — «шеминитш» бәлким, «сәккиз тарлиқ саз» яки «сәккиз нотилиқ күй» дегән мәнидә.  ■ Йәш. 57:1 
 3 Һәр бирси өз йеқинлириға ялған ейтиду; 
Хушамәтчи ләвләрдә, аликөңүллүк билән сөзлишиду. 
 4 Пәрвәрдигар барлиқ хушамәтчи ләвләрни, 
Һакавурларчә сөзләйдиған тилни кесивәткәй! 
 5 Улар: «Тилимиз билән ғәлибә қилимиз; 
Ләвлиримиз болса өзимизниңкидур; 
Ким бизгә Рәб болалисун?» — дәйду. 
 6 «Езилгүчи аҗизларни басқан зулум вәҗидин, 
Мискинләрниң аһузарлири вәҗидин, 
Һазирла орнумдин турай» — дәйду Пәрвәрдигар, 
«Мән уларға, улар зариқип күткән азатлиқни йәткүзимән».□  «Мән уларға, улар зариқип күткән азатлиқни йәткүзимән» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Уларни «түфи!» дәп мазақ қилғучилардин азат қилимән» 
 7 Пәрвәрдигарниң сөзлири болса сап сөзләрдур; 
Улар йәттә қетим саплаштурулған, 
Сапал қазанда тавланған күмүчтәктур.■ 2Сам. 22:31; Зәб. 17:31; 18:9; 118:140; Пәнд. 30:5 
 8 Сән Пәрвәрдигар, уларни сақлайсән; 
Сән мөминләрни мошу дәвирдин мәңгүгә қоғдайсән;□  «Сән Пәрвәрдигар, уларни сақлайсән» — «улар» 5-айәттә тилға елинған «езилгәнләр» вә «мискинләр»ни көрситиду. 
 9  Чүнки рәзил адәмләр һәрянда ғадийип жүрүшиду, 
Пәскәшлик инсан балилири арисида алийҗанаблиқ дәп махталмақта! 
□11:1-2 «шеминит билән оқулсун дәп...» — «шеминитш» бәлким, «сәккиз тарлиқ саз» яки «сәккиз нотилиқ күй» дегән мәнидә.
□11:6 «Мән уларға, улар зариқип күткән азатлиқни йәткүзимән» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Уларни «түфи!» дәп мазақ қилғучилардин азат қилимән»
■11:7 2Сам. 22:31; Зәб. 17:31; 18:9; 118:140; Пәнд. 30:5
□11:8 «Сән Пәрвәрдигар, уларни сақлайсән» — «улар» 5-айәттә тилға елинған «езилгәнләр» вә «мискинләр»ни көрситиду.