1Һәр бир дана аял өз аилисини ават қилар;
Ахмақ аял аилисини өз қоли билән вәйран қилар.
2Дуруслуқ йолида маңидиған киши Пәрвәрдигардин қорқар;
Қиңғир йолда маңған киши Худани көзгә илмас.
3Ахмақниң тәкәббур ағзи өзигә таяқ болар;
Ақиланиниң ләвлири өзини қоғдар.
4Улақ болмиса, еғил пак-пакиз турар;
Бирақ өкүзниң күчи болғандила саңға ашлиқ толар.
5Ишәшлик гувачи ялған ейтмас;
Сахта гувачи ялған гәпни нәпәстәк тинар.
6Һакавурлар даналиқ издәп тапалмас;
Бирақ йорутулған адәмгә билим елиш асанға чүшәр.
7Бирәвниң ағзида билим йоқлуғини билип йәткәндә,
Униңдин өзүңни нери тарт.
8Әқил-парасәтлик кишиниң даналиғи өз йолини ойлиништидур;
Ахмақларниң әқилсизлиги болса өзлириниң алдинишидур.
9Ахмақлар болса «итаәтсизлик қурбанлиғи»ни көзгә илмайду,
Һәққанийлар арисида болса илтипат тепилар.
10Көңүлдики дәрдни пәқәт өзила көтирәләр;
Көңүлдики хушлуққиму башқилар шерик болалмас.
11Яманниң өйи өрүлүп чүшәр;
Һәққаний адәмниң чедири гүллинип кетәр.
12Адәм балисиға тоғридәк көрүнидиған бир йол бар,
Лекин ақивити һалакәткә баридиған йоллардур.
13Оюн-күлкә болса қәлбтики ғәм-қайғуни япар,
Хошаллиқ өтүп кәткәндә, ғәм-қайғу йәнила қалар.
14Тоғра йолдин бурулуп янған адәм һаман өз йолидин тояр;
Яхши адәм өз ишидин қанаәтлинәр.
15Саддилар һәммә гәпкә ишинип кетәр;
Лекин пәм-парасәтлик киши һәр бир қәдәмни авайлап басар.
16Дана адәм еһтиятчан болуп аваричиликтин нери кетәр;
Ахмақ һакавурлуқ қилип, өзигә ишинип алдиға маңар.
17Териккәк ахмақлиқ қилар;
Нәйрәңваз адәм нәпрәткә учрар.
18Саддилар ахмақлиққа варислиқ қилар;
Пәм-парасәтликләр билимни өз таҗи қилар.
19Яманлар яхшиларниң алдида егиләр;
Қәбиһләр һәққанийниң дәрвазилири алдида баш урар.
20Намрат киши һәтта өз йеқиниғиму яман көрүнәр.
Байниң дости болса көптур.
21Йеқинини пәс көргән гунакардур;
Лекин мискинләргә рәһим қилған бәрикәт тапар.
22Яманлиқ ойлиғанлар йолдин адашқанлардин әмәсму?
Бирақ яхшилиқ ойлиғанлар рәһим-шәпқәт, һәқиқәт-садиқлиққа муйәссәр болар.
23Һәммә меһнәттин пайда чиқар;
Бирақ қуруқ параңлар адәмни муһтаҗлиқта қалдурар.
24Ақиланиләр үчүн байлиқлар бир таҗдур;
Ахмақларниң наданлиғидин пәқәт йәнә шу наданлиқла чиқар.
25Һәққаний гувалиқ бәргүчи кишиләрниң һаятини қутқузар;
Ялған-явидақ сөзләйдиған гувачи ялған гәпни нәпәстәк тинар.
26Пәрвәрдигардин қорқидиғанниң күчлүк йөләнчүки бар,
Униң балилириму һимайигә егә болар.
27Пәрвәрдигардин қорқуш һаятниң булиқидур;
У кишини әҗәллик қапқанлардин қутқузар.  
28Падишаһниң шан-шәриви пухрасиниң көплигидиндур;
Пухрасиниң кәмлиги әмирниң һалакитидур.
29Еғир-бесиқ киши интайин ақил кишидур;
Чечилғақ ахмақлиқни улуқлар.
30Хатирҗәм көңүл тәнниң сақлиғидур;
Һәсрәт чекиш болса сүйәкләрни чиритар.
31Мискинни бозәк қилғучи — Пәрвәрдигарға һақарәт қилғучидур;
Һаҗәтмәнләргә шапаәт қилиш Уни һөрмәтлигәнликтур.
32Яман өз яманлиғи ичидә жиқитилар;
Һәққаний адәм һәтта сәкратта ятқандиму хатирҗәм болар.
33Йорутулған кишиниң көңлидә даналиқ ятар;
Бирақ ахмақниң көңлидикиси ашкарә болмай қалмас.
34Һәққанийәт һәр қайси әлни жуқури көтирәр;
Гуна һәр қандақ милләтни номусқа қалдурар.
35Падишаһниң илтипати әқиллиқ хизмәткарниң бешиға чүшәр;
Бирақ униң ғәзиви номуста қалдурғучи уятсиз хизмәткариниң бешиға чүшәр.

Notes


14:1 «... өз аилисини ават қилар» — ибраний тилида «... өз аилисини қурар».

14:2 Аюп 12:4

14:4 «Улақ болмиса, еғил пак-пакиз турар...» — еғилниң сесиқлиғи түпәйлидин еғилдики улақларни чиқириветиш толиму ахмақанилик, әлвәттә.

14:5 Мис. 23:1; Пәнд. 12:17

14:6 «Һакавурлар» — яки «Мәсқирә қилғучилар».

14:9 «Итаәтсизлик қурбанлиғи» — Муса пәйғәмбәргә тапшурулған «муқәддәс қанун»ға асасән, бириси башқиларға гуна қилип зиян йәткүзгән болса, Худадин кәчүрүм елиш үчүн авал зиян тартқучиға шу гунайини етирап қилип, аз дегәндә икки һәссә төләм берип, андин итаәтсизлиги үчүн қилинидиған қурбанлиқни («итаәтсизлик қурбанлиғи»ни) ибадәтханида Худаға атап бериши керәк еди. Башқа бир хил тәрҗимиси «Ахмақлар итаәтсизлигигә нисбәтән йениклик билән күлүп қойиду».

14:12 Пәнд. 16:25

14:13 Пәнд. 5:4

14:14 Пәнд. 1:31

14:16 «аваричиликтин» — яки «яманлиқтин».

14:20 Пәнд. 19:4, 7

14:22 Луқа 6:38

14:27 «һаятниң булиқи» — 13:14ниму көрүң.

14:27 Пәнд. 10:11; 13:14

14:31 Пәнд. 14:21; 17:5

14:32 «Яман өз яманлиғи ичидә жиқитилар; һәққаний адәм ... хатирҗәм болар» — толуқ айәтниң башқа бир хил тәрҗимиси: «Күлпәт кәлгәндә, яман адәм һайдиветилиду; бирақ һәққаний адәм сәкратта ятқандиму панаһлиқ болар».

14:33 Пәнд. 10:14; 12:23; 13:16

14:35 «Номуста қалдурғучи уятсиз хизмәткар...» — ибраний тилида «номуста қалдурғучи» вә «уятсиз» дегән икки ибарә бирла икки бислиқ сөз билән билдүрүлиду.