Пәрвәрдигар Һошияға: «Барғин, паһишиликкә берилгән бир аялни әмриңгә алғин, паһишиликтин болған балиларни өз қолуңға алғин; чүнки зимин Пәрвәрдигардин ваз кечип паһишиликкә пүтүнләй берилди» деди. 3Шуниң билән у берип Диблаимниң қизи Гомәрни әмригә алди; аял униңдин һамилдар болуп бир оғул туғди.
□1:1 «Йоашниң оғли Йәробоам Исраилға падиша болған вақитларда...» — «Исраил» бу китапта адәттә Исраилниң «шималий падишалиғи»ни көрситиду. Һошияниң бешарәтлириниң көпинчиси «шималий падишалиқ» тоғрилиқтур. Бәзи вақитларда «Исраил» толуқ он икки қәбилә (җүмлидин Йәһуда)ни ичигә алиду. Мундақ әһвалда биз буни күчимизниң баричә изаһлап қойимиз. Бу китапта Исраилниң Йәробоамдин кейинки падишалири тилға елинмиған. Пәйғәмбәр бәлким уларни тилға алғучилиғи йоқ дәп қариған болуши мүмкин.
□1:2 «Барғин, паһишиликкә берилгән бир аялни әмриңгә алғин, паһишиликтин болған балиларни өз қолуңға алғин» — балилар техи туғулмиған еди. Бирақ униң кейин туғулған үч балисидин иккиси Гомәрниң паһишилигидин болған.
□1:4 «Униң исмини «Йизрәәл» дәп қойғин» — «Йизрәәл» «Худа териған» яки «Худаниң териғини» дегән мәнидә, вә йәнә «Худа тарқитиду» дегән мәнидә. Исраилниң шималий тәрипидики «Йизрәәл» дегән җилғида дәһшәтлик бир қирғинчилиқ болған. Йәһу исимлиқ бир сәрдар Исраилниң шу вақиттики падишаси Йәһорамни вә ордидикиләрни, җүмлидин рәзил ханиш Йәзәбәлни өлтүрүвәтти. Бу ишлар Худаниң Йәһорам үстигә болған җазаси болғини билән, Йәһу учиға чиққан қанхор адәм болуп, Худа униңға тапшурған җазалиқ вәзиписидин һалқип нурғун гунасиз адәмләрниму өлтүрүвәтти. Гәрчә бу иш 100 жил илгири болған болсиму, Исраил униң гуналиқини етирап қилип бақмиған (Тәврат, «Падишаһлар» 9-10-бап). «Йизрәәл» җилғиси Гидеон һаким болған вақтида Исраилниң шанлиқ бир ғәлибисиниң соруни еди («Һак.» 6-7-бап), бу җай Йәһуниң вақтида қирғин соруни болған, кәлгүсидә Исраилниң чоң мәғлубийитиниң соруни болиду.
«Йоашниң оғли Йәробоам Исраилға падиша болған вақитларда...» — «Исраил» бу китапта адәттә Исраилниң «шималий падишалиғи»ни көрситиду. Һошияниң бешарәтлириниң көпинчиси «шималий падишалиқ» тоғрилиқтур. Бәзи вақитларда «Исраил» толуқ он икки қәбилә (җүмлидин Йәһуда)ни ичигә алиду. Мундақ әһвалда биз буни күчимизниң баричә изаһлап қойимиз. Бу китапта Исраилниң Йәробоамдин кейинки падишалири тилға елинмиған. Пәйғәмбәр бәлким уларни тилға алғучилиғи йоқ дәп қариған болуши мүмкин.
«Барғин, паһишиликкә берилгән бир аялни әмриңгә алғин, паһишиликтин болған балиларни өз қолуңға алғин» — балилар техи туғулмиған еди. Бирақ униң кейин туғулған үч балисидин иккиси Гомәрниң паһишилигидин болған.
«Униң исмини «Йизрәәл» дәп қойғин» — «Йизрәәл» «Худа териған» яки «Худаниң териғини» дегән мәнидә, вә йәнә «Худа тарқитиду» дегән мәнидә. Исраилниң шималий тәрипидики «Йизрәәл» дегән җилғида дәһшәтлик бир қирғинчилиқ болған. Йәһу исимлиқ бир сәрдар Исраилниң шу вақиттики падишаси Йәһорамни вә ордидикиләрни, җүмлидин рәзил ханиш Йәзәбәлни өлтүрүвәтти. Бу ишлар Худаниң Йәһорам үстигә болған җазаси болғини билән, Йәһу учиға чиққан қанхор адәм болуп, Худа униңға тапшурған җазалиқ вәзиписидин һалқип нурғун гунасиз адәмләрниму өлтүрүвәтти. Гәрчә бу иш 100 жил илгири болған болсиму, Исраил униң гуналиқини етирап қилип бақмиған (Тәврат, «Падишаһлар» 9-10-бап). «Йизрәәл» җилғиси Гидеон һаким болған вақтида Исраилниң шанлиқ бир ғәлибисиниң соруни еди («Һак.» 6-7-бап), бу җай Йәһуниң вақтида қирғин соруни болған, кәлгүсидә Исраилниң чоң мәғлубийитиниң соруни болиду.