136-күй •••• Бабилда сүргүн болушниң дәрд-әлими
1Бабилдики дәрия-ериқлар бойида биз олтардуқ;
Зионни әслигинимиздә, бәрһәқ жиға көтәрдуқ;
2Чилтаримизни арисидики сөгәтләргә есип қойдуқ.
3Чүнки бизни сүргүн қилғанлар биздин нахша тәләп қилди;
Бизни зарлатқучилар биздин тамашә тәләп қилип: —
«Һәй, Зион нахшилиридин бирни бизгә ейтқина» — дейишти.
4Яқа жутта туруп Пәрвәрдигарниң нахшисини қандақму ейтайли?
5Әй Йерусалим, мән сени унтусам,
Оң қолум маһаритини унтусун!
6Сени әслимисәм,
— Йерусалимни әң чоң хурсәнлигимдин әвзәл көрмисәм —
Тилим таңлайимға чаплишип қалсун!
7И Пәрвәрдигар, Едом балилиридин һесап алғанда, Йерусалимниң бешиға чүшкән күнини ядиңға кәлтүргәйсән;
Чүнки улар: «Уни йәр билән йәксан қилиңлар,
Улиғичә йәр билән йәксан қилиңлар!» дейишти.
8И булиниш алдида турған Бабил қизи,
Бизгә қилған қилмишлириңни өзүңгә қайтурғучи бәхитликтур!
9Бовақлириңни елип ташқа атқучи киши бәхитликтур!

Notes


136:3 Зәб. 78:1

136:5 «Оң қолум маһаритини унтусун!» — яки «Оң қолумни унтуған болсам!».

136:7 Йәр. 49:7; Әз. 25:12

136:8 Йәр. 50:15,29; Вәһ. 18:6