Әйсаниң дунияға келиши
Мат. 1:18-25
1Әнди шу күнләрдә, Рим императори Қәйсәр Авғустустин барлиқ хәлиқтин баҗ елиш үчүн уларниң ройхети тизимлансун дәп пәрман чүшти. 2Тунҗи қетимлиқ бу нопус тизимлаш Кириниюс Сурийә өлкисини идарә қилип турған вақтида елип берилған еди. 3Шуниң билән һәммә адәм нопусқа тизимлиниш үчүн өз жутлириға қайтиш керәк болди.
4Йүсүпму Давут падишаниң җәмәтидин болғачқа, шундақла униң беваситә әвлади болғачқа, Галилийә өлкисидики Насарәт шәһиридин айрилип, Йәһудийә өлкисидики, Давутниң жути Бәйт-Ләһәм дегән шәһәргә кәтти.   5Нопусқа тизимлиниш үчүн лайиқи, болғуси аяли Мәрйәмму биллә барди. Мәрйәм һамилдар болуп, қосиғи хеләла йоғинап қалған еди. 6Вә шундақ болдики, улар Бәйт-Ләһәмдә турған вақтида Мәрйәмниң туғутиниң ай-күни тошуп қалди. 7Бирақ сарайда уларға орун болмиғачқа, Мәрйәм шу йәрдә тунҗа оғлини туққанда уни закилап, еғилдики оқурға ятқузди.  
Пәриштиләрниң падичиларға көрүнүши
8Шу йәрниң әтрапидики бәзи падичилар далада туратти; улар кечичә түнәп, падисиға қарайтти. 9Вә мана, Пәрвәрдигарниң бир пәриштиси уларниң алдида туратти; Пәрвәрдигарниң парлақ шәриви уларниң әтрапини йорутувәтти. Улар интайин бәк қорқуп кәтти. 10Бирақ пәриштә уларға:
— Қорқмаңлар! Чүнки мана, пүтүн хәлиққә хошаллиқ болидиған бир хуш хәвәрни силәргә елан қилимән. 11Чүнки бүгүн Давутниң шәһиридә силәр үчүн бир Қутқузғучи туғулди. У — Рәб Мәсиһдур! 12 Уни тепишиңлар үчүн шу аламәт болидуки, бовақни закиланған һалда бир оқурда ятқан петидә таписиләр, — деди.
13Бирдинла, пәриштиниң әтрапида зор бир топ самави қошундикиләр пәйда болуп, Худани мәдһийиләп:  
14«Әршиәлада Худаға шан-шәрәпләр болғай!
Йәр йүзидә болса у сөйүнидиған бәндилиригә арам-хатирҗәмлик болсун!» дейишти.  
15Пәриштиләр улардин айрилип асманға чиқип кетивиди, падичилар бир-биригә:
— Бәйт-Ләһәмгә йол елип, Пәрвәрдигар бизгә уқтурған, әмәлгә ашурған бу ишни көрүп келәйли, — дейишти.
16Шуниң билән улар алдирап шәһәргә берип, Мәрйәм билән Йүсүпни вә оқурда ятқан бовақни издәп тапти. 17Падичилар бовақни көргәндин кейин, өзлиригә униң һәққидә ейтилған сөзләрни кәң тарқитивәтти. 18Буни аңлиғанларниң һәммиси падичиларниң дегәнлиригә интайин һәйран қелишти. 19Мәрйәм болса бу ишларниң һәммисини көңлигә пүкүп, чоңқур ойлинип жүрәтти. 20Падичилар көргән вә аңлиғанлириниң һәммиси үчүн Худани улуқлап, мәдһийә оқушқан пети қайтишти; барлиқ ишлар дәл уларға хәвәрләндүрүлгәндәк болуп чиққан еди.
Йүсүп вә Мәрйәмниң Әйсани Худаға атиши
21Бовақни хәтнә қилиш вақти, йәни сәккизинчи күни тошқанда, униңға Әйса дәп исим қоюлди. Пәриштә бу исимни у техи анисиниң балиятқусида апиридә болмайла қойған еди.
22Әнди Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанун бойичә Йүсүп билән Мәрйәмниң паклиниш вақти тошқанда улар балини Пәрвәрдигарға атап тапшуруш үчүн Йерусалимға елип барди    23(Пәрвәрдигарниң Тәврат қанунида: «Барлиқ тунҗа оғул Пәрвәрдигарға муқәддәс мәнсуп атилиши керәк» дәп йезилғинидәк)    24вә шундақла Пәрвәрдигарниң Тәврат қанунида дейилгини бойичә, бир җүп пахтәк яки икки кәптәр балисини қурбанлиққа сунуш керәк еди.  
25Вә мана шу чағларда, Йерусалимда Симеон исимлиқ бир киши туратти. У һәм һәққаний вә ихласмән адәм болуп, «Исраилға Тәсәлли Бәргүчи»ни интизарлиқ билән күткән еди. Муқәддәс Роһ униң вуҗудиға яр еди. 26У Муқәддәс Роһтин кәлгән вәһийдин өзиниң Пәрвәрдигарниң Мәсиһини көрмигичә өлүм көрмәйдиғанлиғини билгән еди. 27У Муқәддәс Роһниң башлиши билән ибадәтханиниң һойлилириға кирди; ата-аниси Тәвратта бекитилгән адәтни беҗириш үчүн бовақ Әйсани көтирип киргәндә, 28Симеон бовақни қучиғиға елип, Худаға тәшәккүр-мәдһийә оқуп мундақ деди: —
29«Әнди, и Егәм, һазир сөзүң бойичә қулуңниң бу аләмдин хатирҗәмлик билән кетишигә йол қойғайсән;  
30Чүнки өз көзүм Сениң ниҗатиңни көрди,
31Уни барлиқ хәлиқләр алдида һазирлиғансән;  
32У әлләргә вәһий болидиған нур,
Вә хәлқиң Исраилниң шан-шәривидур!»  
33Балиниң ата-аниси бала һәққидә ейтилғанлириға интайин һәйран қелишти. 34Симеон уларға бәхит тиләп, аписи Мәрйәмгә мундақ деди:
— Мана! Бу бала Исраилдики нурғун кишиләрниң жиқилиши вә нурғун кишиләрниң көтирилиши үчүн тайинланди, шундақла кишиләр қарши чиқип һақарәтләйдиған, Худаниң бешарәтлик аламити болиду. 35Шуниң билән нурғун кишиләрниң көңлидики ғәрәзлири ашкарилиниду — вә бир қиличму сениң көңлүңгә санҗилиду!
36Шу йәрдә Ашир қәбилисидин болған Фануилниң қизи Анна исимлиқ хелә яшанған бир аял пәйғәмбәрму бар еди. У қиз вақтида әргә тәккәндин кейин униң билән йәттә жил биллә яшап, 37андин сәксән төрт жил тул турған еди. У ибадәтхана һойлилиридин чиқмай, кечә-күндүз роза тутушлар вә дуалар билән Худаға ибадәт қилатти.    38У дәл шу пәйттә йетип келип Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтти, һәмдә Йерусалимда ниҗат-һөрлүкни күтүватқан барлиқ халайиққа бала тоғрисида сөз қилди.
39 Йүсүп билән Мәрйәм Тәвратта бекитилгән барлиқ ишларни ада қилғандин кейин, Галилийәгә, өз шәһири Насарәткә қайтти. 40Бала болса өсүп, дана-ақиланилик билән толуп, роһта күчләндүрүлди, Худаниң меһри-шәпқитиму униң үстидә еди.  
Яш Әйса ибадәтханида
41Униң ата-аниси һәр жили «өтүп кетиш һейти»да Йерусалимға баратти. 42Әйса он икки яшқа киргән жили, улар уни елип, һейтниң адити бойичә йәнә чиқип барди. 43Һейт күнлирини өткүзгәндин кейин, улар өйигә қарап кетиватқанда, бала Әйса Йерусалимда қалди. Ата-анисиниң бу иштин хәвири йоқ еди, 44бәлки уни сәпәрдаш-һәмраһлири билән биллә келиватиду, дәп ойлап, бир күн йол жүрди. Андин улар уни уруқ-туққанлари вә дост-бурадәрлири арисидин издәшкә башлиди; 45издәп тапалмай, улар кәйнигә йенип Йерусалимға берип йәнә издиди.
46Вә шундақ болдики, үчинчи күни улар уни ибадәтхана һойлисида Тәврат устазлириниң арисида олтирип, уларниң тәлимлирини аңлаватқан һәм улардин соал сораватқанниң үстидә тапти. 47Униң сөзлирини аңлиғанларниң һәммиси униң чүшәнчисигә вә бәргән җаваплириға интайин һәйран қелишти. 48Ата-аниси уни көрүп наһайити һәйрануһәс болушти, униң аниси униңға:
— Вай балам! Немишкә бизгә шундақ муамилә қилдиң? Атаң иккимиз паракәндә болуп сени издәп кәлдуқ! — деди.
49У уларға: — Немишкә мени издидиңлар? Әҗәба, мениң Атамниң ишлирида болушум керәклигимни билмәмтиңлар? — деди. 50Лекин улар униң уларға ейтқинини чүшәнмиди.
51Андин у улар билән Насарәткә қайтти вә уларниң гепигә изчил бойсунатти. Лекин аниси бу ишларниң һәммисини көңлигә пүкүп қойди. 52Шундақ қилип, Әйса ақиланилик-даналиқта вә қамәттә йетилип, Худа вә кишиләр алдида барғансери сөйүлмәктә еди.

Notes


2:1 «Қәйсәр Авғустус» — «Қәйсәр» Рим императорлириниң умумий унвани. «Қәйсәр Авғустус» болса Рим империйәси үстидин миладийәдин илгәрки 27-жилидин миладийә 14-жилиғичә сәлтәнәт қилди.

2:2 «Тунҗи қетимлиқ бу нопус тизимлаш Кириниюс Сурийә өлкисини идарә қилип турған вақтида елип берилған еди» — башқа бир хил тәрҗимиси «Бу ройхәт Кириниюсниң Сурийә өлкисигә һөкүмранлиқ қилип турған вақтидики тунҗа қетимлиқ нопус тизимлаш еди».

2:4 «Давут падишаниң җәмәтидин болғачқа, шундақла униң беваситә әвлади болғачқа...» — демәк, Йүсүпниң Давутниң тәхтигә варислиқ қилғидәк әвлатлиридин екәнлигини көрсәтсә керәк. «Давутниң жути Бәйт-Ләһәм дегән шәһәр» — «шәһәр» дейилгини билән Бәйт-Ләһәм интайин кичик бир жут еди; у Йерусалимдин он икки километр жирақлиқта.

2:4 1Сам. 16; Мик. 5:1; Мат. 1:1; Юһ. 7:42.

2:7 «Мәрйәм шу йәрдә тунҗа оғлини туққанда ...» — Әйса Мәсиһ қачан туғулди? «Қошумчә сөз»имиздә бу иш тоғрилиқ тохтилимиз.

2:7 Мат. 1:25.

2:12 «бовақни закиланған һалда бир оқурда ятқан петидә таписиләр» — башқа бир хил тәрҗимиси: «бир оқурда ятқан, закиланған бир бовақни таписиләр».

2:13 «самави қошундикиләр» — пәриштиләр.

2:13 Дан. 7:10; Вәһ. 5:11.

2:14 «Йәр йүзидә болса у сөйүнидиған бәндилиригә арам-хатирҗәмлик болсун!» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Йәр йүзидә инсанларға аманлиқ, шапаәт болсун!»

2:14 Йәш. 57:19; Әф. 2:17.

2:21 Яр. 17:12; Лав. 12:3; Мат. 1:21; Луқа 1:31; Юһ. 7:22.

2:22 «Йүсүп билән Мәрйәмниң паклиниш вақти тошқанда...» — грек тилида «уларниң паклиниш вақти тошқанда...». Мәрйәмниң қириқи тошқанда, өзи вә мәлум әһвалда Йүсүп иккиси Тәврат қануни бойичә «паклиниш»и керәк болатти («Лав.» 12:2-4, «Мис.» 13:2ни көрүң.

2:22 Лав. 12:6.

2:23 «Барлиқ тунҗа оғул» — грек тилида «барлиқ балиятқуни (тунҗи) ачқан бала». ««Барлиқ тунҗа оғул Пәрвәрдигарға муқәддәс мәнсуп атилиши керәк» дәп йезилғинидәк...» — бу муқәддәс қанундики әмирләр «Мис.» 22:29, 34:19, «Лав.» 12:1-8, «Чөл.» 3:44-47ни көрүң.

2:23 Мис. 13:2,12; Чөл. 3:13; 8:16,17.

2:24 «Пәрвәрдигарниң Тәврат қанунида дейилгини бойичә, бир җүп пахтәк яки икки кәптәр балисини қурбанлиққа сунуш керәк» — Тәврат қануни бойичә, аялниң туғуттин кейин тазилиниши үчүн (намрат болса) мошундақ кәптәр қурбанлиғини (Йерусалимдики) ибадәтханиға апирип, союп сунуш үчүн мәсъул каһинға тапшуруши керәк еди.

2:24 Лав. 12:8.

2:25 «Исраилға Тәсәлли Бәргүчи» — Мәсиһни көрситиду.

2:29 «Әнди, и Егәм, һазир сөзүң бойичә қулуңниң бу аләмдин хатирҗәмлик билән кетишигә йол қойғайсән..» — Симеон өзиниң өмүрвайәт тәқәзза болғинини (йәни Худа Өз сөзидә туруп, әвәткән Мәсиһини) көргәндин кейин дуниядин кетишкә рази болиду.

2:29 Яр. 46:30.

2:30 Зәб. 97:2-3; Йәш. 52:10.

2:31 «Уни барлиқ хәлиқләр алдида һазирлиғансән...» — «У» — Худаниң ниҗати, йәни Мәсиһ.

2:31 Рос. 28:28.

2:32 «ят әлләр» — мошу йәрдә Йәһудий әмәсләрни көрситиду. Шу чағда ят әлләрниң һәммиси дегидәк һәқиқий Худани тонумай, бутларға чоқунған, әлвәттә.

2:32 Йәш. 42:6; 49:6; Рос. 13:47.

2:34 Йәш. 8:14; Рим. 9:32; 1Пет. 2:8.

2:35 «... вә бир қиличму сениң көңлүңгә санҗилиду!» — грек тилида «қилич» мошу йәрдә йоған, икки бислиқ бир хил қилични көрситиду. Мәрйәмниң көңлигә санҗиған ишлар оғлиниң Исраил тәрипидин рәт қилинип, азап-оқубәт тартқузулуп өлтүрүлгинидин болған дәрд-әләмни көрситиду.

2:36 «Ашир қәбилисидин болған Фануилниң қизи Анна исимлиқ хелә яшанған бир аял пәйғәмбәр...» — грек тилида «Анна» ибраний тилида «Һаннаһ» дейилгән.

2:37 «андин сәксән төрт жил тул турған еди...» — яки «у тул қалған еди. У сәксән төрт яшқа киргән болуп,...».

2:37 1Сам. 1:22.

2:38 «ниҗат-һөрлүкни күтүватқан барлиқ халайиқ» — мошу йәрдә «ниҗат-һөрлүк» Худаниң бәдәл төләп, гуналардин халас қилған роһий азатлиғини көрситиду.

2:40 «бала болса өсүп, дана-ақиланилик билән толуп, роһта күчләндүрүлди» — «роһ» мошу йәрдә Әйсаниң өз (инсаний) роһини көрситиду.

2:40 Луқа 1:80.

2:41 Мис. 23:15,17; Лав. 23:5; Қан. 16:1.

2:46 «үчинчи күни улар уни ибадәтхана һойлисида Тәврат устазлириниң арисида .. тапти» — «үчинчи күни» грек тилида «үч күндин кейин». Буниң мәнаси бәлким Йерусалимдин айрилип өйгә қарап меңишқа бир күн, Йерусалимға қайтишқа бир күн, андин Йерусалимда туруп издәшкә бир күн кәткән еди, дегәндәк болуши мүмкин.

2:47 Мат. 7:28; Мар. 1:22; Луқа 4:22,32; Юһ. 7:15.

2:49 «Әҗәба, мениң Атамниң ишлирида болушум керәклигимни билмәмтиңлар?» — Йәһудийларниң әнъәниси вә көзқариши бойичә, бала он икки яшқа киргәндә: (1) толуқ Тәврат қануниға әмәл қилишқа мәсъулийити болиду; (2) атисиниң иш-хизмитигә шерик болиду. Мошу йәрдә башқа бир хил тәрҗимиси «Атамниң өйидә болушум керәклигим...».

2:50 Луқа 9:45; 18:34.

2:52 1Сам. 2:26; Луқа 1:80.