Биз үчүн дуа қилиңлар
1Ахирида, и қериндашлар, биз үчүн дуа қилиңларки, Рәбниң сөзи худди силәргә йәткән чағдикигә охшаш, һәр қандақ йәрдә тез тарқалсун вә шан-шәрәплик дәп улуқлансун;   2шуниңдәк бизниң қәбиһ вә рәзил адәмләрдин қутулушимиз үчүнму дуа қилиңлар. Чүнки һәммила адәм ишәш-етиқатлиқ болувәрмәйду. 3Амма Рәб Өзи ишәшликтур; У силәрни мустәһкәм қилиду һәм рәзил болғучидин сақлайду.   
4Амма Рәбдә, силәргә тапилиғинимизни қиливатисиләр, шундақла давамлиқ қиливериду, дәп хатирҗәммиз. 5Әнди Рәб қәлбиңларни Худаниң меһир-муһәббитигә һәм Мәсиһниң сәвир-чидамлиғиға чөмкәшкә йетәклигәй.
Ишлигән чишләйду
6Әнди қериндашлар, Рәббимиз Әйса Мәсиһниң намида шуни тапилаймизки, биздин алған тәлимләргә риайә қилмай, тәртипсиз жүргәнләрдин өзүңларни нери тутуңлар.   7Биздин қандақ үлгә елишиңлар керәклигини өзүңлар билисиләр; чүнки биз силәр билән биллә болғанда тәртипсиз жүрмигән едуқ. 8Һеч кимниң ненини бекарға йемәйттуқ; бәлки биз һеч қайсиңларға еғиримизни салмаслиқ үчүн, кечә-күндүзләп тиришип-тирмишип җапалиқ ишләйттуқ. 9Бундақ қилишимиз, силәрдин ярдәм күтүшкә һәқлиқ болмиғанлиғимиздин әмәс, бәлки өзимизни силәргә биздин яхши үлгә қалдуруп, силәрниң бизгә әгишишиңлар үчүн еди. 10Чүнки биз силәрниң йениңларда болғинимизда силәргә: «Бириси ишлимәймән десә, у йемисун!» дәп тапилиған едуқ. 11Чүнки биз араңларда бәзиләрниң тәртипсиз лағайлап, һеч ишлимәй башқиларниң ишлириға арилишип жүридиғанлиғини аңлидуқ. 12Биз мошундақларға Рәб Әйса Мәсиһдә шундақ буйруймиз вә улардин өтүнүп сораймизки, тинич яшап, әмгигиңлар билән өз нениңларни тепип йәңлар.    13Лекин силәр, и қериндашлар, яхши ишларни қилиштин еринмәңлар.
14Амма әгәр ушбу хетимиздики сөзләргә итаәт қилмайдиған бириси болса, униңдин һәзәр әйләңлар вә уни хиҗаләткә қалдуруш үчүн униң билән барди-кәлди қилмаңлар. 15Бирақ, уни дүшмән қатарида көрмәй, әксичә униңға бир қериндаш сүпитидә несиһәт қилиңлар.
Тиләкләр
16Хатирҗәмлик Егиси болған Рәб һәр вақит һәр йолда шәхсән силәргә хатирҗәмлик ата қилғай. Рәб һәммиңлар билән биллә болғай!  
17Мәнки Павлус бу ахирқи салимимни өз қолум билән яздим; бу, мениң һәммә хәтлиримниң өзигә хас бәлгүсидур. Мана бу мениң өз қәлимимдур.    18Рәббимиз Әйса Мәсиһниң меһри-шәпқити һәммиңларға яр болғай!

Notes


3:1 «... биз үчүн дуа қилиңларки, Рәбниң сөзи худди силәргә йәткән чағдикигә охшаш, (һәр қандақ йәрдә) тез тарқалсун вә шан-шәрәплик дәп улуқлансун» — «тез тарқалсун» грек тилида «жүгүрсун» дегән сөз билән ипадилиниду.

3:1 Мат. 9:38; Әф. 6:19; Кол. 4:3.

3:2 Юһ. 6:44; Рим. 15:31.

3:3 «У (Рәб) силәрни мустәһкәм қилиду һәм рәзил болғучидин сақлайду» — «рәзил болғучи» Шәйтан, Иблис. Башқа бир хил тәрҗимиси «У (Рәб) силәрни рәзилликтин сақлайду».

3:3 Юһ. 17:15; 1Тес. 5:24.

3:5 «Әнди Рәб қәлбиңларни Худаниң меһир-муһәббитигә һәм Мәсиһниң сәвир-чидамлиғиға чөмкәшкә йетәклигәй» — «Худаниң меһир-муһәббити» авал Униң бизгә болған муһәббити, андин бизниң Униңға болған муһәббитимиз; «Мәсиһниң сәвир-чидамлиғи» авал Мәсиһниң Өзиниң сәвир-чидамлиғи, андин бизниң Униңда вә Униң үчүн сәвир-чидамлиқ болушимиз.

3:6 «Әнди қериндашлар, Рәббимиз Әйса Мәсиһниң намида шуни тапилаймизки, биздин алған тәлимләргә риайә қилмай, тәртипсиз жүргәнләрдин өзүңларни нери тутуңлар» — «тәртипсиз жүргәнләр» кейинки айәтләрдин ениқки, «бекар тәләпләр»ни көрситиду.

3:6 1Кор. 5:11; 2Тес. 2:15; 3:14; Тит. 3:10.

3:7 1Кор. 11:1; 1Тес. 1:6, 7; 2Тес. 2:10.

3:8 Рос. 18:3; 20:34; 1Кор. 4:12; 2Кор. 11:9; 12:13; 1Тес. 2:9.

3:9 1Кор. 4:16; 9:3, 6; 11:1; Фил. 3:17; 1Тес. 1:6; 2:9.

3:11 «Чүнки биз араңларда бәзиләрниң тәртипсиз лағайлап, һеч ишлимәй башқиларниң ишлириға арилишип жүридиғанлиғини аңлидуқ» — грек тилида расул Павлус чақчақ қилип: «... һеч иш қилмайдә, лекин һәртәрәптә башқиларниң ишлирида болғанлиғини аңлидуқ» дәйду.

3:12 «Биз мошундақларға Рәб Әйса Мәсиһдә шундақ буйруймиз вә улардин өтүнүп сораймизки...» — «мошундақлар» — демәк, 11-айәттики «тәртипсиз лағайлап, һеч ишлимәй башқиларниң ишлириға арилишип жүридиғанлар». «Кириш сөз»имизниму көрүң.

3:12 Әф. 4:28; 1Тес. 4:11.

3:13 Гал. 6:9.

3:14 Мат. 18:17; 1Кор. 5:9; 2Тес. 3:6.

3:16 «Хатирҗәмлик Егиси болған Рәб һәр вақит һәр йолда шәхсән силәргә хатирҗәмлик ата қилғай» — «Хатирҗәмлик Егиси болған Рәб» грек тилида: «Хатирҗәмликниң Рәбби» яки «Хатирҗәмлик бәргүчи Рәб» — демәк, хатирҗәмлик бәргүчи һәм Өзи һәрдайим хатирҗәмликтә турғучи Рәбдур.

3:16 Рим. 15:33; 16:20; 1Кор. 14:33; 2Кор. 13:11; Фил. 4:9; 1Тес. 5:23.

3:17 «Мәнки Павлус бу ахирқи салимимни өз қолум билән яздим. Бу, мениң һәммә хәтлиримниң өзигә хас бәлгүсидур. Мана бу мениң өз қәлимимдур» — Павлусниң һәр бир хетидики бир нәччә қурни өз қәлими билән йезиш адити бар еди; бу, башқиларниң өзиниң намида сахта хәтләрни йезишниң алдини елиши үчүн еди. Өзиниң көзи аҗиз болғачқа, хәтлирини адәттә катипқа яздуратти. («Галатиялиқларға»дики «кириш сөз»имизни һәм 6:11дики изаһатни көрүң.

3:17 1Кор. 16:21; Кол. 4:18.