3— Улар оқячи ләшкәрләр оқяйини егилдүргәндәк тилини ялғанчилиққа егилдүрүшкә тәйярлиған; улар зиминда үстүнлүк қазанған, бирақ бу сәмимийлик билән болған әмәс; улар рәзиллик үстигә рәзиллик қилған, Мени һеч тонуп билмигән» — дәйду Пәрвәрдигар. 4— Һәр бириңлар өз йеқиниңлардин һези болуңлар, қериндашлириңларға һеч таянмаңлар; чүнки һәр бир қериндаш пәқәтла алдиғучи, халас, һәр бир йеқинлириң болса төһмәтхорлуқта жүрмәктә. 5Улар һәр бири өз йеқинлириға алдамчилиқ қилмақта, һеч ким һәқиқәтни сөзлимәйду; улар өз тилини ялған сөзләшкә үгитиду, улар қәбиһликтә өзлирини упритиду. 6Улар җәбир-зулум үстигә җәбир-зулум қилмақта, алдамчилиқтин йәнә бир алдамчилиққа өтмәктә; улар Мени тонушни рәт қилиду, — дәйду Пәрвәрдигар.
7Шуңа самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Мән уларни еритип тавлап синаймән; хәлқимниң қизиниң рәзиллигигә Маңа башқа йол қалмидиму? 8Уларниң тили әҗәл оқидур; у алдамчилиқни сөзләйду; һәр бир еғиз сөзидә йеқини билән теч-аманлиқни сөзләйду, лекин көңлидә қилтақ тәйярлайду. 9Бу ишлар түпәйлидин уларни җазалимай қоямдим? — дәйду Пәрвәрдигар, — Мениң җеним мошундақ бир әлдин қисас алмай қоямду?
Келидиған апәт үчүн Йәрәмия мәрсийә оқуйду
10«Тағлардики яйлақлар үчүн жиға вә налә-пәряд көтиримән,
Даладики отлақлар үчүн мәрсийә оқуймән;
Чүнки улар көйүп кәттики, һеч ким у йәрдин өтмәйду;
□9:3 «улар зиминда үстүнлүк қазанған, бирақ бу сәмимийлик билән болған әмәс...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «шу зиминда улар ғәлибә қилған, бирақ бу һәқиқәтни тикләш үчүн әмәс...».
«улар зиминда үстүнлүк қазанған, бирақ бу сәмимийлик билән болған әмәс...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «шу зиминда улар ғәлибә қилған, бирақ бу һәқиқәтни тикләш үчүн әмәс...».
Йәш. 59:4,13,15; Йәр. 6:7
Йәр. 6:28
«улар қәбиһликтә өзлирини упритиду (5-айәт)» — 5-айәтниң ахирқи қисми һәм 6-айәтниң баш қисминиң башқа бир хил тәрҗимиси: «Улар қәбиһлик қилип товвани һеч билмәйду. (6) сән (Йәрәмия) алдамчилиқ арисида туруватисән; алдамчилиғи түпәйлидин улар Мени тонушни рәт қилиду...».
Зәб. 11:3-5; 27:3; 119:3-4; Пәнд. 30:14
Йәр. 5:9,29
Йәр. 10:22
«(Йәһуда хәлқи) ...ата-бовилири уларға өгәткәндәк Баалларниң кәйнигә әгишип кәткән» — оқурмәнләрниң есидә барки, «Баал»лар интайин жиркиничлик бир хил бутлар еди.
Йәр. 8:14; 23:15
Лав. 26:33
«көңүл қоюңлар, матәмчи аялларни келишкә чақириңлар, жиғлашқа әң уста болған қиз-аялларни чақирип келишкә адәм әвәтиңлар!» — кона заманларда бәзи бай адәмләр уруқ-туққанлирини дәпнә қилишта мошундақ «жиғлашқа маһир» аялларни «кәйпиятни яритиш» үчүн яллайтти (мәсилән, Инҗил, «Мат.» 9:37ни көрүң).
Йәр. 7:33
1Кор. 1:31; 2Кор. 10:17
«... Бу әлләрниң һәммиси хәтнисиздур; Исраилниң барлиқ җәмәтиму көңлидә хәтнисиздур» — бу 25- вә 26-айәтләр Йәһуда (Исраил)ға интайин еғир келиши керәк еди. Чүнки Пәрвәрдигар уларни, өзлири кәмиситидиған хәтнә қилинмиған «ят әлләр» қатарида «хәтнә қилинмиған»дәк һесаплайду. Худаниң көз алдида Йәһуда хәтнисиз, йәни у Ибраһим хәтнә арқилиқ түзгән әһдигә лайиқ әмәс болуп қалди. «Көңли хәтнисиз» — «көңли бу рәзил дуниядики рәзил аззу-һәвәслиридин кесилгән әмәс, Худа вә униң ибадити үчүн рәзилликтин айрилған әмәс» дегән мәнидә. «Әзакиял»ға қошулған «қошумчә сөзимиз»ни вә Инҗил, «Рим.» 2-бап, «Фил.» 3:3, «Кол.» 2:11ни көрүң). Йәнә келип хәтнә «көңлидә әмәс» болса, «чекә чачлирини чүшүрүветиш» (бәлким бутпәрәсләрниң матиминиң бир ипадиси)тин һеч қандақ пәрқи яки әһмийити йоқтур.