2
Җәбир-зулум үстигә чүшидиған җаза
1Орнида йетип қәбиһликни ойлайдиғанларға вә яманлиқ әйлигүчиләргә вай!
Пәқәт уларниң қолидин кәлсила, улар таң етиши биләнла уни ада қилиду;
2Уларниң ачкөз көзи етизларға чүшсила, улар зораванлиқ қилип буливалиду;
Өйләргиму қизиқипла қалса, буларниму елип кетиду;
Улар батур кишиниму җәмәти билән булайду,
Адәмни өз мираслири билән қошуп чаңгилиға киргүзивалиду.
3Шуңа Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
Мана, Мән бу аилигә қарап, боюнлириңлардин чиқиралмайдиған яман бир боюнтурурқни ойлап тәйярливатимән;
Силәр әнди гидийип маңмайсиләр;
Чүнки шу күнләр яман күнләр болиду.
4Шу күни улар силәр тоғраңларда тәмсилни тилға елип,
Ечинишлиқ бир зар билән зарлайду: —
«Биз пүтүнләй булаң-талаң қилиндуқ!;
У хәлқимниң несивисини башқиларға бөлүвәтти;
Уни мәндин шунчә дәһшәтлик мәһрум қилди!
У етизлиримизни мунапиққа тәқсим қилип бәрди!
5Шуңа Пәрвәрдигарниң җамаити арисидин,
Силәрдә чәк ташлап зимин үстигә тана тартип несивә бөлгүчидин бирисиму қалмайду.
Сахта пәйғәмбәрләрниң Худаниң пәйғәмбәрлиридин рәнҗиши
6Улар: «бешарәт бәрмәңлар!» — дәп бешарәт бериду!
Әгәр пәйғәмбәрләр бу ишлар тоғрилиқ бешарәт бәрмисә, әнди бу ар-номус биздин һәргиз кәтмәйду!
7И Яқуп җәмәти,
«Пәрвәрдигарниң Роһи сәвир-тақәтсизму?
Бу ишлар раст Униң қилғанлириму?» — дегили боламду?
Мениң сөзлирим дурус маңғучиға яхшилиқ кәлтүрмәмду?
8Бирақ түнүгүнла Мениң хәлқим һәтта дүшмәндәк орнидин қозғалди;
Силәр хатирҗәмликтә йолдин өтүп кетиватқанларниң тонини ич кийимлири билән салдурувалисиләрки,
Уларни худди уруштин қайтқанлардәк кийимсиз қалдурисиләр.
9Хәлқим арисидики аялларни өзлириниң иллиқ өйлиридин қоғлайсиләр;
Уларниң яш балилирини силәр Мениң гөзәл гөһиримдин мәңгүгә мәһрум қилисиләр.
10Орнуңлардин туруп нери кетиңлар;
Чүнки һалакәтни,
Йәни азаплиқ бир һалакәтни кәлтүридиған напаклиқ түпәйлидин,
Бу йәр силәргә тәвә арамгаһ болмайду.
11Әгәр беһудиликтә, ялғанчилиқта жүргән бириси ялған гәп қилип: —
«Мән шарап вә һараққа тайинип силәргә бешарәт беримән» — десә,
Мана, у шу хәлиққә пәйғәмбәр болуп қалиду!
Худаниң «Исраилниң қалдиси»ға болған вәдиси
12Мән чоқум сени бир пүтүн қилип уюштуримән, и Яқуп;
Мән чоқум Исраилниң қалдисини жиғимән;
Мән уларни Бозраһдики қойлардәк,
Өз яйлиғида жиғилған бир падидәк җәм қилимән;
Улар адиминиң көплүгидин вараң-чуруңлуққа толиду.
13Бир «бөсүп өткүчи» уларниң алдиға чиқип маңиду;
Улар бөсүп чиқип, қовуққа йетип берип, униңдин чиқти;
Улар бөсүп чиқти,
Йәни қовуққа йетип берип, униңдин чиқти;
Уларниң Падишаси уларниң алдида,
Пәрвәрдигар уларниң алдиға өтүп маңиду.
Notes
□2:2
«.. батур кишиниму җәмәти» — яки «... батур кишиниму өйи».
■2:2
Йәш. 5:8
■2:3
Ам. 5:13
□2:4
«У (Пәрвәрдигар) етизлиримизни мунапиққа тәқсим қилип бәрди!» — «мунапиқ» бәлким өз әһдисидә һеч турмайдиған Асурийә падишасини көрситиду.
■2:5
Қан. 32:8, 9
□2:6
«Улар: «бешарәт бәрмәңлар!» — дәп бешарәт бериду! Әгәр пәйғәмбәрләр бу ишлар тоғрилиқ бешарәт бәрмисә, әнди бу ар-номус биздин һәргиз кәтмәйду!» — бу айәттә «бешарәт бериш» дегән пеилниң йәнә бир тәрҗимиси: «шал чечиш» (кинайилик гәп). Башқа бир нәччә хил тәрҗимилири; (1) «Бу ишлар тоғрилиқ бешарәт бәрмәслик керәк!» (улар дәйду) «Әнди ар-номус (биздин) һәргиз кәтмәйду!» (Микаһ дәйду); (2) «Дәрвәқә улар (пәйғәмбәрләр) бу ишлар тоғрилиқ бешарәт беришкә тохтайду! Әнди ар-номус биздин кәтмәйду!».
■2:6
Йәш. 30:10; Ам. 7:16
□2:7
«И Яқуп җәмәти, «Пәрвәрдигарниң Роһи сәвир-тақәтсизму? Бу ишлар раст Униң қилғанлириму?» — дегили боламду?» — демәк, Исраил (шүбуһисизки, сахта пәйғәмбәрләрниң тәлимлири билән): «Худа бизни сөйиду, биз Худаниң алаһидә хәлқи, У бизгә һәргиз яманлиқни йәткүзмәйду» — дәвериду. Башқа бир хил тәрҗимиси: «И «Яқуп җәмәти» дәп аталғучи, Пәрвәрдигар сәвир-тақәтсизму? Булар (бу яман ишлар) униң қилғанлириму?».
□2:8
«... силәр хатирҗәмликтә йолдин өтүп кетиватқанларниң тонини ич кийимлири билән салдурувалисиләрки, уларни худди уруштин қайтқанлардәк кийимсиз қалдурисиләр» — башқа бир хил тәрҗимиси: «... худди уруштин қайтиватқанлардин алғандәк силәр уларниң тонини ич кийимлири билән елип булисиләр» (уруштин қайтқанлар болса хатирҗәмликтә маңиду, әлвәттә).
□2:9
«Мениң гөзәл гөһирим» — (яки «Мениң зибузиннитимдин») — бәлким Қанаан зимининиң өзини көрситиду.
□2:11
«Мән шарап вә һараққа тайинип силәргә бешарәт беримән...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Бириси «шарап һәм һарақниң көп болидиғанлиғи тоғрисида бешарәт беримән» десә, у мошу хәлиққә таза мувапиқ бир пәйғәмбәр болиду».
□2:12
«Өз яйлиғида жиғилған бир падидәк җәм қилимән; улар адиминиң көплүгидин вараң-чуруңлуққа толиду» — бәзи алимлар «адәмләрниң көплүги»ни дүшмәнләрниң көплүги, дәп қарайду. Бирақ бир пада қойлар җәм қилинғинида, бәрибир чоң «вараң-чуруң» көтирилиду.
□2:13
«Бир «бөсүп өткүчи» уларниң алдиға чиқип маңиду; улар бөсүп чиқип, қовуққа йетип берип, униңдин чиқти; улар бөсүп чиқти, ... уларниң падишаси уларниң алдида, Пәрвәрдигар уларниң алдиға өтүп маңиду» — бу улуқ бешарәт Худаниң Йәһудани Асурийә империйәсидин қутқузидиғанлиғини көрситиду; бизниңчә бешарәт йәнә икки қетим әмәлгә ашурулиду. «Қошумчә сөз»имиздә биз у тоғрилиқ йәнә азрақ шәрһләймиз.
■2:13
Йәш. 32:4-5; 52:12; Һош..1:11; Зәк.12:8; Мат.3:5; 11:11-14; Юһ. 10:2-4