6
1 Балилар, Рәбдә ата-анилириңларға итаәт қилиңлар; чүнки бу дурусдур.■ 2 «Атаңни вә анаңни һөрмәтлә» — бу болса өз ичигә вәдини алған биринчи әмирдур —□ ■
3 «Шуниң билән сениң ишлириң қутлуқ болиду, зиминда узун өмүр көрисән» — дәп вәдә қилинған .□
4 Силәр атилар, балилириңларни хапа қилмаңлар, бәлки уларни Рәбниң тәрбийиси һәм көрсәтмисидә беқиңлар.■
5 Силәр қуллар, әттин болған ғоҗайиниңларға Мәсиһкә итаәт қилғиниңлардәк чин көңлүңлардин әйминиш вә титрәш билән итаәт қилиңлар;□ ■ 6 пәқәт көз алдидила хизмәт қилип, адәмни хуш қилғучи қуллардин болмаңлар, бәлки Мәсиһниң қуллириниң сүпитидә Худаниң ирадисини җан-дил билән беҗа кәлтүрүңлар, 7 адәмләргә әмәс, бәлки Рәбгә чин дилиңлардин хизмәт қилиңлар; 8 шуни билгәнки, һәр қандақ адәм бирәр яхшилиқ қилса, мәйли у қул болсун яки һөр болсун, шу иш Рәбдин униңға яниду.
9 Силәр ғоҗайинлар, қуллириңларғиму охшаш йол билән муамилә қилип, уларға һәйвә қилиштин қол үзүңлар; чүнки уларниңму вә силәрниңму ғоҗайиниңлар әрштидур, Униңда һәр қандақ адәмниң йүз-хатирисини қилиш дегәнниң йоқлуғини билисиләр.■
10 Ахирда, қериндашлар, Рәбдә вә Униң күч-қудритидә күчләндүрлүңлар; 11 Иблисниң һейлә-нәйрәңлиригә тақабил турушуңлар үчүн Худаниң пүткүл савут-яриғини кийивелиңлар; ■ 12 чүнки елишидиғинимиз әт вә қан егилири әмәс, бәлки һөкүмранлар, һоқуқдарлар, бу дуниядики қараңғулуқни башқурғучи дунияви әмирләр, йәни әршләрдә туруватқан рәзил роһий күчләрдур.■ 13 Мошу вәҗидин өзүңларға Худаниң пүтүн савут-яриқини елип артиңларки, рәзиллик күнидә бәрдашлиқ билән қаттиқ туридиған, ахир һәммә ишни ада қилип, йәрни чиң дәссәп туридиған болисиләр. □ ■ 14-15 Әнди чиң туруңлар — һәқиқәт бәлвеғини белиңларға бағлап, мәйдәңләргә һәққанийлиқ савутини кийип, путуңларға хатирҗәм-енақлиқ хуш хәвирини йәткүзүшкә тәйярлиқ чоруғини кийип, йәрни чиң дәссәп туруңлар. ■ 16 Бу ишларниң һәммисидә иман-ишәшниң қалқинини қолға елиңлар; униң билән силәр рәзил болғучиниң барлиқ от оқлирини өчүриветәләйдиған болисиләр. □ 17 Һәмдә бешиңларға ниҗатниң дубулғисини кийип, Худаниң сөз-каламини, йәни Роһниң қиличини елиңлар; □ ■ 18 һәммә вақит-пәсилдә Роһта һәр хил дуа-тилавәт һәм илтиҗа билән дуа қилиңлар; дәл бу ишта қәтъий һошияр туруп барлиқ муқәддәс бәндиләр үчүн һәр тәрәплимә дуа-илтиҗалар қилиңлар; □ ■ 19 мән үчүнму дуа қилиңларки, — еғиз ачқинимда маңа сөзләр кәлсун, хуш хәвәрниң сирини дадиллиқ билән ашкарә қилай. ■ 20 Мән дәл шу ишқа зәнҗирләр билән бағланған әлчимән; шуңа қилишқа тегишлигим бойичә, хуш хәвәр йәткүзүштә дадиллиқ билән сөз қилишимға дуа қилиңлар .■
21 Әнди мениң тоғрамдики ишлардин, мениң қандақ өтүватқанлиғимдин хәвәрлинишиңлар үчүн, сөйүмлүк қериндаш һәм Рәбдә садиқ хизмәткар болған Тикикус силәргә һәммә ишларни мәлум қилиду. ■ 22 Мениң уни дәл мошу иш үчүн йениңларға әвәтишим, силәрниң ишлиримиздин хәвәрдар болушиңлар вә униң көңлүңларға тәсәлли вә илһам бериши үчүндур.■
23 Қериндашларға хатирҗәмлик, муһәббәт һәм иман-ишәш ХудаАта вә Рәб Әйса Мәсиһдин болғай!
24 Рәб Әйса Мәсиһни өлмәс-чиримас сөйгү билән сөйгүчиләргә меһри-шәпқәт яр болғай!
Notes
■ 6:1
Кол. 3:20 .
□ 6:2
«Атаңни вә анаңни һөрмәтлә» — «Мис.» 20:12.
■ 6:2
Мис. 20:12 ; Қан. 5:16 ; 27:16 ; Мат. 15:4 ; Мар. 7:10 .
□ 6:3
«Шуниң билән сениң ишлириң қутлуқ болиду, зиминда узун өмүр көрисән» — «Мис.» 20:12, «Қан.» 5:16.
■ 6:4
Қан. 6:7,20 ; Зәб. 77:4 ; Пәнд. 19:8 ; 29:17 .
□ 6:5
«Силәр қуллар, әттин болған ғоҗайиниңларға Мәсиһкә итаәт қилғиниңлардәк чин көңлүңлардин әйминиш вә титрәш билән итаәт қилиңлар» — һәммимизниң «әйминиш вә титрәш» позитсийиси билән Худа үчүн хизмәт қилишимизға тоғра келиду. «Әйминиш вә титрәш» инсанниң алдида әмәс, Худаниң алдида болуши керәк, әлвәттә.
■ 6:5
Кол. 3:22 ; 1Тим. 6:1 ; Тит. 2:9 ; 1Пет. 2:18 .
■ 6:9
Қан. 10:17 ; 2Тар. 19:7 ; Аюп 34:19 ; Рос. 10:34 ; Рим. 2:11 ; Гал. 2:6 ; Кол. 3:25 ; 4:1 ; 1Пет. 1:17 .
■ 6:11
Кол. 3:12 ; 1Тес. 5:8 .
■ 6:12
Әф. 2:2 .
□ 6:13
«рәзиллик күнидә бәрдашлиқ билән қаттиқ туридиған, ахир һәммә ишни ада қилип, йәрни чиң дәссәп туридиған болисиләр» — «рәзиллик күни» бәлким рәзиллик үстүнлүкни егиләйдиған күн, Шәйтанниң күчи зор намайән қилинидиған күнни көрситиду. Йәнә келип у «һазирқи заман»ниң өзини көрситиши мүмкин. Ахир берип «Мәсиһниң күни» «рәзиллик күни»ни түгәштүриду.
■ 6:13
2Кор. 10:4 .
■ 6:14-15
Йәш. 59:17 ; Луқа 12:35 ; 2Кор. 6:7 ; 1Пет. 1:13 .
□ 6:16
«...Бу ишларниң һәммисидә иман-ишәшниң қалқинини қолға елиңлар» — яки «...Һәммидин муһими иман-ишәшниң қалқинини қолға елиңлар» яки «Буларниң һәммисиниң үстигә, иман-ишәшниң қалқинини қолға елиңлар».
□ 6:17
«Худаниң сөз-каламини, йәни Роһниң қиличини елиңлар» — «Роһ» — Худаниң Роһи, Муқәддәс Роһ.
■ 6:17
Йәш. 59:17 ; 1Тес. 5:8 ; Ибр. 4:12 ; Вәһ. 2:16 .
□ 6:18
«һәммә вақит-пәсилдә роһта һәр хил дуа-тилавәт һәм илтиҗа билән дуа қилиңлар» — «Роһ» — Худаниң Роһи, Муқәддәс Роһ.
■ 6:18
Луқа 18:1 ; Рим. 12:12 ; Кол. 4:2 ; 1Тес. 5:17 .
■ 6:19
Рос. 4:29 ; 2Тес. 3:1 .
■ 6:20
2Кор. 5:20 .
■ 6:21
Рос. 20:4 ; Кол. 4:7 ; Тит. 3:12 .
■ 6:22
2Тим. 4:12 .
Кол. 3:20.
«Атаңни вә анаңни һөрмәтлә» — «Мис.» 20:12.
Мис. 20:12; Қан. 5:16; 27:16; Мат. 15:4; Мар. 7:10.
«Шуниң билән сениң ишлириң қутлуқ болиду, зиминда узун өмүр көрисән» — «Мис.» 20:12, «Қан.» 5:16.
Қан. 6:7,20; Зәб. 77:4; Пәнд. 19:8; 29:17.
«Силәр қуллар, әттин болған ғоҗайиниңларға Мәсиһкә итаәт қилғиниңлардәк чин көңлүңлардин әйминиш вә титрәш билән итаәт қилиңлар» — һәммимизниң «әйминиш вә титрәш» позитсийиси билән Худа үчүн хизмәт қилишимизға тоғра келиду. «Әйминиш вә титрәш» инсанниң алдида әмәс, Худаниң алдида болуши керәк, әлвәттә.
Кол. 3:22; 1Тим. 6:1; Тит. 2:9; 1Пет. 2:18.
Қан. 10:17; 2Тар. 19:7; Аюп 34:19; Рос. 10:34; Рим. 2:11; Гал. 2:6; Кол. 3:25; 4:1; 1Пет. 1:17.
Кол. 3:12; 1Тес. 5:8.
Әф. 2:2.
«рәзиллик күнидә бәрдашлиқ билән қаттиқ туридиған, ахир һәммә ишни ада қилип, йәрни чиң дәссәп туридиған болисиләр» — «рәзиллик күни» бәлким рәзиллик үстүнлүкни егиләйдиған күн, Шәйтанниң күчи зор намайән қилинидиған күнни көрситиду. Йәнә келип у «һазирқи заман»ниң өзини көрситиши мүмкин. Ахир берип «Мәсиһниң күни» «рәзиллик күни»ни түгәштүриду.
2Кор. 10:4.
Йәш. 59:17; Луқа 12:35; 2Кор. 6:7; 1Пет. 1:13.
«...Бу ишларниң һәммисидә иман-ишәшниң қалқинини қолға елиңлар» — яки «...Һәммидин муһими иман-ишәшниң қалқинини қолға елиңлар» яки «Буларниң һәммисиниң үстигә, иман-ишәшниң қалқинини қолға елиңлар».
«Худаниң сөз-каламини, йәни Роһниң қиличини елиңлар» — «Роһ» — Худаниң Роһи, Муқәддәс Роһ.
Йәш. 59:17; 1Тес. 5:8; Ибр. 4:12; Вәһ. 2:16.
«һәммә вақит-пәсилдә роһта һәр хил дуа-тилавәт һәм илтиҗа билән дуа қилиңлар» — «Роһ» — Худаниң Роһи, Муқәддәс Роһ.
Луқа 18:1; Рим. 12:12; Кол. 4:2; 1Тес. 5:17.
Рос. 4:29; 2Тес. 3:1.
2Кор. 5:20.
Рос. 20:4; Кол. 4:7; Тит. 3:12.
2Тим. 4:12.