□1:5 «Яқупниң итаәтсизлиги нәдин башланған? У Самарийәдин башланған әмәсму? Йәһудадики «жуқури җайлар»ни ясаш нәдин башланған? Улар Йерусалимдин башланған әмәсму?» — Исраил вә Йәһудада «жуқури җайлар» бутпәрәсликкә аит, жиркиничлик җайларға айландурулған еди. «жуқури җайлар» ясаш «Йерусалимдин башланған» — Сулайман падишаниң бу ишларда әйиви бар еди («2Пад.» 11:7ни көрүң).
□1:6 «Шуңа Мән Самарийәни етиздики таш догисидак, үзүм таллири тикишкә лайиқ җай қиливетимән» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Шуңа Мән Самарийәни етиздики таш догисидак, йеңила тикилгән узумзарлиқтәк қиливетимән». «Мән униң ташлирини җилғиға домилитип ташлаймән» — Самарийәдики һәшәмәтлик имарәтләр әҗайип һәйвәтлик чоң ташлардин ясалған еди (Омри дегән падишаниң дәвридин башлап). «... домилитип ташлаймән» — ибраний тилида «... төкүп ташлаймән».
□1:7 «Чүнки у (Самарийә) паһишә аялниң һәққи билән буларни жиғип топлиди; улар йәнә паһишә аялниң һәққи болуп қайтип кетиду» — «паһишә аялниң һәққи» тоғрилиқ: — «кириш сөз»имиздә ейтилғандәк, Исраил вә Йәһуданиң бутпәрәслиги һәр хил шәһванийлик билән арилашқан. Бутханиларға мәхсус «атап беғишлиған» паһишә аяллар билән биллә йетиш бутқа чоқунушниң бир паалийити еди, шуниң билән бутханилар вә уларни башқурғучилар бу арқилиқ бейип кәткән еди. «Паһишә аялниң һәққи болуп қайтип кетиду» — Исраилни ишғал қилғучи Асурийә империйәси вә кейин Бабил империйәси бәлким мошу бутпәрәсликтин еришкән мал-дуниялирини охшаш йолда (өзлириниң бутханилирини селип, бутпрәрәслик-паһишивазлиқ арқилиқ бейишқа) ишләткән болуши мүмкин! Башқа бир хил чүшәнчиси: — паһишивазлиқ арқилиқ еришәлгән шу күмүч бутларға һәл беришкә ишләткән; таҗавузчилар күмүчни қайтидин еритип, уни тәңгиләргә айландуриду; андин у қайтидин «паһишә аялниң һәққи»гә ишлитилиши мүмкин.
□1:8 «Булар үчүн мән аһ-зар көтиримән, мән һувлаймән ... мән чилбөриләрдәк һувлаймән; һувқушлардәк матәм тутуп жүримән» — Микаһ пәйғәмбәр Самарийәдикиләргә интайин көйүнгини үчүн қаттиқ азапланған. Шуниң билән у уларға кәлгүси апәтни көрситидған «рәсим болуш» үчүн, хәлиқниң бу ишларниң тезла реаллиққа айлинидиғанлиғини билип йетиши үчүн, улар алдида ялаңач (бәлким «йерим ялаңач») жүриду.
□1:16 «Өзүңни тақирбаш қил, зоқуң болған балилар үчүн чечиңни чүшүрүвәт; қорултаздәк айдиңбашлиғиңни кеңәйт,...» — чачларни чүшүрүш матәмниң бир хил ипадиси.
Қан. 32:1; Йәш. 1:2
«... У (Пәрвәрдигар) чүшүп, йәр йүзидики жуқури җайларни чәйләйду» — «кириш сөз»дә ейтқинимиздәк, «Исраил (вә башқа әлләр) үчүн «жуқури җайлар» бутларға, җин-шәйтанларға аталған җайлар еди.
«Яқупниң итаәтсизлиги нәдин башланған? У Самарийәдин башланған әмәсму? Йәһудадики «жуқури җайлар»ни ясаш нәдин башланған? Улар Йерусалимдин башланған әмәсму?» — Исраил вә Йәһудада «жуқури җайлар» бутпәрәсликкә аит, жиркиничлик җайларға айландурулған еди. «жуқури җайлар» ясаш «Йерусалимдин башланған» — Сулайман падишаниң бу ишларда әйиви бар еди («2Пад.» 11:7ни көрүң).
«Шуңа Мән Самарийәни етиздики таш догисидак, үзүм таллири тикишкә лайиқ җай қиливетимән» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Шуңа Мән Самарийәни етиздики таш догисидак, йеңила тикилгән узумзарлиқтәк қиливетимән». «Мән униң ташлирини җилғиға домилитип ташлаймән» — Самарийәдики һәшәмәтлик имарәтләр әҗайип һәйвәтлик чоң ташлардин ясалған еди (Омри дегән падишаниң дәвридин башлап). «... домилитип ташлаймән» — ибраний тилида «... төкүп ташлаймән».
«Чүнки у (Самарийә) паһишә аялниң һәққи билән буларни жиғип топлиди; улар йәнә паһишә аялниң һәққи болуп қайтип кетиду» — «паһишә аялниң һәққи» тоғрилиқ: — «кириш сөз»имиздә ейтилғандәк, Исраил вә Йәһуданиң бутпәрәслиги һәр хил шәһванийлик билән арилашқан. Бутханиларға мәхсус «атап беғишлиған» паһишә аяллар билән биллә йетиш бутқа чоқунушниң бир паалийити еди, шуниң билән бутханилар вә уларни башқурғучилар бу арқилиқ бейип кәткән еди. «Паһишә аялниң һәққи болуп қайтип кетиду» — Исраилни ишғал қилғучи Асурийә империйәси вә кейин Бабил империйәси бәлким мошу бутпәрәсликтин еришкән мал-дуниялирини охшаш йолда (өзлириниң бутханилирини селип, бутпрәрәслик-паһишивазлиқ арқилиқ бейишқа) ишләткән болуши мүмкин! Башқа бир хил чүшәнчиси: — паһишивазлиқ арқилиқ еришәлгән шу күмүч бутларға һәл беришкә ишләткән; таҗавузчилар күмүчни қайтидин еритип, уни тәңгиләргә айландуриду; андин у қайтидин «паһишә аялниң һәққи»гә ишлитилиши мүмкин.
«Булар үчүн мән аһ-зар көтиримән, мән һувлаймән ... мән чилбөриләрдәк һувлаймән; һувқушлардәк матәм тутуп жүримән» — Микаһ пәйғәмбәр Самарийәдикиләргә интайин көйүнгини үчүн қаттиқ азапланған. Шуниң билән у уларға кәлгүси апәтни көрситидған «рәсим болуш» үчүн, хәлиқниң бу ишларниң тезла реаллиққа айлинидиғанлиғини билип йетиши үчүн, улар алдида ялаңач (бәлким «йерим ялаңач») жүриду.
Аюп 30:29
«У һәтта Йәһудағичиму йетип,...» — мошу йәрдә «у» апәт яки «Самарийәниң ярилири»ни көрситиду. «У (апәт) һәтта Йәһудағичиму йетип, ... Йерусалимғичә ямриди» — 10-16-айәтләрдә Микаһ Асурийә империйәсиниң Йәһудани ишғал қилидиғанлиғини алдин-ала ейтиду. Мошу айәтләрдики 11 шәһәрниң һәр бири пәйғәмбәрниң жути «Морәшәт»тин көп дегәндә 9 километр жирақлиқта болуп, «Морәшәт»тә туруп көргили болатти. Микаһ һәр бир шәһәрниң намлириниң мәнаси һәққидә униңға маслашқан сөзләрни қилип, уларниң әһвалини сүпәтлигән. Дәрвәқә һәр бир шәһәр ахирида Асурийә тәрипидин ишғал қилинди.
«Өзүңни тақирбаш қил, зоқуң болған балилар үчүн чечиңни чүшүрүвәт; қорултаздәк айдиңбашлиғиңни кеңәйт,...» — чачларни чүшүрүш матәмниң бир хил ипадиси.