Падиша Йәһоаким бешарәт хатириләнгән орам язмини көйдүриду
1Йәһуда падишаси Йосияниң оғли Йәһоакимниң төртинчи жили, Йәрәмияға Пәрвәрдигардин төвәндики сөз кәлди: —
2Өзүңгә орам қәғәз алғин; униңға Йосияниң күнлиридә саңа сөз қилғинимдин тартип бүгүнки күнгичә Мән Исраилни әйиплигән, Йәһудани әйиплигән һәм барлиқ әлләрни әйиплигән, саңа ейтқан сөзләрниң һәммисини язғин. 3Йәһуданиң җәмәти бәлким Мән бешиға чүшүрмәкчи болған барлиқ балаю-апәтни аңлап, һәр бири өзлириниң рәзил йолидин янармекин; улар шундақ қилса, Мән уларниң қәбиһлигини вә гунайини кәчүрүм қилимән. 4Шуниң билән Йәрәмия Нерияниң оғли Баруқни чақирди; Баруқ Йәрәмияниң ағзидин чиққанлирини аңлап Пәрвәрдигарниң униңға ейтқан сөзлириниң һәммисини бир орам қәғәзгә йезип бәрди. 5Йәрәмия Баруққа тапилап мундақ деди: — Өзүм қамап қоюлғанмән; Пәрвәрдигарниң өйигә киришимгә рухсәт йоқ; лекин өзүң берип киргин; 6Пәрвәрдигарниң өйидә роза тутқан бир күнидә, сән ағзимдин чиққанлирини аңлап язған, Пәрвәрдигарниң бу орам язмида хатириләнгән сөзлирини хәлиқниң қулақлириға йәткүзгин; һәммә шәһәрләрдин кәлгән Йәһудадикиләрниң қулиқиғиму йәткүзгин. 7Улар бәлким Пәрвәрдигар алдиға дуа-тилавитини қилип һәр бири өзлириниң рәзил йолидин янармекин; чүнки Пәрвәрдигарниң бу хәлиққә агаһландурған ғәзиви вә қәһри дәһшәтликтур. 8Нерияниң оғли Баруқ Йәрәмия пәйғәмбәр униңға тапилиғининиң һәммисини ада қилип, Пәрвәрдигарниң өйидә Пәрвәрдигарниң сөзлирини оқуп җакалиди.
9Йәһуда падишаси Йосияниң оғли Йәһоаким тәхткә олтарған бәшинчи жили тоққузинчи айда шундақ болдики, барлиқ Йерусалимдикиләр һәмдә Йәһуда шәһәрлиридин чиқип Йерусалимға кәлгән барлиқ хәлиқ үчүн, Пәрвәрдигар алдида бир мәзгил роза тутушимиз керәк дәп елан қилинди. 10Шу вақит Баруқ Пәрвәрдигарниң өйигә кирип, пүтүкчи Шафанниң оғли Гәмарияниң өйидә туруп, Йәрәмияниң сөзлирини барлиқ хәлиқниң қулиқиға йәткүзүп оқуди; бу өй Пәрвәрдигарниң өйиниң жуқуриқи һойлисидики «Йеңи дәрваза»ға җайлашқан еди. 11Шафанниң нәвриси, Гәмарияниң оғли Микаһ болса язмидин Пәрвәрдигарниң сөзлириниң һәммисигә қулақ салди. 12Андин у падишаниң ордисиға чүшүп пүтүкчиниң өйигә киривиди, мана, әмирләрниң һәммиси шу йәрдә олтиратти; пүтүкчи Әлишама, Шемаяниң оғли Делая, Акборниң оғли Әлнатан, Шафанниң оғли Гәмария вә Һананияниң оғли Зәдәкия қатарлиқ барлиқ әмирләр шу йәрдә олтиратти. 13Шуниң билән Микаһ Баруқниң сөзлигәнлирини хәлиқниң қулиқиға йәткүзүп оқуғанда өзи аңлиған барлиқ сөзләрни уларға баян қилди. 14Шуниң билән барлиқ әмирләр Кушиниң әвриси, Шәләмияниң нәвриси, Нәтанияниң оғли Йәһудийни Баруқниң йениға әвәтип униңға: «Сән хәлиқниң қулиқиға йәткүзүп оқуған орам язмини қолуңға елип йенимизға кәл» — деди. Шуниң билән Нерияниң оғли Баруқ орам язмини қолиға елип уларниң йениға кәлди. 15Улар униңға: «Олтар, уни қулиқимизға йәткүзүп оқуп бәр» — деди. Баруқ уни уларға аңлитип оқуди.
16Шундақ болдики, улар барлиқ сөзләрни аңлиғанда, алақзадә болуп бир-биригә қаришип: «Бу сөзләрниң һәммисини падишаға йәткүзмисәк болмайду» — деди. 17Андин Баруқтин: «Бизгә дегин әнди, сән бу сөзләрниң һәммисини қандақ яздиң? Уларни Йәрәмияниң өз ағзидин аңлидиңму?» — дәп сориди.
18Баруқ уларға: «У бу сөзләрниң һәммисини өз ағзи билән маңа ейтти, мән орам қәғәзгә сияһ билән яздим» — деди.
19Әмирләр Баруққа: «Барғин, сән вә Йәрәмия мөкүвелиңлар. Қәйәрдә болсаңлар һеч кимгә билдүрмәңлар» — деди. 20Шуниң билән улар орам язмини пүтүкчи Әлишаманиң өйигә тиқип қоюп, ордиға кирип падишаниң йениға келип, бу барлиқ сөзләрни униң қулиқиға йәткүзди.
21Падиша Йәһудийни язмини елип келишкә әвәтти, у уни Әлишаманиң өйидин епкәлди. Йәһудий уни падишаниң қулиқиға вә падишаниң йенида турған барлиқ әмирләрниң қулақлириға йәткүзүп оқуди. 22Шу чағ тоққузинчи ай болуп, падиша «қишлиқ өй»идә олтиратти; униң алдидики очақта от қалақлиқ еди. 23Шундақ болдики, Йәһудий униңдин үч-төрт сәһипини оқуғанда, падиша қәләмтираши билән бу қисмини кесип, язминиң һәммисини бир-бирләп отта көйүп йоқиғичә очақтики отқа ташлиди. 24Лекин бу барлиқ сөзләрни аңлиған падиша яки хизмәткарлириниң һеч қайсиси қорқмиди, улардин кийим-кечәклирини житқанлар йоқ еди. 25Униң үстигә Әлнатан, Делая вә Гәмариялар падишадин орам язмини көйдүрмәслигини өтүнгән еди, лекин у уларға қулақ салмиди. 26Падиша болса шаһзадә Йераһмәәл, Азриәлниң оғли Серая вә Абдәәлниң оғли Шәләмияни пүтүкчи Баруқни вә Йәрәмия пәйғәмбәрни қолға елишқа әвәтти; лекин Пәрвәрдигар уларни йошуруп сақлиди.
Иккинчи орам язма
27Падиша Баруқ Йәрәмияниң ағзидин аңлап язған сөзләрни хатирилигән орам язмини көйдүрүвәткәндин кейин, Пәрвәрдигарниң сөзи Йәрәмияға келип мундақ дейилди: —
28Йәнә бир орам қәғәзни елип, униңға Йәһуда падишаси Йәһоаким көйдүрүвәткән биринчи орам язмида хатириләнгән барлиқ сөзләрни язғин. 29Вә Йәһуда падишаси Йәһоакимға мундақ дегин: — Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Сән бу орам язмини көйдүрүвәттиң вә Мениң тоғрилиқ: Сән буниңға: «Бабил падишаси чоқум келип бу зиминни вәйран қилиду, униңдин һәм инсанни һәм һайванни йоқитиду» — дәп йезишқа қандақму петиндиң?» — дедиң. 30Шуңа Пәрвәрдигар Йәһуда падишаси Йәһоаким тоғрилиқ мундақ дәйду: — Униң нәслидин Давутниң тәхтигә олтиришқа һеч адәм болмайду; униң җәсити сиртқа ташливетилип күндүздә иссиқта, кечидә қиравда очуқ ятиду. 31Мән униң вә нәслиниң бешиға, хизмәткарлириниң бешиға қәбиһлигиниң җазасини чүшүримән; Мән уларниң үстигә, Йерусалимда туруватқанларниң үстигә һәм Йәһуданиң адәмлири үстигә Мән уларға агаһландурған барлиқ күлпәтләрни чүшүримән; чүнки улар Маңа һеч қулақ салмиған. 32Шуниң билән Йәрәмия башқа бир орам қәғәзни елип Нерияниң оғли Баруққа бәрди; у Йәрәмияниң ағзиға қарап Йәһуда падишаси Йәһоаким отта көйдүрүвәткән орам язмида хатириләнгән һәммә сөзләрни язди; улар бу сөзләргә охшайдиған башқа көп сөзләрниму қошуп язди.

Notes


36:2 Йәш. 8:1; Йәр. 30:2

36:8 «Нерияниң оғли Баруқ Йәрәмия пәйғәмбәр униңға тапилиғининиң һәммисини ада қилип, Пәрвәрдигарниң өйидә Пәрвәрдигарниң сөзлирини оқуп җакалиди» — Баруқниң чоң атиси Маасеяһ Йерусалимниң шәһәр башлиғи болған еди (32:12ни һәм «2Тар.» 34:8ни көрүң). У мошу ишни қилғанда бәлким өзиниң җенини вә келәчикини тәвәккүл қилған. Униң Йәрәмияға һәмраһ болушниң интайин җапалиқ вә хәтәрлик екәнлигини чүшиниш үчүн 45-бапни көрүң.

36:10 «пүтүкчи Шафан» — Шафан тоғрилиқ «1Пад.» 22-бапни көрүң. «жуқуриқи һойла» — болса «1Пад.» 6:36 һәм 7:12дә «ички һойла» дегән нам билән аталған. «Йеңи дәрваза» «Йәр.» 26:10дә тилға елинған. Шүбһисизки, Баруқ шу йәрдә туруп Йәрәмияниң сөзини оқуйтти, барлиқ хәлиқ аңлалайтти.

36:23 «қәләмтираш билән кесиш» — адәттә бу сайманни диванбеги яки пүтүкчи «орам язмилар»ни ясап тәйярлашқа ишлитәтти. Мошу йәрдә әксичә қиммәтлик бир орам язмини йоқитиш үчүн ишләткән.

36:30 Йәр. 22:19

36:32 «у Йәрәмияниң ағзиға қарап Йәһуда падишаси Йәһоаким отта көйдүрүвәткән орам язмида хатириләнгән һәммә сөзләрни язди» — биринчи «орам язма»ниң мәзмуни бәлким «Йәрәмия»дики 1-20-баплар еди.