1Мән Медиалиқ Дариус падиша болған биринчи жилидила, уни мустәһкәмләш һәм күчәйтиш үчүн орнумдин қозғалған едим. 2Әнди мән саңа һәқиқәтни ейтип берәй: —
Буниңдин кейин Парсқа йәнә үч падиша һөкүмранлиққа чиқиду; кейин төртинчи падиша чиқип, башқа падишалардинму көптин көп мал-дунияни топлайду; у мал-дуниялиридин қудрәт тепип, һәммә жутларни Гретсийәгә җәң қилишқа қозғайду.
3Униңдин кейин күчлүк бир падиша мәйданға чиқиду. У зор падишалиқни идарә қилип, немини халиса шуни қилиду. 4Лекин у һоқуқ жүргүзүватқинида, падишалиғи парчилинип асманниң төрт шамал тәрипигә бөлүнүп кетиду. Униң тәхтигә әвлатлири варислиқ қилалмайду, кейинки падишалиқ у һөкүм сүргән вақтидикидәк күчлүк болмайду; чүнки униң падишалиғи ағдурулуп, башқиларға тәвә болуп кетиду.
5Униңдики сәрдарларниң ичидин бири «җәнубий падиша» болуп күчийиду; лекин йәнә бир сәрдар униңдинму күчлүк болиду вә өзиниң техиму чоң падишалиғини сорайду. 6Бир нәччә жил өткәндин кейин, җәнубий падиша шималий падиша билән иттипақ түзиду; җәнубий падишаниң қизи шу иттипақни мустәһкәмләш үчүн шималий падишаниң йениға бариду. Лекин кейин бу қиз еришкән һоқуқидин мәһрум қилиниду; шималий падиша өзиму һоқуқини қолида туталмай, мәзмут туралмайду. Бу қиз вә уни елип кәлгәнләр, униң балиси һәм шу вақитларда уни қоллиғучиларниң һәммисигә сатқунлуқ қилиниду.
7Һалбуки, униң ата җәмәт туққинидин бири қошунниң һоқуқини қолиға елип падиша болуп, шималий падишаниң қорғиниға бесип кирип, уларға қарши һуҗум қилип чоң ғәлибә қилиду. 8У уларниң илаһ-бутлири, қуйма мәбудлири вә бутханилиридики алтун-күмүчтин ясалған җам-қачиларни Мисирға елип кетиду. У бир нәччә жил шималий падишадин өзини нери қилиду. 9Шималий падиша җәнубий падишаниң зиминиға бесип кириду, лекин ахири өз жутиға чекиниду.
10Шималий падишаниң шаһзадилири қозғилип, зор қошун тәшкилләйду. Шаһзадиләрдин бири кәлкүндәк келип җәнупқа бесип кириду. Кейин у йәнә җәң қилип, дүшмән қорғиниғичиму бесип кириду. 11Җәнубий падиша қаттиқ ғәзәптә қошун тартип җәңгә атлинип, шималий падишаға һуҗум қилиду. Шималий падиша зор бир қошунни җәңгә салиду, лекин униң шу зор қошуни мәғлуп болуп әсиргә елиниду.
12Шу зор қошунниң әсиргә елиниши билән җәнубий падиша интайин мәғрурлиниду. У түмәнлигән адәмләрни йоқитиду, бирақ униң ғәлибиси узун давамлашмайду. 13Чүнки шималий падиша жутиға қайтип, бурунқидинму көп вә күчлүк қошун тәшкилләйду. Бекитилгән жиллар тошқандин кейин у зор қудрәтлик қошунни көп тәминатлар билән қошуп башлап келиду. 14У чағда нурғун кишиләр җәнубий падишаға қарши туруп униңға қарши қозғилаң көтириду. И Даниял — сениң хәлқиң ичидики зораванлар мошу ғайипанә аламәттики бешарәтни әмәлгә ашурмақчи болуп, йоғанчилиқ қилиду, лекин улар мәғлуп болиду. 15Шималий падиша потәй селип мустәһкәм шәһәрни муһасирә һуҗуми қилип бесивалиду. Җәнупдики күчләр, һәтта әң хил қошунларму бәрдашлиқ берәлмәйду, уларниң қаршилиқ қилғидәк күчи қалмайду. 16Шималдики таҗавузчи болса өзи халиғанчә иш қилиду, униңға һеч ким қаршилиқ қилалмайду. У «гөзәл зимин»ни ишғал қилиду; униң қолида уни вәйран қилғучи күч болиду. 17Шималий падиша бәл бағлап падишалиғидики барлиқ күчләрни сәпәрвәр қилип Мисирға йол алиду; у Мисир билән әһдә түзиду, өзи әһдидә турғандәк қилиду. Бирақ Мисирниң һакимийитини ағдруруш үчүн у аяллириниң бир қизини Мисир падишасиға бериду. Лекин қизи атиси тәрәптә турмайду, уни қоллимайду.
18Кейин у деңиз бойидики жутларға һуҗум қилип, нурғун адәмләрни әсиргә алиду. Лекин ят бир сәрдар униң кишиләрни хар қилишлирини чәкләйду вә әксичә, униң бу харлашлирини өзигә яндуриду. 19У өз жутидики қорғанларға чекинип келиду. Лекин ахирида у путлинип йоқилип кетиду. 20Кейин униң орниға йәнә бир падиша тәхткә олтириду; у падишалиқниң әң шан-шәрәплик җайиға бир залим алваңбегини әвәтиду. Лекин у узун өтмәйла, малиманчилиқму болмай, җәңму болмай өлтүрүлиду».
21— «Шуниңдин кейин пәс бир адәм униң орниға чиқип шималий падишалиқни алиду; амма падишалиқниң һөрмәт-шөһрити униңға һеч тәвә болмайду, дәп қарилиду; лекин у хәлиқниң асайишлиқ пәйтидин пайдилинип, ялақчилиқ васитилири билән һакимийәтни тартивалиду. 22Зиминиға кәлкүндәк бесип киргән күчләрни у һәм кәлкүндәк һуҗум қилип йоқитиду, шуниңдәк у һәттаки «Худаниң әһдисидә бекитилгән әмир»ниму йоқитиду. 23Шәртнамә түзүш арқилиқ у башқа жутларни алдайду; адәмлири кичик бир қошун болсиму, лекин униң күчи көпийип-көпийип, қудрәт тапиду.
24У халайиқниң асайишлиқ пәйтидин пайдилинип, әң бай өлкиләргә таҗавуз қилип кирип, атилири яки атилириниң атилири зади қилип бақмиған ишларни қилиду, йәни у олҗини, ғәнимәтләрни вә нурғун байлиқларни қол астидикилиригә үләштүрүп бериду; мәлум бир мәзгилгичә қорғанларғиму һуҗум қилиш қәстидә болиду. 25У өз күчини ишқа селип чоң ғәйрәт билән қозғилип, зор қошунни башлап, җәнубий падишаға һуҗум қилиду. Җәнубий падишаму наһайити зор қудрәтлик бир қошун билән җәңгә атлиниду. Лекин җәнубий падиша хаинларниң йошурун сүйқәстигә учрап, мувәппәқийәт қазиналмайду. 26Чүнки униң назу-немәтлирини йегәнләр уни жиқитиду. Униң қошуни һәммә йәргә тарқилиду; нурғунлири өлтүрүлиду.
27Кейин, бу икки падиша бир-бирини қәстлишип, яман нийәт билән бир дәстиханда тамақ йейишип, бир-биригә ялған гәп қилишиду; лекин бу ишлар һеч кимгә пайда йәткүзмәйду, чүнки бу ишларниң ахири пәқәт бәлгүләнгән вақиттила болиду. 28Шималий падиша нурғун мал-мүлүкләрни елип өз жутиға қайтиду. У көңлидә Худаниң хәлқи билән түзгән муқәддәс әһдигә қарши туриду; шуниң билән у әһдигә қарши һәрикәтләрни қилип, андин өз жутиға қайтиду.
«... ғәйрий илаһқа тайинип егиләйду» — яки, «... ғәйрий илаһқа һуҗум қилиду». Йәнә бир хил тәрҗимиси: «У әң мустәһкәм қорғанларни егиләп, у бу илаһқа чоқунушни бәрпа қилиду». «инъам сүпитидә...» — яки «мәлум бир баһада (сетиветип),...».
«гөзәл зимин» — Қанаанни (Пәләстинни) көрситиду.
Вәһ. 12:6
«деңизларниң оттурисида» — демәк, Оттура Деңиз вә Өлүк Деңизниң оттурисида. «көркәм муқәддәс тағ» — Йерусалим селинған «Зион теғи»ини көрситиду. Бу айәтниң башқа бир хил тәрҗимиси: «...деңизлар вә муқәддәс тағ арисида...».