71
71-күй •••• Тәхткә олтиридиған падишаниң оғли тоғрилиқ дуа-тиләвәт һәм бешарәт •••• 1-айәттики изаһатни көрүң 
 1 Сулайман үчүн: — 
И Худа, падишаға һөкүмлириңни тапшурғайсән; 
Падишаһниң оғлиға Өз һәққанийлиғиңни бәргәйсән. 
□  2 Шундақ болғанда у Өз хәлқиң үчүн һәққанийлиқ билән, 
Саңа тәвә езилгән мөминләр үчүн адиллиқ билән һөкүм чиқириду; 
 3 Тағлар хәлиққә теч-аманлиқ елип келиду, 
Едирлиқларму һәққанийлиқ билән шундақ қилиду. 
 4 Падиша хәлиқ арисидики езилгәнләргә адил һөкүмләрни чиқириду; 
У намратларниң балилирини қутқузиду, 
Залимларни битчит қилиду. 
 5 Шундақ болғанда күн вә ай йоқ болуп кәтмисила, 
Әвлаттин-әвлатқа хәлиқ Сәндин әйминиду.
□  ■  6 У болса гоя йеңидин орған отлаққа яққан ямғурдәк, 
Йәр суғиридиған һөл-йеғинлардәк чүшиду.
■  7 Униң күнлиридә һәққанийлар ронақ тапиду; 
Ай йоқ болғичә теч-аманлиқ тешип туриду. 
 8 У деңиздин-деңизларғичә, 
Әфрат дәриясидин йәр йүзиниң чәтлиригичә һөкүм сүриду.
□   9 Чөл-баяванда яшаватқанлар униң алдида баш қойиду; 
Униң дүшмәнлири топиларни ялайду. 
 10 Таршишниң вә аралларниң падишалири униңға һәдийәләр тәқдим қилиду, 
Шеба вә Себаниң падишалириму соғатлар суниду. 
□  11 Дәрвәқә, барлиқ падишалар униң алдида сәҗдә қилиду; 
Пүткүл әлләр униң хизмитидә болиду; 
 12 Чүнки у пәряд көтәргән йоқсулларни, 
Панаһсиз езилгәнләрни қутулдуриду; 
■  13 У йоқсул-аҗизларға ичини ағритиду, 
Йоқсулларниң җенини қутқузиду; 
 14 Уларниң җенини зулум-зомигәрликтин һөрлүккә чиқириду, 
Уларниң қени униң нәзиридә қиммәтликтур. 
 15  Падишаһ яшисун! 
Шебаниң алтунлиридин униңға сунулиду; 
Униң үчүн дуа тохтавсиз қилиниду; 
Униңға күн бойи бәхит тилиниду; 
 16 Йәр йүзидики һосул мол болиду, 
Һәтта тағ чоққилиридиму шундақ болиду. 
Миғ-миғ чүшкән мевиләр Ливандики орманлардәк тәвриниду; 
Шәһәрдикиләр болса даладики от-йешиллиқтәк гүллиниду; 
 17 Униң нами мәңгүгә өчмәйду, 
Униң нами қуяш йоқалғичә туриду; 
Адәмләр униң билән өзлиригә бәхит тиләйду, 
Барлиқ әлләр уни бәхитлик дәп атишиду. 
 18 Исраилниң Худаси, Пәрвәрдигар Худаға тәшәккүр-мәдһийә болғай! 
Карамәт ишларни Яратқучи ялғуз Удур! 
 19 Униң шәрәплик намиға мәңгүгә тәшәккүр-мәдһийә оқулсун! 
Униң шан-шөһрити пүткүл дунияни қаплиғай! Амин! Вә амин! 
   
 20 Йәссәниң оғли Давутниң дуалири шуниң билән тамам болди. 
□