Яритилиш
Худаниң аләмни яритиши
1Муқәддәмдә Худа асманлар билән зиминни яратти.    2У чағда йәр болса шәкилсиз вә қупқуруқ һаләттә болди; қараңғулуқ чоңқур суларниң йүзини қаплиди; Худаниң Роһи чоңқур сулар үстидә ләрзан пәрваз қилатти.
3Худа: «Йоруқлуқ болсун!» девиди, йоруқлуқ пәйда болди. 4Худа йоруқлуқниң яхши екәнлигини көрди; Худа йоруқлуқ билән қараңғулуқни айриди. 5Худа йоруқлуқни «күндүз», қараңғулуқни «кечә» дәп атиди. Шу тәриқидә кәч билән сәһәр өтти, бу тунҗа күн болди.
6Андин Худа: — Суларниң арилиғида бир бошлуқ болсун вә сулар жуқури-төвән иккигә айрилип турсун, деди.   7Шуниң билән Худа бир бошлуқ һасил қилип, суларни бошлуқниң астиға вә бошлуқниң үстигә айривәтти; иш әнә шундақ болди.   8Худа бу бошлуқни «асман» дәп атиди. Шу тәриқидә кәч билән сәһәр өтти, бу иккинчи күн болди.
9Андин Худа: «Асманниң астидики сулар бир йәргә жиғилсун, қуруқ тупрақ көрүнсун!» девиди, дәл шундақ болди. 10Худа қуруқ тупрақни «йәр», жиғилған суларни болса «деңизлар» дәп атиди. Худа буларниң яхши болғанлиғини көрди.
11Андин Худа йәнә: «Йәр һәр хил өсүмлүкләрни, уруқлуқ отяшларни, мевә беридиған дәрәқләрни түрлири бойичә өзидә үндүрсун! Мевиләрниң ичидә уруқлири болсун!» девиди, дәл шундақ болди; 12йәрдики өсүмлүкләрни, йәни уруқ чиқидиған отяшларни өз түрлири бойичә, мевә беридиған, йәни мевилириниң ичидә уруқлири болған дәрәқләрни өз түрлири бойичә үндүрди. Худа буларниң яхши болғанлиғини көрди. 13Шу тәриқидә кәч билән сәһәр өтти, бу үчинчи күн болди.
14Худа йәнә: «Күндүз билән кечини айрип бериш үчүн асманларда йоруқлуқ җисимлар болсун. Улар күнләр, пәсиллар вә жилларни айрип турушқа бәлгү болсун; 15улар асманларда туруп нур чиқарғучи болуп, йәр йүзигә йоруқлуқ бәрсун!» девиди, дәл шундақ болди. 16Худа икки чоң нур чиқарғучи җисимни яратти; чоң нур чиқарғучини күндүзни башқуридиған, кичик нур чиқарғучни кечини башқуридиған қилди. Һәмдә йәнә юлтузларниму яратти. 17-18Худа буларни йәргә йоруқлуқ берип, күндүз билән кечини башқуруп, йоруқлуқ билән қараңғулуқни айрисун дәп асманларниң гүмбизигә орунлаштурди. Худа буниң яхши болғанлиғини көрди. 19Шу тәриқидә кәч билән сәһәр өтти, бу төртинчи күн болди.
20Худа йәнә: «Суларда миғ-миғ җаниварлар болсун, учар-қанатлар йәрниң үстидә, асман бошлуғида учсун» деди.
21Шундақ қилип Худа судики чоң-чоң мәхлуқларни, шундақла суларда миғ-миғ җаниварларни өз түрлири бойичә вә һәр хил учар-қанатларни өз түрлири бойичә яратти. Худа буниң яхши болғанлиғини көрди. 22Худа бу җанлиқларға бәхит-бәрикәт ата қилип: «Нәсиллинип, көпийип, деңиз сулирини толдуруңлар, учар-қанатларму йәр йүзидә көпәйсун» деди. 23Шу тәриқидә кәч билән сәһәр өтти, бу бәшинчи күн болди.
24Худа йәнә: «Йәр җаниварларни өз түрлири бойичә чиқарсун — мал-чарвиларни, өмүлигүчи җаниварларни вә явайи һайванларни өз түрлири бойичә апиридә қилсун» — девиди, дәл шундақ болди. 25Шундақ қилип Худа йәрдики явайи һайванларни өз түрлири бойичә, мал-чарвиларни өз түрлири бойичә вә йәр йүзидә өмүлигүчи барлиқ җаниварларни өз түрлири бойичә яратти. Худа буниң яхши болғанлиғини көрди. 26Андин Худа: «Өз сүрәт-образимизда, Бизгә охшайдиған қилип инсанни яритайли. Улар деңиздики белиқларға, асмандики учар-қанатларға, барлиқ мал-чарвиларға, пүткүл йәр йүзигә вә йәр йүзидики барлиқ өмилигүчи җаниварларға егидарчилиқ қилсун» деди.
27Шундақ қилип, Худа инсанни Өз сүрәт-образида яратти;
Уни Өзиниң сүритидә яратти;
Уларни әркәк-чиши қилип яратти.
28Худа уларға бәхит-бәрикәт ата қилип: «Силәр нәсиллинип, көпийип, йәр йүзини толдуруп бойсундуруңлар; деңиздики белиқлар, асмандики учар-қанатларға, шуниңдәк йәр йүзидә жүридиған һәр бир һайванларға егидарчилиқ қилиңлар» деди. 29Андин Худа йәнә: «Мана, Мән пүткүл йәр йүзидики уруқлуқ отяшлар билән уруқлуқ мевә беридиған һәр бир дәрәқләрни силәргә озуқлуқ болсун дәп бәрдим; 30шундақла йәрдики барлиқ җаниварлар билән асмандики барлиқ учар-қанатлар вә йәр йүзидә барлиқ өмилигүчиләргә, йәни барлиқ җан-җаниварларға озуқлуқ болсун дәп барлиқ гүл-гияларни бәрдим» девиди, дәл шундақ болди. 31Худа яратқанлириниң һәммисигә сәпселип қариди, вә мана буларниң һәммиси наһайити яхши болған еди. Шу тәриқидә кәч билән сәһәр өтти, бу алтинчи күн болди.

Notes


1:1 «Худа» — ибраний тилида «Әлоһим» дейилиду. Бу тоғрилиқ «Тәбирләр»ни көрүң. «Асманлар» — Муқәддәс Китап бойичә үч қатлам асман бар; биринчи қат асман «атмосфера», иккинчи қат асман «аләм бошлуғи», үчинчи қат асман Худаниң әршидур. Шуңа «асман» көп йәрләрдә «асманлар» дейилиду.

1:1 Аюп 38:4; Зәб. 32:5-6; 88:12; 135:5-6; Рос. 14:15; 17:24; Ибр. 11:3

1:2 «болди» — Бәзи тәрҗимиләрдә «еди» яки «туратти» дәп елинған. Алимларниң бу айәт үстидики үч хил қариши тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң. «чоңқур сулар» — деңиз-океанларни көрситиду. «қаплиди» — яки «қаплиған еди». «ләрзан пәрваз қилатти» — мошу һаләтни ибраний тилида «(тухум бесиватқан) күрүк тохудәк һаләттә туриду» дәп чүшүнүшкиму болиду.

1:5 «кәч билән сәһәр» — «тунҗа күни»дә «кәч билән сәһәр» болған екән, ундақта «тунҗа күн» адәттики бир күнни, йәни 24 саатлик бир күнни көрсәтгән болуши мүмкин. Адәттә Муқәддәс Китаптики барлиқ хатириләрдә, шундақла бүгүнгә қәдәр ибранийларда «күн»ниң беши кәч яки ахшам билән башлиниду дегән қараш бар.

1:6 «бир бошлуқ» — ибраний тилида «йейилған бир нәрсә».

1:6 Зәб. 32:6; 103:3; 135:5-6; Пәнд. 8:28; Йәш. 42:5; Йәр. 10:12; 51:15

1:7 «суларниң айрилиши» — бу тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.

1:7 Зәб. 32:7; 135:6; Пәнд. 8:24; Зәб. 148:4.

1:9 Аюп 26:10; 38:8; Зәб. 23:2; 135:6.

1:14 Зәб. 135:7.

1:15 Қан. 4:19; Йәр. 31:35

1:21 «чоң-чоң мәхлуқлар» — бу сөз гаһи вақитларда «әҗдиһа»ни билдүриду.

1:22 Яр. 8:17.

1:26 «Худаниң сүрәт-образида болуш» — бу тоғрилиқ вә «Худаға охшайдиған қилиниш», шундақла Худаниң бу айәттә «Биз, Бизниң» дегини тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.

1:27 Яр. 5:1; 9:6; 1Кор. 11:7; Әф. 4:24; Кол. 3:10.

1:28 Яр. 8:17; 9:1, 2, 7.

1:29 Яр. 9:3; Зәб. 103:14, 15

1:30 Зәб. 103:13-14

1:31 Қан. 32:4; Мар. 7:37.