66
66-күй •••• Дуния үчүн ниҗатлиқ бардур! 
 1-2 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, тарлиқ сазлар билән челинсун, дәп йезилған күй-нахша: — 
Худа бизгә меһри-шәпқәт көрситип, бизни бәрикәтләп, 
Өз җамалиниң нурини үстимизгә чачқай! 
Селаһ!■ Чөл. 6:25; Зәб. 4:7 
 3 Шундақ қилғанда йолуң пүткүл җаһанда, 
Қутулдуруш-ниҗатлиғиң барлиқ әлләр арисида аян болиду. 
 4 Барлиқ қовмлар Сени мәдһийилигәй, и Худа; 
Барлиқ қовмлар Сени мәдһийилигәй! 
 5 Җими қовмлар хошаллиқ билән тәнтәнә қилип күйлигәй, 
Чүнки Сән хәлиқ-милләтләргә адиллиқ билән һөкүм чиқирисән, 
Йәр йүзидики таипиләрни, Сән йетәкләйсән; 
Селаһ. 
 6 Барлиқ қовмлар Сени мәдһийилигәй, и Худа; 
Барлиқ қовмлар Сени мәдһийилигәй! 
 7 Вә йәр-зимин көклирини үндүриду; 
Худа, бизниң Худайимиз, бизни бәрикәтләйду; 
 8 Худа бизни бәрикәтләйду; 
Шуниң билән йәр йүзндикиләр чәт-яқиларғичә униңдин әйминишиду!