134
134-күй •••• Худаниң қилған улуқ әмәллири үчүн ибадәт 
 1 Һәмдусана! Пәрвәрдигарниң намини мәдһийиләңлар, 
Уни мәдһийиләңлар, Пәрвәрдигарниң қуллири! 
 2 Уни мәдһийиләңлар, Пәрвәрдигарниң өйидә турғанлар, 
Худайимизниң һойлилирида турғанлар! 
 3 Яһни мәдһийиләңлар, чүнки Пәрвәрдигар меһривандур; 
Униң намиға күй ейтиңлар; 
Чүнки мошундақ қилиш шериндур; 
 4 Чүнки Яһ Яқупни Өзиниңки болушқа, 
Исраилни Өз мираси болушқа талливалди.■ Мис. 19:5; Қан. 7:6; Тит. 2:14; 1Пет. 2:9 
 5 Чүнки өзүм билимәнки, Пәрвәрдигар улуқдур; 
Рәббимиз барлиқ илаһлардин үстүндур.□  «Пәрвәрдигар... барлиқ илаһлардин үстүндур» — бу айәт «илаһлар»ниң һәқиқий мәвҗут екәнлигини етирап қилмайду, әлвәттә. 95:3 вә изаһатини көрүң. 
 6 Пәрвәрдигар немә ишни мувапиқ көргән болса, 
У асманларда, 
Зиминда, 
Деңизларда һәм униң барлиқ тәглиридиму шуни қилғандур. 
 7 У йәр чәтлиридин булут-туманларни өрлитиду; 
Ямғурларға чақмақларни һәмраһ қилиду; 
Шамални Өз ғәзнилиридин чиқириду.■ Йәр. 10:13; 51:16 
 8 У Мисирдики тунҗа оғулларни һалак қилди, 
Инсанларниң болсун, һайванларниң болсун һәммини уруп һалак қилди.■ Мис. 12:12,29; Зәб. 77:51 
 9 У аламәтләрни, мөҗизиләрни араңларға әвәтти, и Мисир; 
Пирәвн вә униң һәммә қуллири үстигә әвәтти.■ Мис. 7,8,9,10,14 
 10 У улуқ әлләрни урувәтти, 
Қудрәтлик падишаларни өлтүрүвәтти;■ Йә. 12 
 11 Аморийларниң падишаси Сиһонни, 
Башанниң падишаси Огни, 
Қанаандики барлиқ падишалиқларни урувәтти. 
 12 Уларниң зиминини мирас қилип, 
Өз хәлқи Исраилға мирас болушқа тәқдим қилди.■ Зәб. 77:55 
 13 Сениң намиң, Пәрвәрдигар, мәңгүгә, 
Шөһрәт-хатирәң дәвирдин-дәвиргичидур.■ Мис. 3:15, Зәб. 101:13  
 14 Чүнки Пәрвәрдигар Өз хәлқиниң дәвасини сорайду; 
Өз қуллириға рәһим қилиду.■ Қан. 32:36, Зәб. 89:13 
 15 Әлләрниң бутлири болса пәқәтла күмүч-алтундин ибарәттур, 
Уларни инсанниң қоллири ясиғандур, халас.■ Зәб. 113:12 
 16 Уларниң ағзи бар, бирақ сөзлимәйду; 
Көзлири бар, бирақ көрмәйду; 
 17 Қулақлири бар, бирақ аңлимайду, 
Ағзида һеч нәпәс йоқтур. 
 18 Уларни ясиғанлар уларға охшап қалиду, 
Уларға таянғанларму шундақтур. 
 19 Исраил җәмәти, Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтуруңлар; 
Һарун җәмәти, Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтуруңлар; 
 20 Лавий җәмәти, Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтуруңлар; 
Пәрвәрдигардин қорқидиғанлар, Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтуруңлар! 
 21 Йерусалимда маканлашқан Пәрвәрдигарға Зиондин тәшәккүр-мәдһийә ейтилсун! 
Һәмдусана! 
■134:4 Мис. 19:5; Қан. 7:6; Тит. 2:14; 1Пет. 2:9
□134:5 «Пәрвәрдигар... барлиқ илаһлардин үстүндур» — бу айәт «илаһлар»ниң һәқиқий мәвҗут екәнлигини етирап қилмайду, әлвәттә. 95:3 вә изаһатини көрүң.
■134:8 Мис. 12:12,29; Зәб. 77:51
■134:9 Мис. 7,8,9,10,14
■134:10 Йә. 12
■134:13 Мис. 3:15, Зәб. 101:13
■134:14 Қан. 32:36, Зәб. 89:13