14
 1 Һәр бир дана аял өз аилисини ават қилар; 
Ахмақ аял аилисини өз қоли билән вәйран қилар.
□  2 Дуруслуқ йолида маңидиған киши Пәрвәрдигардин қорқар; 
Қиңғир йолда маңған киши 
Худани көзгә илмас.
■  3 Ахмақниң тәкәббур ағзи өзигә таяқ болар; 
Ақиланиниң ләвлири өзини қоғдар. 
 4 Улақ болмиса, еғил пак-пакиз турар; 
Бирақ өкүзниң күчи болғандила 
саңға ашлиқ толар.
□  5 Ишәшлик гувачи ялған ейтмас; 
Сахта гувачи ялған гәпни нәпәстәк тинар.
■  6 Һакавурлар даналиқ издәп тапалмас; 
Бирақ йорутулған адәмгә билим елиш асанға чүшәр.
□  7 Бирәвниң ағзида билим йоқлуғини билип йәткәндә, 
Униңдин өзүңни нери тарт. 
 8 Әқил-парасәтлик кишиниң даналиғи өз йолини ойлиништидур; 
Ахмақларниң әқилсизлиги болса өзлириниң алдинишидур. 
 9 Ахмақлар болса «итаәтсизлик қурбанлиғи»ни көзгә илмайду, 
Һәққанийлар арисида болса илтипат тепилар.
□  10 Көңүлдики дәрдни пәқәт өзила көтирәләр; 
Көңүлдики хушлуққиму башқилар шерик болалмас. 
 11 Яманниң өйи өрүлүп чүшәр; 
Һәққаний адәмниң чедири гүллинип кетәр. 
 12 Адәм балисиға тоғридәк көрүнидиған бир йол бар, 
Лекин ақивити һалакәткә баридиған йоллардур.
■  13 Оюн-күлкә болса қәлбтики ғәм-қайғуни япар, 
Хошаллиқ өтүп кәткәндә, ғәм-қайғу йәнила қалар.
■  14 Тоғра йолдин бурулуп янған адәм һаман өз йолидин тояр; 
Яхши адәм өз ишидин қанаәтлинәр.
■  15 Саддилар һәммә гәпкә ишинип кетәр; 
Лекин пәм-парасәтлик киши һәр бир қәдәмни авайлап басар. 
 16 Дана адәм еһтиятчан болуп аваричиликтин нери кетәр; 
Ахмақ һакавурлуқ қилип, өзигә ишинип алдиға маңар.
□  17 Териккәк ахмақлиқ қилар; 
Нәйрәңваз адәм нәпрәткә учрар. 
 18 Саддилар ахмақлиққа варислиқ қилар; 
Пәм-парасәтликләр билимни өз таҗи қилар. 
 19 Яманлар яхшиларниң алдида егиләр; 
Қәбиһләр һәққанийниң дәрвазилири алдида баш урар. 
 20 Намрат киши һәтта өз йеқиниғиму яман көрүнәр. 
Байниң дости болса көптур.
■  21 Йеқинини пәс көргән гунакардур; 
Лекин мискинләргә рәһим қилған бәрикәт тапар. 
 22 Яманлиқ ойлиғанлар йолдин адашқанлардин әмәсму? 
Бирақ яхшилиқ ойлиғанлар рәһим-шәпқәт, һәқиқәт-садиқлиққа муйәссәр болар.
■  23 Һәммә меһнәттин пайда чиқар; 
Бирақ қуруқ параңлар адәмни муһтаҗлиқта қалдурар. 
 24 Ақиланиләр үчүн байлиқлар бир таҗдур; 
Ахмақларниң наданлиғидин пәқәт йәнә шу наданлиқла чиқар. 
 25 Һәққаний гувалиқ бәргүчи кишиләрниң һаятини қутқузар; 
Ялған-явидақ сөзләйдиған гувачи ялған гәпни нәпәстәк тинар. 
 26 Пәрвәрдигардин қорқидиғанниң күчлүк йөләнчүки бар, 
Униң балилириму һимайигә егә болар. 
 27 Пәрвәрдигардин қорқуш һаятниң булиқидур; 
У кишини әҗәллик қапқанлардин қутқузар.
□  ■  28 Падишаһниң шан-шәриви пухрасиниң көплигидиндур; 
Пухрасиниң кәмлиги әмирниң һалакитидур. 
 29 Еғир-бесиқ киши интайин ақил кишидур; 
Чечилғақ ахмақлиқни улуқлар. 
 30 Хатирҗәм көңүл тәнниң сақлиғидур; 
Һәсрәт чекиш болса сүйәкләрни чиритар. 
 31 Мискинни бозәк қилғучи — Пәрвәрдигарға һақарәт қилғучидур; 
Һаҗәтмәнләргә шапаәт қилиш Уни һөрмәтлигәнликтур.
■  32 Яман өз яманлиғи ичидә жиқитилар; 
Һәққаний адәм һәтта сәкратта ятқандиму хатирҗәм болар.
□  33 Йорутулған кишиниң көңлидә даналиқ ятар; 
Бирақ ахмақниң көңлидикиси ашкарә болмай қалмас.
■  34 Һәққанийәт һәр қайси әлни жуқури көтирәр; 
Гуна һәр қандақ милләтни номусқа қалдурар. 
 35 Падишаһниң илтипати әқиллиқ хизмәткарниң бешиға чүшәр; 
Бирақ униң ғәзиви номуста қалдурғучи уятсиз хизмәткариниң бешиға чүшәр.
□