□2:14 «(12-14-айәт) шәрһи» — Сулайман Галилийәдики ишлирини қоюп қоюп, Шуламитни йәнә йоқлап берип, уни әтиязлиқ мәнзиридин биллә һозурлинишқа тәклип қилиду. Йеңила өтүп кәткән қиш болса уларниң муһәббитини қилчә совутмиди. 12-айәт үстидә; «сайраш вақти кәлди» дегән ибарә икки бислиқ болуп, иккинчи мәнаси: «чаташ вақти кәлди». Бу икки бислиқлиғи бәлким қәстән ишлитилгән. 13-айәт үстидә; пахтәкләр инсанға нисбәтән интайин мулайим қуш дәп һесаплиниду, бирақ «тартинчақ» болиду. Сулайман Шуламитниң көңүл сөзлирини аңлимақчи болуп, униң әһвалини «Қорам таш йериқи ичидә турған пахтәк»кә охшитиду. У Сулайманниң муһәббити ичидә мутләқ бехәтәр; у һәргиз сөзлиридин рәнҗимәйду. Униң җавави төвәндә көрүлиду (15-айәт).
□2:15 «(15-айәт) шәрһи» — түлкиләр үзүмзарларда төшүкләрни у йәр, бу йәрләрдә колап, ов издәп тал йилтизлириға көп зиян йәткүзиду. Бирақ бу йәрдики «үзүмзар», шүбһисизки, өзлириниң муһәббитини көрситиду. У уларниң муһәббитигә бәзи тосалғу яки дәхли болған ишларни байқап, дәрһал бу ишларни (мәйли «кичик» болсиму) бир тәрәп қилайли дәп өтүниду. Улар шу чағда техи әр-хотуб болмисиму, бундақ тосалғуларни бир тәрәп қилиш балдурлуқ қилмайтти. Уларниң муһәббитигә тосалғу болған наһайити чоң бир иш Сулайманниң өз хизмити вә еғир мәсъулийити болған болуши мүмкин. Шуламит «өзүм Сулайманни бу хизмитини хатирҗәмлик билән орундашқа толуқ қоюветишим керәк» дәп чүшиниду. «немишкә сән шунчә көп вақит ишләйсән, сән маңа вақтиңни аҗратмайсән, сән мени сөймәйсән» дегәндәк позитсийә көп әр-хотунларниң муһәббитини бузуп кәлмәктә. Шуңа төвәндики 16-айәттә, биз Сулайманниң өз хизмитини хатирҗәмлик билән қиливатқанлиғини көримиз. Шуламит уни: «иш билән алдираш болғиниң билән, сән йәнила мени сөйисән!» дегәндәк толуқ ишәш билән Сулайманни өз ишиға қоювәткән охшайду.
«(12-14-айәт) шәрһи» — Сулайман Галилийәдики ишлирини қоюп қоюп, Шуламитни йәнә йоқлап берип, уни әтиязлиқ мәнзиридин биллә һозурлинишқа тәклип қилиду. Йеңила өтүп кәткән қиш болса уларниң муһәббитини қилчә совутмиди. 12-айәт үстидә; «сайраш вақти кәлди» дегән ибарә икки бислиқ болуп, иккинчи мәнаси: «чаташ вақти кәлди». Бу икки бислиқлиғи бәлким қәстән ишлитилгән. 13-айәт үстидә; пахтәкләр инсанға нисбәтән интайин мулайим қуш дәп һесаплиниду, бирақ «тартинчақ» болиду. Сулайман Шуламитниң көңүл сөзлирини аңлимақчи болуп, униң әһвалини «Қорам таш йериқи ичидә турған пахтәк»кә охшитиду. У Сулайманниң муһәббити ичидә мутләқ бехәтәр; у һәргиз сөзлиридин рәнҗимәйду. Униң җавави төвәндә көрүлиду (15-айәт).
«(15-айәт) шәрһи» — түлкиләр үзүмзарларда төшүкләрни у йәр, бу йәрләрдә колап, ов издәп тал йилтизлириға көп зиян йәткүзиду. Бирақ бу йәрдики «үзүмзар», шүбһисизки, өзлириниң муһәббитини көрситиду. У уларниң муһәббитигә бәзи тосалғу яки дәхли болған ишларни байқап, дәрһал бу ишларни (мәйли «кичик» болсиму) бир тәрәп қилайли дәп өтүниду. Улар шу чағда техи әр-хотуб болмисиму, бундақ тосалғуларни бир тәрәп қилиш балдурлуқ қилмайтти. Уларниң муһәббитигә тосалғу болған наһайити чоң бир иш Сулайманниң өз хизмити вә еғир мәсъулийити болған болуши мүмкин. Шуламит «өзүм Сулайманни бу хизмитини хатирҗәмлик билән орундашқа толуқ қоюветишим керәк» дәп чүшиниду. «немишкә сән шунчә көп вақит ишләйсән, сән маңа вақтиңни аҗратмайсән, сән мени сөймәйсән» дегәндәк позитсийә көп әр-хотунларниң муһәббитини бузуп кәлмәктә. Шуңа төвәндики 16-айәттә, биз Сулайманниң өз хизмитини хатирҗәмлик билән қиливатқанлиғини көримиз. Шуламит уни: «иш билән алдираш болғиниң билән, сән йәнила мени сөйисән!» дегәндәк толуқ ишәш билән Сулайманни өз ишиға қоювәткән охшайду.