□8:3 «Исраил яхшилиқ-меһриванлиқни ташливәткән» — бу икки бислиқ сөз; улар өзлири яхшилиқ қилиштин қол үзгән вә шуниң билән тәң, Худаниң яхшилиғидин мәһрум болған.
□8:4 «Улар өзлири падишаларни тиклигән, бирақ мән арқилиқ әмәс» — «униңдин хәвирим йоқ» — демәк, бу иш Маңа ят болди, Мән уни етирап қилмидим.
□8:5 «И Самарийә, сениң мозийиң сени ташливәтти!» — бу кинайилик гәп. Исраилдики мозай шәклидики бут уларни қутқузмиған. «Баал» вә уларниң әң чоң тавапгаһи «Бәйт-Әл»дики бутму «мозай шәкли»дә еди (башқа хил тәрҗилириму бар).
□8:7 «Улар шамал териди, шуңа қара қуюнни ориду! Уларниң шатисида һеч башақлар йоқ, у һеч аш бәрмәйду; һәтта аш бәргән болсиму, ят адәмләр уни жутувалған болатти» — Исраиллар һәрдайим «Баал»дин яхши һосул тиләтти. Уларниң ойлишичә «Баал»ниң «алаһидилиги» «мол һосул бериш»миш.
□8:13 «Улар қурбанлиқларға амрақ! Улар Маңа қурбанлиқларни қилип, гөшидин йәйду,...» — бу айәтниң һәр хил тәрҗимилири болғини билән, умумий мәнаси тәрҗимимизниңкидәк. «Гуналирини өз бешиға чүшүриду; улар Мисирға қайтиду!» — Мисир Исраиллар тунҗа қетимлиқ әсирликкә яки қуллуққа чүшкән җай.
«Пәрвәрдигарниң өйи үстидә бир қорултаз айлинип жүриду!» — қорултаз пәқәт өлүкләргә яки «өләй дәп қалған» җаниварларға қизиқиду, әлвәттә (башқа хил тәрҗимилиридә «бүркүт» дейилиду).
Қан. 28:49; Һош. 6:7
«Исраил яхшилиқ-меһриванлиқни ташливәткән» — бу икки бислиқ сөз; улар өзлири яхшилиқ қилиштин қол үзгән вә шуниң билән тәң, Худаниң яхшилиғидин мәһрум болған.
«Улар өзлири падишаларни тиклигән, бирақ мән арқилиқ әмәс» — «униңдин хәвирим йоқ» — демәк, бу иш Маңа ят болди, Мән уни етирап қилмидим.
«И Самарийә, сениң мозийиң сени ташливәтти!» — бу кинайилик гәп. Исраилдики мозай шәклидики бут уларни қутқузмиған. «Баал» вә уларниң әң чоң тавапгаһи «Бәйт-Әл»дики бутму «мозай шәкли»дә еди (башқа хил тәрҗилириму бар).
«Улар шамал териди, шуңа қара қуюнни ориду! Уларниң шатисида һеч башақлар йоқ, у һеч аш бәрмәйду; һәтта аш бәргән болсиму, ят адәмләр уни жутувалған болатти» — Исраиллар һәрдайим «Баал»дин яхши һосул тиләтти. Уларниң ойлишичә «Баал»ниң «алаһидилиги» «мол һосул бериш»миш.