1Пәрвәрдигарниң Пәриштиси Гилгалдин Бокимға келип: — Мән силәрни Мисирдин чиқирип, ата-бовилириңларға қәсәм қилип бәргән зиминға елип келип: «Мән силәр билән қилған әһдәмни әбәткичә бекар қилмаймән; 2Лекин силәр бу зиминниң хәлқи билән һеч қандақ әһдә бағлимаңлар, бәлки уларниң қурбангаһлирини бузуп ташлишиңлар керәк» — дегән едим; лекин силәр Мениң авазимға қулақ салмидиңлар. Бу силәрниң немә қилғиниңлар?! 3Шуңа Мән шу чағда силәргә: «Шундақ қилсаңлар уларни силәрниң алдиңлардин қоғливәтмәймән; улар биқиниңларға янтақ болуп санҗилиду, уларниң илаһлири силәргә тор-қапқан болиду» — дәп агаһландурдум, — деди.
4Пәрвәрдигарниң Пәриштиси барлиқ Исраилларға буларни дегәндә, улар үн селип жиғлап кетишти. 5Шуниң билән бу җайниң нами «Боким» дәп қоюлди; улар шу йәрдә Пәрвәрдигарға атап қурбанлиқларни сунди.
Йәшуа пәйғәмбәрниң дәвридин кейин болған ишлар
6Йәшуа хәлиқни тарқитиветивиди, Исраиллар һәр қайсиси өзлиригә мирас қилинған зиминни егиләш үчүн қайтип кетишти. 7Йәшуаниң пүткүл һаят күнлиридә, шундақла Йәшуадин кейин қалған, Пәрвәрдигарниң Исраил үчүн қилған һәммә карамәт әмәллирини убдан билгән ақсақалларниң пүткүл һаят күнлиридиму Исраил хәлқи Пәрвәрдигарниң ибадитидә болуп турди. 8Әнди Нунниң оғли, Пәрвәрдигарниң қули Йәшуа бир йүз он йешида вапат болди. 9Улар уни елип берип, Әфраим тағлиқ районида, Гааш теғиниң шимал тәрипидики өз мирас үлүши болған Тимнат-Сераһ дегән җайда дәпнә қилди. 10Бу дәвирдикиләрниң һәммиси өлүп өз ата-бовилириға қошулуп кәтти; улардин кейин Пәрвәрдигарниму тонумайдиған, шундақла униң Исраил үчүн қилған әмәллирини билмигән бир дәвир пәйда болди.
□2:13 ««Ашәраһлар» яки Ашәраһ бутлар» — бәлким бутпәрәсликкә беғишланған дәрәқликләрдур. Дәрәқләр бәлким аял бут шәклидә оюлған яки нәқишләнгән болуши мүмкин.
□2:23 «Шуниң билән Пәрвәрдигар шу таипиләрни қалдуруп, уларни ... нә Йәшуаниң қолиғиму тапшуруп бәрмигән еди» — бу айәтләр, йәни 10-23-айәтләр «Батур Һакимлар» дегән китапниң қисқа йәкүнидин ибарәттур.
«Пәрвәрдигарниң Пәриштиси» — «тәбирләр»ни көрүң.
Яр. 17:7; Мис. 23:20-22; Қан. 29:13, 14
Қан. 7:2; 12:3
«улар биқиниңларға янтақ болуп санҗилиду» — яки «улар силәрни қилтақларға чүшүриду».
Мис. 23:33; 34:12; Қан. 7:16; Йә. 23:13
«Боким» — мәнаси «жиғлиғучилар». «... улар шу йәрдә Пәрвәрдигарға атап қурбанлиқларни сунди» — бу ишқа қариғанда, «Пәрвәрдигарниң Пәриштиси» аян болған чағда, шу йәрләрдә қурбанлиқ қилса болатти. Адәттә пәқәт Худа бекиткән җайдила қурбанлиқ сунушқа болатти («Қан.» 12:5-14ни көрүң).
Йә. 24:28
«Тимнат-Сераһ» — яки «Тимнат-Һәрәс».
««Ашәраһлар» яки Ашәраһ бутлар» — бәлким бутпәрәсликкә беғишланған дәрәқликләрдур. Дәрәқләр бәлким аял бут шәклидә оюлған яки нәқишләнгән болуши мүмкин.
Зәб. 43:13-15; Йәш. 50:1
Лав. 26; Қан. 28
Һак. 3:12
Йә. 23:13
«Шуниң билән Пәрвәрдигар шу таипиләрни қалдуруп, уларни ... нә Йәшуаниң қолиғиму тапшуруп бәрмигән еди» — бу айәтләр, йәни 10-23-айәтләр «Батур Һакимлар» дегән китапниң қисқа йәкүнидин ибарәттур.