150
150-күй •••• Ахирида — пәқәт Һәмдусана! 
 1 Һәмдусана! 
Тәңрини Униң муқәддәс җайида мәдһийиләңлар; 
Қудрити парлап туридиған әршләрдә Уни мәдһийиләңлар;■ Йәш. 6:3 
 2 Уни қудрәтлик ишлири үчүн мәдһийиләңлар; 
Ғайәт улуқлуғи үчүн Уни мәдһийиләңлар; 
 3 Уни бурға садаси билән мәдһийиләңлар; 
Уни раваб һәм чилтар билән мәдһийиләңлар; 
 4 Уни дап һәм уссул билән мәдһийиләңлар; 
Уни тарлиқ сазлар һәм нәй билән мәдһийиләңлар; 
 5 Уни җараңлиқ чаңлар һәм яңрақ чаңлар билән мәдһийиләңлар; 
 6 Барлиқ нәпәс егилири Яһни мәдһийилисун! 
Һәмдусана!