3
Пәрвәрдигар әлләрниң үстидин һөкүм чиқириду 
 1 Чүнки мана, шу күнләрдә, шу пәйттә, 
Мән Йәһуда һәм Йерусалимни асарәттин қутулдуруп, азатлиққа ериштүргинимдә, 
 2 Мән барлиқ әлләрниму жиғип, 
Уларни «Йәһошафат җилғиси»ға чүшүримән; 
Шуниң билән уларниң хәлқимни әлләр арисиға тарқитивәткәнлигидин, 
Зиминимни бөлүп парчиливәткәнлигидин, 
Уларни әшу йәрдә Мениң мирасим, йәни хәлқим Исраил түпәйлидин сораққа тартимән.
□  3 Униң үстигә улар Мениң хәлқимни доға тикип чәк ташлиған; 
Бир жигитни бир паһишә аялға алмаштурған, 
Бир қизни «шарап ичимиз» дәп шарап үчүн алмаштурған. 
 4 Һәй, Тур һәм Зидон, Филистийәниң барлиқ районлири, Мән силәрни немә қилиптимән? 
Силәр Мәндин өч алмақчимусиләр? 
(Бирақ Мәндин өч алимиз десәңлар, өчни тезла өз бешиңларға қайтуруп беримән!)
□  5 Күмүчлирим, алтунлиримни буливалғиниңлар түпәйлидин, 
Гөзәл гөһәрлиримни өз бутханилириңларға апарғиниңлар түпәйлидин, 
 6 Йәһуда балилири һәм Йерусалимниң балилирини өз чегарасидин жирақ қилмақ үчүн уларни Грекларға сетиветкиниңлар түпәйлидин, 
 7 Мана, Мән уларни силәр сетивәткән җайда орнидин турғузимән, 
Һәмдә қилғиниңларни өз бешиңларға қайтуримән. 
 8 Оғул-қизлириңларни Йәһуда балилириниң қолиға сетиветимән, 
Улар шуларни жирақтики бир әлгә, йәни Шабиялиқларға сетиветиду; 
Чүнки Пәрвәрдигар сөз қилған.
□    
Пәрвәрдигар «Йәһошафат җилғиси»да барлиқ әлләрниң үстигә һөкүмини чиқириду 
 9 Шуни әлләр арисида җакалаңларки, 
«Җәңгә тәйярлиниңлар, 
Палванларни қозғаңлар, 
Җәңчиләрниң һәммиси йеқинлашсун, 
Җәңгә һазир болсун; 
 10 Сапан чишлирини қилич қилип, 
Оғақлириңларни нәйзә қилип соқушуңлар; 
Аҗиз адәмму: «Мән күчлүк» десун; 
 11 Әтраптики һәммә әлләр, тездин келиңлар, 
Һәммиңлар шу йәргә җәм болуңлар!». 
«Өзүңниң күчлүклириңни әшу йәргә чүшүргәйсән, аһ Пәрвәрдигар!»
□    
 12 «Әлләр қозғилип «Йәһошафат җилғиси»ға кәлсун; 
Чүнки Мән шу йәрдә олтирип әтраптики һәммә әлләрни сораққа тартимән. 
 13 Оғақни селиңлар, 
Чүнки зираәт пишти; 
Келиңлар, чүшүп чәйләңлар, 
Чүнки шарап көлчәклири лиқ тушуқтур, 
Идиш-күпләр толуп ташиду. 
Чүнки уларниң рәзиллиги зордур»
□  ■  14 Аһ, нурғун, нурғун кишиләр «Қарар җилғиси»да! 
Чүнки Пәрвәрдигарниң күни «Қарар җилғиси»ға йеқинлашти. 
 15 Қуяш һәм ай қараңғулишип кетиду, 
Юлтузлар өз җуласини қайтурувалиду.
■  16 Пәрвәрдигар Зиондин һөкирәйду, 
Йерусалимдин авазини қоюветиду; 
Асманлар, зиминлар силкиниду; 
Лекин Пәрвәрдигар Өз хәлқигә башпанаһ, 
Исраил балилириға күч-һимайә болиду. 
   
Пәрвәрдигар Зионни Өз макани қилиду 
 17 Шуниң билән силәр Мәнки Пәрвәрдигарниң силәрниң Худайиңлар екәнлигимни, 
Өз муқәддәс теғим Зионда туридиғанлиғимни билисиләр; 
Йерусалим пак-муқәддәс болиду, 
Униңдин һеч ят адәмләр йәнә өтмәйду.
□  ■  18 Һәм шу күни әмәлгә ашурулидуки, 
Тағлар йеңи шарапни темитиду, 
Дөң-егизликләрдин сүт ақиду, 
Йәһудадики барлиқ ериқ-өстәңләрдә лиқ су ақиду; 
Пәрвәрдигарниң өйидин бир булақ чиқиду, 
Шиттим җилғисини суғириду.
□  ■  19 Мисир болса бир чөллүк, 
Едом адәмзатсиз бир чөл-баяван болиду, 
Уларниң Йәһуда балилириға қилған зулум-зораванлиғи түпәйлидин, 
Улар буларниң зиминида бегуна қанларни төккәнлиги түпәйлидин. 
 20 Бирақ Йәһуда мәңгүгә туриду, 
Йерусалим дәвирдин-дәвиргичә қалиду; 
 21 Һәм Мән уларни төккән қанларниң пакландурулмиған гуналиридин пакландуримән; 
Чүнки Пәрвәрдигар Зионда маканлашқандур.