13Шу вақитларда падишаниң ишлири тоғрилиқ қанун-әһкамларни пишшиқ билгәнләрдин мәслиһәт сораш адити бар еди; шуңа падиша вәзийәтни пишшиқ чүшинидиған данишмәнләрдин сориди 14(у чағда данишмәнләрдин униң йенида Каршина, Шетар, Адмата, Таршиш, Мәрәс, Марсена, Мәмукан қатарлиқ йәттә Парс билән Медианиң әмирлири бар еди; улар дайим падиша билән көрүшүп туратти, падишалиқта улар алдинқи қатарда туратти). 15Падиша улардин: — Ханиш Вашти мәнки падиша Аһашверошниң һәрәмъағилар арқилиқ йәткүзгән әмрим бойичә иш қилмиғини үчүн уни қанун бойичә қандақ бир тәрәп қилиш керәк? — дәп сориди.
16Мәмукан падиша вә әмирләрниң алдида җавап берип: — Ханиш Вашти алийлириниң зитиға тегипла қалмай, бәлки падишасимиз Аһашверошниң һәр қайси өлкилиридики барлиқ әмирләр вә барлиқ пухраларниңму зитиға тәгди. 17Чүнки ханишниң шу қилғини барлиқ аялларниң қулиқиға йәтсә, улар «Падиша Аһашверош: «Ханиши Ваштини йенимға елип келиңлар» дәп әмир қилса, у кәлмәпту!» дәп өз әрлирини мәнситмәйдиған қилип қойиду. 18Парс вә Медиадики мәликә-ханимлар ханишниң бу ишини аңлап, бүгүнла падишаниң барлиқ бәг-әмирлиригә шуниңға охшаш дәйдиған болиду, шуниң билән мәнситмәслик вә хапилиқ үзүлмәйду. 19Падишасимға мувапиқ көрүнсә, алийлиридин мундақ бир ярлиқ чүшүрүлсун, шуниңдәк у Парслар вә Медиаларниң мәңгү өзгәртилмәйдиған қанун-бәлгүлимилири ичигә пүтүлгәйки, Вашти иккинчи падиша Аһашверошниң һозуриға кәлмигәй; униң ханишлиқ мәртивиси униңдин яхши бирисигә берилгәй. 20Алийлириниң җакалиған ярлиғи пүтүн сәлтәнитигә йетип аңланған һаман (униң сәлтәнитиниң зимини бепаян болсиму), аялларниң һәр бири өз еригә, мәйли чоң болсун кичик болсун уларға һөрмәт қилидиған болиду, — деди.
21Мәмуканниң бу гепи падиша билән әмирлирини хуш қилди; падиша униң гепи бойичә иш көрди. 22У падишаниң барлиқ өлкилиригә, һәр бир өлгигә өз йезиғи билән, һәр қайси әл-милләткә өз тили билән хәтләрни әвәтип: «Һәр бир әр киши өз аилиси ичидә ғоҗайин болсун, шундақла өз ана тили билән сөзлисун» дегән әмирни чүшүрди.
Notes
□1:1 «Аһашверош» — Парс императори болған мошу «Аһашверош» «Ксәрксис И»ниң өзи шу (миладийәдин илгири 486-464-жиллар). Испат барки, «Аһашверош» (парс тилида «Аһашверош», грек тилида «Ксәрксис» дейилиду) дегән сөз кишиниң исми болмастин, бәлки Парс императориниң умумий бир унвани еди. «Һәбәшстан» — һазирқи Ефиопийә.
□1:10 «йәттә һәрәмъағиси» — һәрәмъағилири ордидики нурғун ишларда муһим орунда туридиған хизмәтчиләр болуп, көп һалларда улар орда тоқаллирини башқуруш ишиға мәсъул болатти. Улар пичиветилгән әрләр болуп, қизларға чеқилмайтти вә пәрзәнтму қалдуралмайтти.
«У ... зияпәт бәрди... ...сәлтәнитиниң байлиғиниң шану-шәвкити вә һәйвитиниң катта җуласини... көргәзмә қилди» — бәзи тарихшунаслар шу катта зияпәтниң мәхсити Парс империйәсиниң Җаван (Гретсийә)гә таҗавуз қилишини планлаш вә тәйярлиқ көрүш үчүн еди, дәп қарайду.
«ақ қашташ» — яки «қизил мәрмәр».
«йәттә һәрәмъағиси» — һәрәмъағилири ордидики нурғун ишларда муһим орунда туридиған хизмәтчиләр болуп, көп һалларда улар орда тоқаллирини башқуруш ишиға мәсъул болатти. Улар пичиветилгән әрләр болуп, қизларға чеқилмайтти вә пәрзәнтму қалдуралмайтти.