Исраил — йәни Яқуп— униң әвлатлири
1Исраилниң оғуллири Рубән, Шимеон, Лавий, Йәһуда, Иссакар, Зәбулун, 2Дан, Йүсүп, Бинямин, Нафтали, Гад вә Аширдин ибарәт.
Йәһуданиң әвлатлири
3Йәһуданиң оғли Ер, Онан вә Шилаһ еди. Бу үчәйлән Қанаанлиқ Шуяниң қизидин болған. Йәһуданиң тунҗа оғли Ер Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанлиғидин Пәрвәрдигар униң җенини алған. 4Йәһудаға келини Тамардин Пәрәз билән Зәраһ төрәлгән. Йәһуданиң җәмий бәш оғли болған.
5Пәрәзниң оғуллири Һәзрон билән Һамул еди. 6Зәраһниң оғуллири Зимри, Етан, Һеман, Калкол билән Дара қатарлиқ бәш еди.
7Карминиң оғли Акар еди. Акар болса Худа ләнәт қилған нәрсини елип, «Исраилға бала-қаза кәлтүргүчи» болуп чиқти. 8Етанниң оғли Азария еди.
Һәзронниң әвлатлири
9Һәзрондин төрәлгән оғуллар Йәраһмийәл, Рам вә Каләб еди. 10Амминадаб Рамдин төрәлгән; Наһшон Амминадабтин төрәлгән; Наһшон Йәһуда қәбилисиниң башлиғи болған. 11Салмон Наһшондин төрәлгән; Боаз Салмондин төрәлгән. 12Обәд Боаздин төрәлгән; Йәссә Обәддин төрәлгән. 13Йәссәниң оғуллириниң тунҗиси Елиаб, иккинчиси Абинадаб, үчинчиси Шимия, 14төртинчиси Нәтанәл, бәшинчиси Раддай, 15алтинчиси Озәм, йәттинчиси Давут еди. 16Зәруия билән Абигаил уларниң сиңлиси еди. Зәруияниң Абишай, Йоаб вә Асаһәл дегән үч оғли бар еди. 17Амаса Абигаилдин төрәлди; Амасаниң атиси Исмаиллардин болған Йәтәр еди.
Каләбниң әвлатлири
18Каләб Азубаһ (Йериот дәпму атилиду)тин оғул көрди; Азубаһтин болған оғуллири Йәшәр, Шобаб вә Ардон еди. 19Азубаһ өлгәндин кейин Каләб йәнә Әфратни алди; Әфрат униңға Хурни туғуп бәрди. 20Хурдин Ури төрәлди; Уридин Бәзаләл төрәлди.
21Кейин Һәзрон Гилеадниң атиси Макирниң қизини елип бир ястуққа баш қоювиди (у атмиш яшқа киргәндә уни алған), униңдин Сәгуб төрәлди.
22Сәгубтин Яир төрәлди; Яирниң Гилеад зиминида жигирмә үч шәһири бар еди. 23Гәшур билән Арам шу жуттикиләрдин «Яирниң йеза-қишлақлири»ни, Кинатни вә униңға қарашлиқ йезилар болуп җәмий атмиш йеза-шәһәрни тартивалди.
Жуқириқиларниң һәммиси Гилеадниң атиси Макирниң әвлатлиридур.
24Һәзрон Каләб-Әфратаһда өлгәндин кейин, аяли Абияһ униңға Ашхорни туғди; Ашхор Тәкоаниң атиси еди.
Йәраһмийәлниң әвлатлири
25Һәзронниң тунҗа оғли Йәраһмийәлниң оғуллири Рам, Бунаһ, Орән, Озәм вә Ахияһ еди. 26Йәраһмийәлниң Атараһ дегән йәнә бир аяли бар еди, у Онамниң аниси еди. 27Йәраһмийәлниң тунҗа оғли Рамниң оғуллири Мааз, Ямин вә Екәр еди. 28Онамниң оғуллири Шаммай билән Яда еди; Шаммайниң оғуллири Надаб билән Абишур еди. 29Абишурниң аялиниң исми Абиһайил болуп, Абиһайилдин униңға Аһбан билән Молид төрәлди. 30Надабниң оғуллри Сәләд билән Аппайим еди; Сәләд та өлгичә оғул пәрзәнт көрмигән. 31Йиши Аппайимниң оғли; Шешан Йишиниң оғли; Ахлай Шешанниң оғли еди. 32Шаммайниң иниси Яданиң оғуллири Йәтәр билән Йонатан еди; Йәтәр таки өлгичә оғул пәрзәнт көрмигән. 33Пәләт билән Заза Йонатанниң оғуллири еди. Жуқириқиларниң һәммиси Йәраһмийәлниң әвлатлиридур. 34Шешан қиз пәрзәнт көрүп, оғул пәрзәнт көрмигән еди; Шешанниң Мисирлиқ Ярха дәйдиған бир малийи бар еди. 35Шешан қизини малийи Ярхаға хотунлуққа бәргән, униңдин Ярхаға Аттай төрәлгән. 36Аттайдин Натан; Натандин Забад төрәлгән. 37Забадтин Ифлал; Ифлалдин Обәд төрәлгән. 38Обәдтин Йәһу; Йәһудин Азария төрәлгән. 39Азариядин Һәләз; Һәләздин Әласаһ төрәлгән. 40Әласаһтин Сисмай; Сисмайдин Шаллум төрәлгән. 41Шаллумдин Йәкамия; Йәкамиядин Әлишама төрәлгән.
Каләбниң башқа әвлатлири
42Йәраһмийәлниң иниси Каләбниң оғуллири төвәндикиләр: Миша униң тунҗа оғли болуп, Зифниң атиси еди; Маришаһму униң оғли болуп, Һебронниң атиси еди. 43Һебронниң оғуллири Кораһ, Таппуаһ, Рәкәм вә Шема еди. 44Шемадин Раһам төрәлгән; у Йоркеамниң атиси еди; Шаммай Рәкәмдин төрәлгән. 45Маон Шаммайниң оғли; Маон Бәйт-Зурниң атиси еди. 46Каләбниң тоқили Әфаһдин Һаран, Моза вә Газәз төрәлгән. Һарандин Газәз төрәлгән.
47Яхдайниң оғуллири Рәгәм, Йотам, Гәшан, Пәләт, Әфаһ вә Шаафлар еди. 48Каләбниң тоқили Маакаһдин Шебәр билән Тирханаһ төрәлгән; 49Униңдин йәнә Мадманнаһниң атиси Шааф, Макбинаниң атиси вә Гибеаһниң атиси Шива төрәлгән. Аксаһ Каләбниң қизи еди.
50Жуқириқиларниң һәммиси Каләбниң әвлатлири.
Әфратаһниң тунҗа оғли Хурниң оғуллири: Кириат-Йеаримниң атиси Шобал, 51Бәйт-Ләһәмниң атиси Салма, Бәйт-Гадәрниң атиси Харәф еди.
52Кириат-Йеаримниң атиси Шобалниң әвлатлири: Хароәһ һәмдә Манахатларниң йерими еди.
53Кириат-Йеарим җәмәтлиридикиләр итрийләр, путийлар, шуматийлар, мишраийлар болуп, бу җәмәтләрдин йәнә зоратийлар билән әштайолийлар айрилип чиққан. 54Салманиң әвлатлири Бәйт-Ләһәм билән Нитофатлар, Атрот-Бәйт-Йоаблар, Манаһатларниң йерим қисми, зорийлар, 55Ябәздә олтирақлишип қалған Тәврат хәттатлири, йәни тиратийлар, шимятийләр билән сукатийлар еди. Буларниң һәммиси кенийләр болуп, Рәкаб җәмәтиниң бовиси Хаматниң әвлатлиридин еди.

Notes


2:4 «... келини Тамардин... төрәлгән» — мошу қизиқ вақиә «Яр.» 38-бапта хатирилиниду.

2:7 «Акар» — ибраний тилида «аварә, күлпәт, бала-қаза» дегәнни билдүриду. «Йәшуа» 6:1 вә 7:25ни көрүң. Шу йәрдә Акар «Акан» дәп атилиду.

2:9 «Каләб» — «Каләб» мошу йәрдә «Калубай» шәклидә. 18-айәтни көрүң.

2:11 «Салмон» — яки «Салма». «Рут» 4:21ни көрүң.

2:13 «Шимия» — «1Сам.» 17:13дә «Шаммаһ».

2:16 «Абишай» — яки «Абшай».

2:17 «Амасаниң атиси Исмаиллардин болған Йәтәр» — «2Сам.» 17:25ни көрүң. Йәтәр (Итра) бәлким әслидә Исмаиллар арисида туғулған яки турған еди.

2:18 «Каләб Азубаһ (Йериот дәпму атилиду)дин оғул көрди» — яки «Каләб Азубаһдин оғул тапти, шундақла Йериоттин оғул көрди». «Азубаһтин болған оғуллири Йәшәр...» — ибраний тилида «Униңдин болған оғуллири Йәшәр...».

2:42 «Маришаһму униң оғли болуп, Һебронниң атиси еди» — бу айәтниң иккинчи қисмини чүшиниш тәс, башқа тәрҗимилири учриши мүмкин.

2:50 «Әфратаһ» — ибраний тилида «Әфрат» униң қисқартилған шәклидур. 19-айәтни көрүң. «Хурниң оғуллири» — ибраний тилида «Хурниң оғли» — мошу йәрдә бир нәччә оғуллирини өз ичигә алиду.

2:52 «Манахатлар» — яки «Мәнухийларниң»

2:55 «Тәврат хәттатлири» — бәлким хәлиқниң хизмитидә болуп Тәврат көчүрмилирини йезип чиққучилар еди. «Рәкаб җәмәтиниң...» — яки «Бәйт-Рәкабниң...».