Йоаш — йәни Йәһоаш — Йәһудаға сәлтәнәт қилиду
2Пад. 12:1-22
1Йоаш тәхткә чиққан чеғида йәттә яшта еди, у Йерусалимда қириқ жил сәлтәнәт қилди. Униң анисиниң исми Зибияһ болуп, Бәәр-Шебалиқ еди. 2Йәһояда каһин һаят күнлиридә Йоаш Пәрвәрдигарниң нәзиридә дурус болғанни қилатти. 3Йәһояда униңға икки хотун елип бәрди, у бир қанчә оғул-қиз пәрзәнт көрди.
4Шуниңдин кейин Йоаш Пәрвәрдигарниң өйини қайта яситиш нийитигә кәлди, 5у каһинларни вә Лавийларни жиғип уларға: — Худайиңларниң өйини оңлитип туруш үчүн Йәһуда шәһәрлиригә берип, барлиқ Исраиллардин жиллиқ сәдиқә топлаңлар; бу ишни тездин беҗириңлар! — деди. Лекин Лавийлар бу ишни беҗиришкә анчә алдирап кәтмиди. 6Буни уққан падиша баш каһин Йәһоядани чақиртип униңға: — Өзлири немишкә Лавийларға Пәрвәрдигарниң қули Муса Исраил җамаитигә Худаниң гувалиғи сақлақлиқ чедир үчүн бәлгүлигән баҗни Йәһуда вә Йерусалимдин елип келишкә буйрумидила? — деди 7(чүнки әслидә рәзил хотун Аталия вә униң оғуллири Худаниң өйигә бөсүп кирип, Пәрвәрдигарниң өйидики барлиқ муқәддәс буюмларни елип Баал бутлириға атап тәқдим қиливәткән еди).
8Шуниң билән падиша буйруқ чүшүрүп, бир сандуқ яситип Пәрвәрдигар өйиниң дәрвазисиниң сиртиға қойғузди; 9андин: «Худаниң қули Муса чөлдә Исраилларниң үстигә бекиткән баҗни жиғип әкилип Пәрвәрдигарға тапшуруңлар» дегән бир уқтуруш Йәһуда билән Йерусалим тәвәсидә чиқирилди. 10Барлиқ әмәлдарлар вә барлиқ хәлиқ хошал һалда баҗни әкилип сандуқ толғичә униңға ташлиди. 11Лавийлар пул сандуғини падиша бу ишқа мәсъул қилған кишиниң алдиға әкәлгәндә, улар баҗ пулиниң көп чүшкәнлигини көрсә, андин падишаниң кативи билән Баш каһинниң адими келип пул сандуғини өңтүрүп қуруқдиғандин кейин, йәнә әсли орниға апирип қоятти. һәр күни шундақ болуп турди; наһайити көп пул жиғилди. 12Падиша билән Йәһояда пулни Пәрвәрдигар өйидики иш беҗиргүчиләргә тапшурди; улар буниң билән Пәрвәрдигарниң өйини оңшаш вә әслигә кәлтүрүш үчүн ташчилар билән яғаччиларни, төмүрчиләр билән мискәрләрни яллиди. 13Ишләмчиләр тохтимай ишлиди, оңшаш иши уларниң қолида оңушлуқ елип берилди; шундақ қилип улар Пәрвәрдигарниң өйини әслидики өлчәм-лаһийәси бойичә ясиди, шундақла уни толиму пухта қилип ясап чиқти. 14Улар ишни пүттүргәндин кейин ешип қалған пулни падиша билән Йәһояданиң алдиға әкилип тапшурди. Улар буниң билән Пәрвәрдигарниң өйи үчүн һәр хил әсвап-буюмларни, җүмлидин ибадәт хизмитидики һәр хил буюмлар, көйдүрмә қурбанлиқларға мунасивәтлик қача-қуча, қазан-тәхсиләр вә һәр хил алтун-күмүч башқа буюмларни ясатти. Йәһояданиң барлиқ күнлиридә, улар Пәрвәрдигарниң өйидә көйдүрмә қурбанлиқни дайим сунуп турди.
15Йәһояда қерип, яшайдиған йеши тошуп өлди; у өлгән чағда бир йүз оттуз яшта еди. 16Улар уни «Давут шәһири»дә падишалар қатарида дәпнә қилди, чүнки у Исраилға һәм Худаға вә униң өйигә нисбәтән наһайити чоң төһпә көрсәткән еди. 17Йәһояда өлгәндин кейин Йәһудадики йолбашчилар падишаниң алдиға келип униңға баш урди; падиша улар көрсәткән мәслиһәтни мақул көрди. 18Улар ата-бовилириниң Худаси Пәрвәрдигарниң өйидин ваз кечип, Ашәраһ вә бутларниң қуллуғиға киришти. Уларниң бу гунайи сәвәплик Худаниң ғәзиви Йәһуда билән Йерусалимдикиләрниң бешиға кәлди. 19Шундақ болсиму, Пәрвәрдигар уларни Өзигә яндуруш үчүн йәнила уларниң арисиға пәйғәмбәрләрни әвәтти; бу пәйғәмбәрләр гәрчә уларни агаһландурған болсиму, лекин улар йәнила қулақ салмиди. 20У чағда Худаниң Роһи баш каһин Йәһояданиң оғли Зәкәрияға чүшти, у хәлиқниң алдида өрә туруп уларға: — Худа мундақ дәйду: «Силәр немишкә Пәрвәрдигарниң әмирлиригә хилаплиқ қилисиләр? Силәр һеч раваҗлиқ көрмәйсиләр, чүнки силәр Пәрвәрдигардин ваз кәчтиңлар вә Уму силәрдин ваз кәчти», — деди.
21Халайиқ Зәкәрияни өлтүрүшкә қәстлиди; ахир улар уни падишаниң әмри бойичә Пәрвәрдигар өйиниң һойлисида чалма-кесәк қилип өлтүрүвәтти. 22Падиша Йоаш Зәкәрияниң атиси Йәһояданиң өзигә көрсәткән шәпқитини яд әтмәк түгүл, әксичә униң оғлини өлтүрүвәтти. Зәкәрия җан үзүш алдида: — Пәрвәрдигар бу ишни нәзиригә елип, униң һесавини алсун! — деди.
23Шу жилниң ахирида Сурийәниң қошуни Йоашқа һуҗум қилип кәлди; улар Йәһудаға вә Йерусалимға таҗавуз қилип кирип, хәлиқ ичидики йолбашчиларни өлтүрүп, улардин алған пүтүн уруш ғәниймәтлирини Дәмәшқ падишасиниң алдиға елип барди. 24Дәрвәқә Сурийә қошунидин пәқәт аз бир қисим әскәрләр кәлгән болсиму, лекин Йәһудалар ата-бовилириниң Худаси Пәрвәрдигардин ваз кәчкәнлиги үчүн Пәрвәрдигар чоң бир қошунни уларниң қолиға тапшурди; улар Йоашқа җаза иҗра қилди. 25Сурийләр Йоашни ташлап кәткән чағда (чүнки у қаттиқ ағрип қалған еди) униң өз хизмәткарлири баш каһин Йәһояданиң оғлиниң қени үчүн интиқам елиш керәк дәп уни қәстлиди; улар уни карвитидила өлтүрүвәтти. У шу йол билән өлди; кишиләр уни Давут шәһиридә дәпнә қилғини билән, бирақ падишаларниң қәбирстанлиғиға дәпнә қилмиди. 26Уни қәстлигәнләр мунулар: — Аммоний аял Шимиятниң оғли Забад билән Моабий аял Симритниң оғли Йәһозабад еди.
27Йоашниң оғуллири, униңға қаритилған қаттиқ вә нурғун агаһ бешарәтләр, шундақла униң Худаниң өйини йеңибаштин селишқа даир ишлири «падишаларниң тәзкирилири» дегән китапниң изаһлириға пүтүлгәндур. Йоашниң оғли Амазия униң орниға падиша болди.

Notes


24:1 «Йоаш» — «Йәһоаш»ниң башқа шәкли.

24:2 «Йәһояда ... һаят күнлиридә Йоаш Пәрвәрдигарниң нәзиридә дурус болғанни қилатти» — бу сөзгә қариғанда, Йоаш Йәһояда өлгәндин кейин Пәрвәрдигарниң йолидин чиқип кәтти; вә дәрвәқә шундақ болди («2Тар.» 24:17-27ни көрүң).

24:5 «Худайиңларниң өйини оңлитип туруш үчүн ...., барлиқ Исраиллардин жиллиқ сәдиқә топлаңлар» — яки «Һәр жили Худайиңларниң өйини оңлитиш үчүн... барлиқ Исраиллардин сәдиқә топлаңлар».

24:6 «Худаниң гувалиғи сақлақлиқ чедир» — яки «һөкүм-гувалиқ чедири» — «ибадәт чедири»ниң башқа бир аталғуси. «Пәрвәрдигарниң қули Муса ... Худаниң гувалиғи сақлақлиқ чедир үчүн бәлгүлигән баҗ...» — Мусаниң бу буйруғи тоғрилиқ «Мис.» 30:11-16ни көрүң.

24:25 «чүнки у қаттиқ ағрип қалған еди» — яки «чүнки еғир кесәлгә чүшкән еди». Бәзи тәрҗиманлар «чүнки у еғир яриланди» дәп тәрҗимә қилғини билән, ибраний тексттә еғир бир кесәл көрситилиду. «каһин Йәһояданиң оғлиниң қени» — яки «каһин Йәһояданиң оғуллириниң қени».

24:27 «падишаларниң тәзкирилири» — Тәвраттики «падишалар» дегән китап әмәс. Чүнки тилға елинған тәпсилатлар шу китапта тепилмайду.