135
135-күй •••• Пәрвәрдигарниң муһәббитигә тәшәккүр ейтиңлар! 
 1 Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтиңлар, У меһривандур; 
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; 
 2 Илаһларниң илаһиға тәшәккүр ейтиңлар, 
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;□  «Илаһларниң илаһиға тәшәккүр ейтиңлар» — «илаһлар» тоғрилиқ 95:3 вә изаһатини көрүң. 
 3 Рәбләрниң Рәббигә тәшәккүр ейтиңлар, 
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; 
 4 Зор карамәтләрни бирдин-бир Жүргүзгучигә тәшәккүр ейтиңлар, 
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; 
 5 Әқил-парасәт арқилиқ асманларни Ясиғучиға тәшәккүр ейтиңлар, 
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;■ Яр. 1:1 
 6 Зиминни сулар үстидә созуп Турғузғучиға тәшәккүр ейтиңлар, 
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;■ Зәб. 23:1-2 
 7 Улуқ нур җисимлирини Ясиғучиға тәшәккүр ейтиңлар, 
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;■ Яр. 1:14 
 8 Күндүзни башқуридиған қуяшни Ясиғучиға тәшәккүр ейтиңлар, 
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;■ Яр. 1:16 
 9 Кечини башқурдиған ай һәм юлтузларни Ясиғучиға тәшәккүр ейтиңлар, 
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; 
 10 Уларниң тунҗилирини уруп, Мисирға зәрб бәргүчигә тәшәккүр ейтиңлар, 
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;■ Мис. 12:29; Зәб. 77:43,51 
 11 Исраилни улар арисидин чиқарғучиға тәшәккүр ейтиңлар, 
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;■ Мис. 12:31,51; 13:3,17 
 12 Күчлүк қол һәм узатқан биләк билән уларни Чиқарғучиға тәшәккүр ейтиңлар, 
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;■ Мис. 6:6 
 13 Қизил деңизни бөләк-бөләк Бөлгүчигә тәшәккүр ейтиңлар, 
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;■ Мис. 14:21,22; Зәб. 77:13 
 14 Һәм Исраилни униң оттурисидин Өткүзгүчигә тәшәккүр ейтиңлар, 
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; 
 15 Қизил деңизда Пирәвнни қошунлири билән сүпүрүп ташлиғучиға тәшәккүр ейтиңлар, 
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;■ Мис. 14:24 
 16 Өз хәлқини чөл-баявандин Йетәклигүчигә тәшәккүр ейтиңлар, 
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;■ Мис. 15,16,17,19; Зәб. 77:52 
 17 Бүйүк падишаларни Урувәткүчигә тәшәккүр ейтиңлар, 
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;■ Чөл. 21:24,25,34,35; Йә. 12:1; Зәб. 134:10,11 
 18 Һәм мәшһур падишаларни Өлтүргүчигә тәшәккүр ейтиңлар, 
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; 
 19 Җүмлидин Аморийларниң падишаси Сиһонни Өлтүргүчигә тәшәккүр ейтиңлар, 
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; 
 20 — Һәм Башан падишаси Огни Өлтүргүчигә тәшәккүр ейтиңлар, 
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;■ Қан. 3:1-7 
 21 Уларниң зиминини мирас үчүн Бәргүчигә тәшәккүр ейтиңлар, 
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;■ Йә. 12:6 
 22 Буни бәндиси Исраилға мирас қилип бәргүчигә тәшәккүр ейтиңлар, 
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; 
 23 Һалимиз харап әһвалда, бизләрни Әслигүчигә тәшәккүр ейтиңлар, 
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; 
 24 Бизни әзгәнләрдин қутулдурғучиға тәшәккүр ейтиңлар, 
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; 
 25 Барлиқ әт егилиригә озуқ Бәргүчигә тәшәккүр ейтиңлар, 
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; 
 26 Әршләрдики Тәңригә тәшәккүр ейтиңлар, 
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур! 
□135:2 «Илаһларниң илаһиға тәшәккүр ейтиңлар» — «илаһлар» тоғрилиқ 95:3 вә изаһатини көрүң.
■135:10 Мис. 12:29; Зәб. 77:43,51
■135:11 Мис. 12:31,51; 13:3,17
■135:13 Мис. 14:21,22; Зәб. 77:13
■135:16 Мис. 15,16,17,19; Зәб. 77:52
■135:17 Чөл. 21:24,25,34,35; Йә. 12:1; Зәб. 134:10,11