1Боаз шәһәр дәрвазисиға чиқип, шу йәрдә олтарди. Мана, у вақитта Боаз ейтқан һелиқи һәмҗәмәтлик һоқуқиға егә киши келивататти. Боаз униңға: — Әй бурадәр, келип бу йәрдә олтарғин, девиди, у келип олтарди.
2Андин Боаз шәһәрниң ақсақаллиридин он адәмни чақирип, уларғиму: — Бу йәрдә олтириңлар, деди. Улар олтарғанда 3у һәмҗәмәтлик һоқуқиға егә кишигә: — Моабниң сәһрасидин йенип кәлгән Наоми қериндишимиз Әлимәләккә тәвә шу зиминни сатмақчи болуватиду. 4Шуңа мән мошу ишни саңа хәвәрләндүрмәкчи едим, шундақла мошу йәрдә олтарғанларниң алдида вә хәлқимниң ақсақаллириниң алдида «Буни сетивалғин» демәкчимән. Сән әгәр һәмҗәмәтлик һоқуқиға асасән алай десәң, алғин; һәмҗәмәтлик қилмай, алмаймән десәң, маңа ейтқин, мән буни биләй; чүнки сәндин авал башқисиниң һәмҗәмәтлик һоқуқи болмайду; андин сәндин кейин мениң һоқуқум бар, деди.
У киши: — Һәмҗәмәтлик қилип уни алимән, деди.
6 Һәмҗәмәт киши: — Ундақ болса һәмҗәмәтлик һоқуқумни ишлитип етизни алсам болмиғидәк; алсам өз мирасимға зиян йәткүзгидәкмән. Һәмҗәмәтлик һоқуқини сән өзүң ишлитип, йәрни сетивалғин; мән ишлитәлмәймән, деди.
7Қедимки вақитларда Исраилда һәмҗәмәтлик һоқуқиға яки алмаштуруш-тегишиш ишиға мунасивәтлик мундақ бир рәсим-қаидә бар еди: — ишни кәсмәк үчүн бир тәрәп өз кәшини селип, иккинчи тәрәпкә берәтти. Исраилда сода-сетиқни бекитиштә мана мошундақ бир усул бар еди. 8Шуңа һәмҗәмәт һоқуқиға егә киши Боазға: — Сән уни алғин, дәп, өз кәшини селивәтти. 9Боаз ақсақалларға вә көпчиликкә: — Силәр бүгүн мениң Әлимәләк кә тәвә болған һәммини, шундақла Килйон билән Маһлонға тәвә болған һәммини Наоминиң қолидин алғинимға гувадурсиләр. 10Униң үстигә мәрһумниң нами қериндашлири арисидин вә шәһириниң дәрвазисидин өчүрүлмәслиги үчүн мәрһумниң мирасиға униң нами болған бирәр әвлади қалдурулсун үчүн Маһлонниң аяли, Моаб қизи Рутни хотунлуққа алдим. Силәр бүгүн буниңға гувадурсиләр, деди.
□4:1 «Әй бурадәр!» - ибраний тилида «Әй, паланчи-покунчи!» дейилиду. Бу адәм бәлким Рут вә Наомиға қарита һәмҗәмәтлик бурчини өз үстигә елишни рәт қилғачқа, у бу баянда намсиз қалған болса керәк.
□4:6 «мән шу һоқуқни ишлитәлмәймән» - бу киши бәлким: «Әгәр Руттин пәрзәнт көрсәм, улар мениң балилирим һесапланмайду; һалбуки, улар башқа аялимдин болған пәрзәнтлирим билән тәң мениң мирасимға варис болуши мүмкин, шуниң билән өз пәрзәнтлирим еришидиған мирасиниң үлүши әслидикидин азлап кетиду» дәп ойлиса керәк; шуңа у «алмаймән» дегән қарарға кәлгән.
«Әй бурадәр!» - ибраний тилида «Әй, паланчи-покунчи!» дейилиду. Бу адәм бәлким Рут вә Наомиға қарита һәмҗәмәтлик бурчини өз үстигә елишни рәт қилғачқа, у бу баянда намсиз қалған болса керәк.
«мән шу һоқуқни ишлитәлмәймән» - бу киши бәлким: «Әгәр Руттин пәрзәнт көрсәм, улар мениң балилирим һесапланмайду; һалбуки, улар башқа аялимдин болған пәрзәнтлирим билән тәң мениң мирасимға варис болуши мүмкин, шуниң билән өз пәрзәнтлирим еришидиған мирасиниң үлүши әслидикидин азлап кетиду» дәп ойлиса керәк; шуңа у «алмаймән» дегән қарарға кәлгән.
Қан. 25:7
«Өз кешини селивәтти» - бу кәшни Боаз елип кетиду. У мәзкур сода-сетиққа испат болиду. Кәш бәлким бир парчә йәрниң тәвәлигигә символ болуши мүмкин еди («Қан.» 11:24 вә 25:7-10ни көрүң).