27Даниял падишаниң алдида туруп шундақ җавап бәрди:
— И алийлири, сили сориған бу сирни данишмән, пир-устаз, рәмчи-палчи вә мунәҗҗимлар өзлиригә йешип берәлмәйду. 28Бирақ әрштә сирларни ашкарилиғучи бир Худа бар. У болса алийлириға ахирқи заманниң күнлиридә немә ишларниң болидиғанлиғини аян қилди. Әнди өзлириниң чүшини, йәни алийлири ухлаватқанда көргән ғайипанә аламәтләрни ейтип берәй: —
29— И алийлири, сили ухлашқа ятқанда кәлгүсидики ишларни ойлап яттила. Сирларни бирдин-бир Ашкарилиғучи өзлиригә йүз беридиған ишларни көрсәтти. 30Маңа кәлсәк, бу сирниң маңа аян қилинғини мениң башқа җан егилиридин артуқ һекмәткә егә болғанлиғимдин әмәс, бәлки бу чүшниң тәбирини, шундақла шаһ алийлириниң көңүллиридики ойлирини өзлиригә мәлум қилиш үчүндур.
31— Әй алийлири, сили ғайипанә аламәттә өзлириниң алдилирида турған гигант бир һәйкәлни көрдилә. Бу һәйкәл наһайити гәвдилик болуп, зор нур чақнап туридиған һәйвәтлик һәм қорқунучлуқ еди. 32Һәйкәлниң беши есил алтундин, көкриги вә қоллири күмүчтин, бәл вә сағрилири мистин, 33Жута-пачиғи төмүрдин, пути төмүр билән лайниң арилашмисидин ясалған. 34Өзлири уни көрүватқан чағлирида, адәм қоли билән қезилмиған бир таш келип һәйкәлгә урулуп униң төмүр билән лайниң арилашмисидин ясалған путини чеқивәтти. 35Униңдики төмүр, лай, мис, күмүч, алтунлар шуан парчә-парчә қилинип, шамал уларни бәәйни язлиқ хамандики топиларни учурғандәк, қайта һеч тепилмиғидәк қилип учуривәтти. Лекин һелиқи таш йоғинап, пүткүл җаһанни қаплиған ғайәт зор бир таққа айланди.
36Көргән чүшлири мана шудур. Әнди биз өзлиригә бу чүшниң мәнасини йешип беримиз.
37Әй алийлири, өзлири пүткүл падишаларниң бир падишаси, әрштики Худа силигә падишалиқ, нопуз, күч вә шөһрәт ата қилди. 38Инсан балилири, һайванатлар, учар-қанатлар мәйли қәйәрдә турсун, Худа уларни қоллириға тапшуруп силини уларниң һәммисигә һаким қилди. Сили у һәйкәлниң алтун бешидурсила.
39Өзлиридин кейин йәнә бир падишалиқ келиду. Лекин у силиниң падишалиқлириға йәтмәйду. Униңдин кейин үчинчи бир падишалиқ, йәни мис падишалиқ келип пүткүл йәр йүзигә һаким болиду.
40Униңдин кейинки төртинчи падишалиқ болса төмүрдәк мустәһкәм болиду. Төмүр барлиқ башқа нәрсиләрни чеқиветип бойсундурғинидәк, шуниңға охшаш бу төмүр падишалиқ өз алдинқи падишаларниң һәммисини езип чеқиветиду.
41Өзлири көргәндәк төмүр билән сеғиз лайниң арилашмисидин ясалған пут вә бармақлар бу падишалиқниң бөлүнмә болуп кетидиғинини көрситиду. Бирақ бу падишалиқ төмүрдәк күчкә егә болиду, чүнки сили көргәндәк, төмүр билән лай арилашқан. 42Төмүр билән лайниң арилашмисидин ясалған путниң бармақлири у падишалиқниң бир қисминиң күчийидиғанлиғини, бир қисминиң аҗизлишидиғанлиғини көрситиду. 43Өзлири төмүр билән лайниң арилашқанлиғини көрдилә. Бу у падишалиқниң һөкүмдарлири падишалиқниң пухралири билән иттипақлашмақчи болғанлиғини көрситиду. Лекин төмүр лай билән арилашмиғандәк, бирлишип кетәлмәйду. 44У ахирқи падишалар тәхттә олтарған мәзгилдә, әрштики Худа йимирилмәс бир падишалиқ бәрпа қилиду. Бу падишалиқ һәргиз башқа бир хәлиққә өтмәйду; әксичә у бу башқа падишалиқларни үзүл-кесил гумран қилип, өзи мәңгү мәзмут туриду. 45Өзлири адәм қоли билән қезилмиған бир ташниң тағдин чиққинини вә униң һәйкәлдики төмүр, мис, лай, күмүч, алтунни чеқивәткәнлигини көрдилә. Шуңа улуқ Худа алийлириға кәлгүсидә йүз беридиған ишларни билдүргән. Көргән чүшлири чоқум әмәлгә ашиду, берилгән тәбир мутләқ ишәшликтур.
□2:36 «Әнди биз өзлиригә бу чүшниң мәнасини йешип беримиз» — «биз» дегән бу сөз шүбһисизки, Даниялниң өзигә вә үч достиға вакалитән сөз қилғинини билдүриду.