12Гунакар йүз қетим рәзиллик қилип, күнлирини узартсиму, Худадин қорқидиғанларниң әһвали улардин яхши болиду дәп билимән; чүнки улар униң алдида қорқиду. 13Бирақ рәзилләрниң әһвали яхши болмайду, униң күнлири сайидәк тезла өтүп, күнлири узартилмайду, чүнки у Худа алдида қорқмайду.
14Йәр йүзидә жүргүзүлгән бир бимәнилик бар; бешиға рәзилләрниң қилғини бойичә күн чүшидиған һәққаний адәмләр бар; бешиға һәққаний адәмләрниң қилғини бойичә яхшилиқ чүшидиған рәзил адәмләрму бар. Мән бу ишниму бимәнилик дедим. 15Шуңа мән тамашини тәриплидим; чүнки инсан үчүн қуяш астида йейиш, ичиш вә һозур елиштин яхси иш йоқтур; шундақ қилип униң әмгигидин болған мевә Худа тәқдим қилған қуяш астидики өмриниң барлиқ күнлиридә өзигә һәмраһ болиду.
16-17Көңлүмни даналиқни вә йәр йүзидә қилинған ишларни билип йетиш үчүн қойғанда, шундақла Худа қилған барлиқ ишларни көргинимдә шуни байқидим: — Инсан һәтта кечә-күндүз көзлиригә уйқини көрсәтмисиму, қуяш астидики барлиқ ишни билип йетәлмәйду; у уни чүшинишкә қанчә интилсә, у шунчә билип йетәлмәйду. Һәтта дана киши «Буни билип йәттим» десиму, әмәлийәттә у уни билип йәтмәйду.
Notes
□8:2 «болупму Худа алдида ичкән қәсәм түпәйлидин шундақ қилғин» — бу қәсәм падишаниң Худа алдида ичкән қәсими (адил, бетәрәп болуш үчүн) болса керәк; бәзи алимлар, қәсәм пухраларниңки (падишаға садиқ болуш үчүн), дәп қарайду.
□8:3 «Униң падишаниң алдидин чиқип кетишкә алдирима» — бу сөз бәлким падишаға қарши чиқиш, яки униңдин рази болмаслиқ тоғрилиқ бир агаһландуруш болуши мүмкин. «яман бир дәвани қоллашта чиң турма» — башқа бир хил тәрҗимиси: «(падишаниң) иши саңа еғир кәлсиму ада қилишни кечиктүрмә».
□8:9 «Буларниң һәммисини көрүп чиқтим,... уларға зиян йәткүзидиған мошу вақитқа көңүл қойдум» — бу айәтниң башқа бир нәччә хил тәрҗимиси: «Буларниң һәммисини көрүп чиқтим, шундақла қуяш астида қилинған һәр бир ишқа көңүл қойдум; адәмниң адәм үстигә һоқуқ тутушиниң өзигә зиян йәткүзидиған вақти бар» яки «Буларниң һәммисини көрүп чиқтим, шундақла қуяш астида қилинған һәр бир ишқа көңүл қойдум; адәмниң адәм үстигә һоқуқ тутушиниң уларға (башқа адәмләргә) зиян йәткүзидиған вақти бар».
□8:10 «...шу шәһәр ичидә махтилиду» — бәзи қедимки көчүрүлмилиридә: «махтилиду» дегәнниң орнида «унтулиду» дегән сөз тепилиду. Биз алған нусха алди-кәйни сөзләргә бағлиққу дәймиз.
□8:16-17 «көңлүмни даналиқни вә йәр йүзидә қилинған ишларни билип йетиш үчүн қойғанда... әмәлийәттә у уни билип йәтмәйду» — оқурмәнләр бу икки айәтниң бир нәччә башқа хил тәрҗимилирини учритиши мүмкин.
«болупму Худа алдида ичкән қәсәм түпәйлидин шундақ қилғин» — бу қәсәм падишаниң Худа алдида ичкән қәсими (адил, бетәрәп болуш үчүн) болса керәк; бәзи алимлар, қәсәм пухраларниңки (падишаға садиқ болуш үчүн), дәп қарайду.
Пәнд. 24:21
«Униң падишаниң алдидин чиқип кетишкә алдирима» — бу сөз бәлким падишаға қарши чиқиш, яки униңдин рази болмаслиқ тоғрилиқ бир агаһландуруш болуши мүмкин. «яман бир дәвани қоллашта чиң турма» — башқа бир хил тәрҗимиси: «(падишаниң) иши саңа еғир кәлсиму ада қилишни кечиктүрмә».
Рим. 13:3
Топ. 6:12
Аюп 14:5; Зәб. 38:6-7
«Буларниң һәммисини көрүп чиқтим,... уларға зиян йәткүзидиған мошу вақитқа көңүл қойдум» — бу айәтниң башқа бир нәччә хил тәрҗимиси: «Буларниң һәммисини көрүп чиқтим, шундақла қуяш астида қилинған һәр бир ишқа көңүл қойдум; адәмниң адәм үстигә һоқуқ тутушиниң өзигә зиян йәткүзидиған вақти бар» яки «Буларниң һәммисини көрүп чиқтим, шундақла қуяш астида қилинған һәр бир ишқа көңүл қойдум; адәмниң адәм үстигә һоқуқ тутушиниң уларға (башқа адәмләргә) зиян йәткүзидиған вақти бар».
«...шу шәһәр ичидә махтилиду» — бәзи қедимки көчүрүлмилиридә: «махтилиду» дегәнниң орнида «унтулиду» дегән сөз тепилиду. Биз алған нусха алди-кәйни сөзләргә бағлиққу дәймиз.
«...униң күнлири сайидәк тезла өтүп, күнлири узартилмайду» — йәнә бир хил тәрҗимиси: «...у күнләрни сайини узартқандәк узартмайду».
Топ. 2:24; 3:12, 22; 5:18; 9:7
«көңлүмни даналиқни вә йәр йүзидә қилинған ишларни билип йетиш үчүн қойғанда... әмәлийәттә у уни билип йәтмәйду» — оқурмәнләр бу икки айәтниң бир нәччә башқа хил тәрҗимилирини учритиши мүмкин.