— Ундақ бир киши йәр йүзидин йоқитилсун! У тирик турушқа лайиқ әмәс! — дәп чуқан селишти.
23Улар чирқиришип, чапан-йепинчилирини селип ташлап, топа-чаң соруватқанда, 24 миң беши Павлусни қәлъәгә елип кирип кетишкә әмир қиливиди, халайиқниң униңға немә үчүн бундақ чуқан салидиғанлиғини ениқлаш үчүн ләшкәрлиригә уни қамчилап сорақ қилишни буйруди. 25Лекин улар Павлусни қамчилаш үчүн ғулачлитип бағлиғанда, у йенида турған йүз бешиға:
— Бир Рим пухрасини җинайити бекитилмәйла қамчилишиңлар қанунға уйғунму? — деди.
26Бу сөзни аңлиған йүз беши миң бешиниң алдиға берип:
— Сиз немә иш қилай дәватисиз? Чүнки у киши Рим пухраси екән! — деди.
27Миң беши Павлусниң алдиға берип, униңдин:
— Маңа ейтқин, сән растинла Рим пухрасиму? — дәп сориди.
— Раст, деди у.
28— Мән наһайити жуқури баһада мошу пухралиққа егә болдум, — деди миң беши.
Павлус:
Амма мән туғулушумдинла шундақ! — деди.
29Шуниң билән, уни сораққа тартмақчи болған ләшкәрләр дәрһал униңдин өзлирини чәткә алди. Миң бешиму униң Рим пухраси екәнлигини билип, уни бағлатқанлиғи түпәйлидин қорқуп кәтти.
Павлусниң алий кеңәшмидә өзини ақлиши
30Миң беши Йәһудийларниң Павлусниң үстидин қилған шикайитиниң һәқиқий сәвәвини билиш үчүн, әтиси уни йешип, баш каһинлар вә пүтүн алий кеңәшмидикиләрниң бир йәргә жиғилишини буйруди. Андин Павлусни елип келип, уларниң алдиға турғузди.
□22:24 «Миң беши ... халайиқниң Павлусқа немә үчүн бундақ чуқан салидиғанлиғини ениқлаш үчүн ләшкәрлиригә уни қамчилап сорақ қилишни буйруди» — «қамчилап сорақ қилиш» болса римлиқлар гуман қилған адәмләрни гунайи бар дәп һесаплап, «һәқиқәтни ениқлаш үчүн» уларни қийнаш билән сорақ қилатти (уларниң «қамча»лири көп тасмилиқ болуп, һәр тасмисиға һәртүрлүк төмүр-сүйәк парчилири бағланған еди). Амма римлиқ пухралар болса ундақ муамилидин халас еди.
□22:25 «лекин улар Павлусни қамчилаш үчүн ғулачлитип бағлиғанда...» — «ғулачлитип бағлиғанда»: Римлиқлар сораққа тартилғучини қамчилаш үчүн униң икки қолини бағлап ғуличини керип турғузиду. Башқа бир хил тәрҗимиси «Павлусни тасмилар билән ғулачлатқанда,...».
□22:29 «Шуниң билән, уни сораққа тартмақчи болған ләшкәрләр дәрһал униңдин өзини чәткә алди. Миң бешиму униң Рим пухраси екәнлигини билип, уни бағлатқанлиғи түпәйлидин қорқуп кәтти» — 24-айәттики изаһатни көрүң. Рим пухралирини җинайити бекитмәйла бағлашму қанунсиз иш еди.
«Лекин буни аңлап улар авазини көтирип: — Ундақ бир киши йәр йүзидин йоқитилсун! У тирик турушқа лайиқ әмәс! — дәп чуқан селишти» — демисәкму, уларниң Павлус бу сөзини көтирәлмәслигиниң сәвәви, Худаниң сөз-каламини өзлири интайин пәс көридиған «ят әлләр»гә йәткүзүшкә һәргиз болмайду, дәйдиған көзқарашта еди.
Рос. 21:36.
«Миң беши ... халайиқниң Павлусқа немә үчүн бундақ чуқан салидиғанлиғини ениқлаш үчүн ләшкәрлиригә уни қамчилап сорақ қилишни буйруди» — «қамчилап сорақ қилиш» болса римлиқлар гуман қилған адәмләрни гунайи бар дәп һесаплап, «һәқиқәтни ениқлаш үчүн» уларни қийнаш билән сорақ қилатти (уларниң «қамча»лири көп тасмилиқ болуп, һәр тасмисиға һәртүрлүк төмүр-сүйәк парчилири бағланған еди). Амма римлиқ пухралар болса ундақ муамилидин халас еди.
«лекин улар Павлусни қамчилаш үчүн ғулачлитип бағлиғанда...» — «ғулачлитип бағлиғанда»: Римлиқлар сораққа тартилғучини қамчилаш үчүн униң икки қолини бағлап ғуличини керип турғузиду. Башқа бир хил тәрҗимиси «Павлусни тасмилар билән ғулачлатқанда,...».
«Шуниң билән, уни сораққа тартмақчи болған ләшкәрләр дәрһал униңдин өзини чәткә алди. Миң бешиму униң Рим пухраси екәнлигини билип, уни бағлатқанлиғи түпәйлидин қорқуп кәтти» — 24-айәттики изаһатни көрүң. Рим пухралирини җинайити бекитмәйла бағлашму қанунсиз иш еди.